Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:52

[1] Яқуп оғуллирини алдиға чақирип, уларға мундақ деди: — Һәммиңлар алдимға келиңлар, силәргә дуч келидиған ишларни ейтип қояй!

[2] «Әй оғуллирим, һәммиңлар келип қулақ селиңлар. Атаңлар Исраилниң сөзлирини көңүл қоюп тиңшаңлар.

[3] Әй Рубен, сән тунҗа оғлумсән, Сән күч-қудритимсән! Чоң болуп тапқан тунҗа оғлумсән, Оғуллирим ичидә әң ғурурлуғи вә күчлүги сән.

[4] Бирақ сән кәлкүндәк еқип, тутуқ бәрмидиң! Сән кичик хотунум билән бир орунда йетип, Көрпәмни булғиғачқа, әнди улуқ киши болалмайсән.

[5] Шимон билән Лавий иттипақдаш болуп, Уларниң қиличлири рәһимсизлик қилди.

[6] Қошулмаймән уларниң яман нийитигә, Қатнашмаймән уларниң сүйиқәстлик планиға, Чүнки улар дәрғәзәптә адәм өлтүрүп, Буқиларниң сиңирини халиғиничә кәсти.

[7] Яғсун ләнәтләр уларниң ғәзивигә, Шундақла рәһимсиз өчмәнлигигә. Тарқитиветәрмән, чечиветәрмән уларни Исраилларниң арисиға.

[8] Әй Йәһуда, қериндашлириң сени махтар. Сән дүшмәнниң гелини сиқарсән. Қериндашлириң сениң алдиңда баш қояр.

[9] Йәһуда дүшминигә яш ширдәк етилиду, Уни мәғлуп қилип, қайтип келиду угисиға. Созулуп ятса угисида, Кимму униңға тегишкә җүръәт қилар?

[10] Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.

[11] Һәдди-һесапсиз бай болғанлиғидин у, Ғаҗап қоюшиға қаримай тәхийиниң, Бағлап қояр уни әң яхши үзүмгә. Бағлап қояр хотигини үзүм шехиға. Кийимлирини жуяр үзүм шаравида, Есил тонини жуяр үзүм шәрбитидә.

[12] Униң көзлири үзүм шаравидин қара. Чишлири сүттинму ақ.

[13] Зәбулун турар деңиз бойида, У йәр кемә порти болар, Зимини Сидон тәрәпкә созулар.

[14] Иссакар гоя күчлүк ешәк болуп, Еғилниң ичидә ятар.

[15] Көргәндә у дәм елиш орниниң яхшилиғини Вә йеридин һосул көп чиқидиғанлиғини, Артип жүкниң еғирини мүрисигә, Қул болуп, җапалиқ ишқа мәҗбур болар.

[16] Дан исраил қәбилисидин бири болар, У өз хәлқигә адил һөкүм қилар.

[17] У иландәк йол бойлирида, Зәһәрлик иландәк чиғир йолларда, Чеқип атниң туйиғини, Арқисиға жиқитар атлиқларни.

[18] Әй Пәрвәрдигарим, қутқузушуңни күтмәктимән!

[19] Гад қарақчиларниң һуҗумиға учрар. Лекин у кәйнидин һуҗум қилип, зәрбә берәр.

[20] Ашерниң зимини худди мол ашлиқ амбири болуп, Падишаларни у тәминләр хас ләззәтлик тамақлири билән.

[21] Нафтали әркин ана кейиктур, У туғар сөйүмлүк бала кейикләрни.

[22] Йүсүп мевилик дәрәқтур. У булаққа йеқиндур. Униң шахлири һалқип өтәр тамдин.

[23] Шиддәтлик һуҗум қилар дүшмән очилири униңға, Оқ-ялар дәһшәтлик етилар униңға,

[24] Лекин униң оқ-яри мәзмут йәнила, Униң қоллири күчлүк йәнила. Таянғачқа у Яқуп етиқат қилған қадир Худаға, Йәни исраилниң Падичисиға, Қорам Тешиға.

[25] Атаң ибадәт қилған Худа саңа ярдәм қилар, Һәммигә қадир Худа сени бәхитлик қилар. У саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп, Йәрдики булақларни тәғдим қилар. Ат-калилириңни һәм авутуп, Әвлатлириңни көп қилар.

[26] Атаң Худадин еришкән бу бәхит, Қедимки тағ чоққилиридинму, Идирлиқлардики байлиқлардинму бүйүктур. Мана бу бәхит-саадәт Йүсүпниң бешиға, Йәни қериндашлиридин талланғиниға қонар.

[27] Бинямин гоя жиртқуч чилбөрә. У әтигәнлиги тутқинини ялмап, Кечиси олҗиларни бөләр».

[28] Исраилниң бу он икки оғли Исраил хәлқиниң он икки қәбилиси­ниң бовилири болди. Бу сөзләр Яқупниң һәр бир оғлиға қилған лайиқ хәйирлик дуасидур.

[29] Яқуп оғуллириға мундақ дәп тапилиди: — Әҗдатлиримниң қешиға кетидиғанға аз қалдим. Силәр мени ата-бовилиримниң йениға, йәни хитлардин болған Әфронниң етизлиғидики өңкүргә дәпнә қилиңлар.

[30] Бу өңкүр Қанандики Мамрәниң шәриқ тәрипидики Макпелаһ йезисида болуп, Ибраһим у өңкүр билән йәрни хитлардин болған Әфрондин йәрлик қилиш үчүн сетивалған еди.

[31] Ибраһим вә аяли Сарә у йәргә қоюлған. Исһақ вә аяли Рибәқаму у йәргә қоюлған. Мән Леяһниму у йәргә дәпнә қилдим.

[32] У йәр билән өңкүр хитлардин сетивелинған болуп, силәр мени шу йәргә қоюңлар.

[33] Яқуп оғуллириға бу сөзләрни қилғандин кейин, йетипла нәпәси тохтап, әҗдатлириниң қешиға кәтти.

Аләмниң яритилиши — Chapters