[1] Қанандики ачарчилиқ барғансири еғирлашти.
[2] Яқупниң аилисидикиләр Мисирдин елип келингән ашлиқни йәп болғандин кейин, Яқуп оғуллириға: — Силәр йәнә бир аз ашлиқ сетивелип келиңлар, — деди.
[3] Йәһуда атисиға: — Бирақ у адәм бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар», дегән.
[4] Әгәр сиз кичик инимизни биз билән биллә әвәтсиңиз, баримиз.
[5] Болмиса бармаймиз, чүнки у киши бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар» дегән, — деди.
[6] Исраил уларға: — Силәр немишкә мени мундақ қийнайсиләр? Немә үчүн у кишигә: «Өйдә йәнә бир инимиз бар», дәп ейттиңлар? — деди.
[7] Улар мундақ җавап қайтурди. — У киши бизни вә аилимизниң әһвалини кочилап сүрүштүрүп: «Атаңлар һаятму? Йәнә башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориди. Биз униң соалиға җавап бәрмисәк болматти. Биз униң «Кичик иниңларни елип келиңлар», дәйдиғанлиғини нәдин биләттуқ?
[8] Йәһуда Исраилға: — Биняминни маңа тапшуруң. Биз дәрһал йолға чиқайли. Шундақ қилғанда, биз, сиз вә балилиримиз ачлиқтин өлмәймиз!
[9] Кичик инимға мән кепил, пүтүн җавапкәрликни үстүмгә алай. Мән уни аман-есән қайтуруп келип, өз қолуңизға тапшурмисам, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй!
[10] Әгәр биз вақитни кәйнигә сүрмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.
[11] Исраил уларға: — Ундақ болса, мундақ қилиңлар. Баш вәзиргә бир аз мәлһәм, һәсәл, дора-дәрмәк, мурмәкки, пистә-бадам қатарлиқ әң яхши йәрлик алаһидә мәһсулатлардин соға алғач бериңлар.
[12] Йәнә бир һәссә артуқ пул алғач берип, алдинқи қетим тағарлириңларға селип қойған пулларни қайтуруп бериңлар. Еһтимал, бу ишта хаталиқ болған болуши мүмкин.
[13] Иниңларниму у кишиниң йениға тез елип бериңлар.
[14] Һәммигә қадир Худа униң көңлигә инсап берип, Бинямин билән Шимонни силәргә қошуп қайтурғай. Мабада тәғдир балилиримни мәндин айривәтсә, амалим қанчә! — деди.
[15] Буниң билән улар тәйярлиған соғилирини һәм бир һәссә артуқ пул вә Биняминни елип, йолға чиқти. Улар Мисирға барғандин кейин, Йүсүп билән көрүшти.
[16] Биняминниң улар билән биллә кәлгәнлигини көргән Йүсүп, мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға: — Бу кишиләрни өйүмгә елип бар, улар чүшлүк тамақта мән билән биллә болиду. Силәр бир мал союп, зияпәт тәйярлаңлар, — деди.
[17] Ғоҗидар буйруққа бенаән уларни Йүсүпниң өйигә елип барди.
[18] Улар ғоҗидар тәрипидин Йүсүпниң өйигә башлап берилғанлиғидин интайин қорқушуп: «Бизни чоқум алдинқи қетим тағарлиримизда қайтурулған пуллар сәвәвидин бу йәргә елип кәлди. Еһтимал, улар бизгә туюқсиз һуҗум қилип, ешәклиримизни тартивелип, бизни қул қилиши мүмкин!» — дейишти
[19] һәм Йүсүпниң дәрвазиси алдиға бериш биләнла улар ғоҗидарға:
[20] — Тәхсир! Алдинқи қетим биз бу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ.
[21] Өйгә қайтиш йолумизда қонидиған йәргә келип тағарларни ачсақ, пуллиримизниң тағарда өз пети турғанлиғини көрдуқ. Һазир бу пулларни қайтуруп бериш үчүн әкәлдуқ.
[22] Буниңдин башқа биз йәнә ашлиқ сетивалидиғанғиму пул әкәлдуқ. Алдинқи қетим тағарлиримизға пулларни ким селип қойдикин билмидуқ, — дейишти.
[23] Ғоҗидар уларға: — Қорқмаңлар! Қорқмаңлар! Пуллириңларни мән тапшуруп алған едим. Уни тағарлириңларға чоқум Худа, йәни атаңлар етиқат қилип кәлгән Худа селип қойған охшайду, — деди. Андин у Шимонни зиндандин елип чиқип, уларға тапшуруп бәрди.
[24] Ғоҗидар уларни Йүсүпниң өйигә башлап, путлирини жуюшқа су, ешәклиригә болса йәм бәрди.
[25] Улар соғилирини тәйярлап, чүштә Йүсүп кәлгәндә униңға тәғдим қилишни күтүп турди. Чүнки улар Йүсүп билән тамақта биллә болидиғанлиғи тоғрисидики хәвәрни аңлиған еди.
[26] Йүсүп өйгә кәлгәндә, улар башлирини йәргә тәккичә егип тазим қилип, соғилирини сунди.
[27] Йүсүп улар билән саламлашқандин кейин: — Силәр маңа қерип қалған атаңлар тоғрилиқ гәп қилған едиңлар. У киши қандақ, һаятму? — дәп сориди.
[28] Улар җававән: — Мөмүн қуллириниң атиси һаят вә яхши туруватиду, — дәп башлирини қайта йәргә тәккичә егип тазим қилди.
[29] Йүсүп бир анидин болған өз иниси Биняминни көрүп: — Силәр маңа ейтқан һелиқи әң кичик иниңлар мошуму? Әй оғлум, Худа саңа бәхит ата қилғай, — деди.
[30] Йүсүп өз инисиға болған қайнақ меһир һиссиятини басалмай, көпчиликниң алдида үн селип жиғлавәткидәк болуп кәтти. Шуңа уларниң йенидин чиқип, өз һоҗрисиға кирип, бир һазағичә көз йеши қилди.
[31] Андин у үзини жуюп, һиссиятини бесип, қайтип кирип, хизмәтчилиригә тамақ әкиришкә буйриди.
[32] Йүсүп өзи ялғуз бир дәстиханда, қериндашлири айрим бир дәстиханда олтарди. Зияпәттә биллә болған мисирлиқлар йәнә бир дәстиханда олтарди. Чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда олтиришни төвән көрәтти.
[33] Йүсүп қериндашлирини өзигә қаритип чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузди. Буни көргән ака-укилири аң-таң болғинидин бир-биригә қаришип қоюшатти.
[34] Йүсүп уларға өз дәстихинидин тамақ бөлүп бәрди. Биняминға болса, башқиларниңкидин бәш һәссә артуқ усуп бәрди. Улар Йүсүп билән биллә йәп-ичип, интайин хошал болушти.