[1] -
[2] Йүсүп өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қелип, хизмәткарлириниң ташқириға чиқип турушини буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, өзиниң ким екәнлигини мәлум қилдидә, шундақ қаттиқ жиғлидики, униң авазини өйниң сиртидикиләрму аңлиди вә аңлап қелип, бу хәвәрни тез падишаға йәткүзди.
[3] Йүсүп ибраний тилида қериндашлириға мундақ деди: — Мән Йүсүп болимән! Атам саламәтму? Бу гәпни аңлиған қериндашлири һодуқуп кәткинидин гәп қилалмай қетип турупла қалди.
[4] Йүсүп уларни алдиға чақирди. Улар униң алдиға кәлгәндә, мундақ деди: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән.
[5] Лекин силәр бу иш үчүн әнсирәп, өзәңларни әйипкә буйрумаңлар. Худа хәлиқниң һаятини сақлап қелиш үчүн, мени авал бу йәргә әвәткән.
[6] Бу йәрдики ачарчилиққа әнди икки жил болди. Йәнә бәш жилғичә териқчилиқ қилғилиму болмайду, һосул алғилиму болмайду.
[7] Шуңа силәрниң нәслиңларни сақлап қелиш һәм һаятиңларни қутқузуп қелиш үчүн, Худа чоң мөҗүзә көрситип, мени бу йәргә авал әвәтти.
[8] Демәк, мени бу йәргә әвәткән силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени падишаниң баш мәслиһәтчиси вә Мисирниң баш вәзирлигигә олтарғузуп, пүтүн мәмликәтни башқурушқа муйәссәр қилди.
[9] Силәр атамниң йениға тездин берип, униңға: «Оғлуңиз Йүсүп ‹ Худа мени пүтүн Мисир дөлитиниң баш вәзири қилип тиклиди. Сиз әнди кечикмәй, бу йәргә тез йетип келиң.
[10] Оғул-қизлириңиз, нәврилириңиз, қой-калилириңиз вә башқа пүтүн тәәллуқатиңизни әкелип, Гошән вилайити әтрапида маңа йеқин олтириң.
[11] Сизниң пүтүн аилә вә мал-варанлириңиз билән ачлиқтин мүшкүл әһвалға чүшүп қалмаслиғиңиз үчүн, мән сизни бақимән. Чүнки ачарчилиқ йәнә бәш жил давамлишиду! › деди», дәңлар, — деди.
[12] Йүсүп йәнә: — Мана мениң ким екәнлигимни силәр һәммиңлар өз көзүңлар билән көрдүңлар, Бинямин сәнму көрдиң.
[13] Атамға Мисирдики һөрмитимниң қанчилик жуқурилиғини ейтиңлар вә көргәнлириңларниң һәммисини йәткүзүп, уни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди.
[14] У иниси Биняминни қучақлап, йәнә қаттиқ жиғлап кәтти. Инисиму униң бойниға есилип қаттиқ жиғлиди.
[15] Андин у жиғлиған пети акилири билән бир-бирләп сөйүшүп көрүшти. Шуниңдин кейин қериндашлири униң билән сөзлишишкә башлиди.
[16] Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр ордиға йетип кәлгәндә, падиша вә униң хизмәткарлири интайин хошал болушуп кәтти.
[17] Падиша Йүсүпкә: — Қериндашлириңға ейт, улақлириға мал артип, дәрһал Қананға қайтип берип,
[18] атаң билән барлиқ аилидикилирини бу йәргә елип кәлсун. Мән уларға Мисирниң әң яхши зиминини беримән. Улар бу йәрдә баяшәт турмуштин һөзүрләнсун.
[19] Уларға йәнә шуниму ейтип қой: «Улар атаң вә хотун вә бала-җақилириниму елип келиш үчүн, Мисирдин һарву алғач кәтсун.
[20] Улар у йәрдики тәәллуқатини ойлимисун, чүнки Мисир зимининиң әң яхши нәрсилири уларниң болиду», — деди.
[21] Исраилниң оғуллири бу сөзгә бенаән иш қилди. Йүсүп падишаниң әмри бойичә уларға һарву вә йолға йетәрлик озуқ тәйярлап бәрди.
[22] У йәнә һәр бир акисиға бир қурдин йеңи кийим соға қилди. Биняминға болса, бәш қур кийим билән үч йүз күмүч тәңгә бәрди.
[23] У атисиға он һаңга ешәккә Мисирниң әң яхши мәһсулатлирини, йәнә он мада ешәккә атисиниң Мисирға келиш йолида истимал қилишиға ашлиқ, нан вә башқа йемәкликләрни артип бәрди.
[24] У қериндашлирини йолға селиш алдида уларға йолда җедәл-маҗра чиқармаслиқни тапилиди.
[25] Улар Мисирдин чиқип, Қананға атисиниң йениға қайтип барди.
[26] Улар атисиға: — Йүсүп һаят екән! Мисирниң баш вәзири бопту! — деди. Яқупниң тәнлири җуғулдап кәтти. У уларниң сөзигә ишәнмиди.
[27] Лекин у улардин Йүсүпниң ейтип бәргән сөзлирини аңлап һәм Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвулирини көрүп, әс-һошиға кәлди.
[28] У: — Болди! Оғлум Йүсүпниң һаят екәнлигигә әнди ишәндим! Көзүмниң тиригидә берип уни көрәй! — деди.