[1] Исмаил қәбилисидики содигәрләр Йүсүпни Мисирға әкелип, Мисир падишасиниң бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи Потифарға сатқан еди.
[2] Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилди. У мисирлиқ ғоҗайининиң өйидә турди.
[3] Потифар Пәрвәрдигарниң Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилғанлиғини байқиди.
[4] Потифар униңдин рази болуп, уни шәхсий ярдәмчи қилип, аилә ишлири вә пүткүл тәәллуқатини башқурушқа тайинлиди.
[5] Шу вақиттин башлап Пәрвәрдигар Потифарниң пүтүн аилисигә, мал-чарвилириға вә териқчилиғиға бәхит ата қилди.
[6] Потифар һәммини Йүсүпниң башқурушиға тапшуруп, өзиниң йемәк-ичмигидин башқа, һеч иш билән кари болмайдиған болди. Йүсүп келишкән, чирайлиқ жигит еди.
[7] Узун өтмәй униңға ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп қелип, униңға: — Кәл, мән билән бир орунда ят! — деди.
[8] Йүсүп рәт қилип: — Ойлап көрүң, ғоҗайиним барлиқ тәәллуқатини мениң башқурушумға тапшурди. Мән болғачқа, у пүтүн аилә ишлириға баш қатурмайду.
[9] Бу аилидә мән униңға охшаш һоқуқлуқ. Сиздин башқа һәммини маңа тапшурди. Сиз униң аяли турсиңиз, мән қандақму бундақ әхлақсиз ишни қилип, Худаниң алдида гунакар болай? — деди.
[10] Потифарниң аяли һәр күни шерин сөзләр билән Йүсүпни өзигә қаратсиму, Йүсүп униң билән бир орунда ятмақ түгүл, униң билән бир йәрдә олтиришниму рәт қилип кәлди.
[11] Бир күни Йүсүп өз иши билән өйгә кирди. У чағда өйдә башқа хизмәтчиләр йоқ еди.
[12] Потифарниң аяли Йүсүпниң тониға есиливелип: — Кәлгин, бир орунда ятайли! — деди. Бирақ Йүсүп қечип, ташқириға чиқип кәтти. Тони болса, аялниң қолида қалди.
[13] У Йүсүпниң тонини ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп,
[14] чуқан селип, өй хизмәтчилирини чақирип, уларға: — Қараңлар, ерим әкәлгән ибраний қул бизгә һақарәт кәлтүрди. У мениң һоҗрамға кирип, номусумға тәгмәкчи болған еди, мән авазимниң баричә вақиридим.
[15] У мениң вақириғинимни аңлап, тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти, — деди.
[16] У Йүсүпниң тонини бәрмәй, ериниң келишини күтти.
[17] Ери кәлгәндә, униңға мундақ деди: — Сиз әкәлгән һелиқи ибраний қул мениң һоҗрамға кирип, маңа һақарәт кәлтүрди.
[18] Мән вақириған едим, у тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти.
[19] Йүсүпниң ғоҗайини аялиниң: «Сениң қулуңниң маңа қилған муамилиси мана!» дегән сөзини аңлап, интайин ғәзәпләнди.
[20] У Йүсүпни тутуп, орда зинданиға қамап қойди. Буниң билән Йүсүп у йәрдә қамақта болуп қалди.
[21] Лекин Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униңға меһир-шәпқәт көрсәтти. Шуңа зиндан башқурғучи уни яхши көрүп қелип,
[22] уни зиндандики башқа җинайәтчиләрни башқуруш вә зиндан ишлириға җавапкәр болушқа тайинлиди.
[23] Йүсүп җавапкәр ишларға зиндан башқурғучи баш қатурмайдиған болди. Чүнки Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болғачқа, у башқурған һәммә ишлар оңушлуқ болған еди.