[1] Адәм ата аяли Һава ана билән биллә болди. Һава ана һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигарниң ярдими билән бир оғулға егә болдум», деди вә исмини Қабил қойди.
[2] Кейин у йәнә бир оғул туғуп, исмини Һабил қойди. Иккиси чоң болғандин кейин, Һабил падичи болди, Қабил болса дехан болди.
[3] Һосул мәзгили кәлгәндә, Қабил йәрниң мәһсулатидин елип Пәрвәрдигарға тәғдим қилди.
[4] Һабилму қой падиси ичидин тунҗа туғулған қозилардин союп, таза семиз йеридин Пәрвәрдигарға тәғдим қилди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң соғисини қобул қилди.
[5] Бирақ Қабилни вә униң соғисини қобул қилмиди. Буниңдин интайин хапа болған Қабилниң чирайи тутулуп кәтти.
[6] Шу чағда Пәрвәрдигар Қабилға: — Немишкә хапа болисән? Чирайиң немишкә тутулуп кәтти?
[7] Әгәр дурус иш қилған болсаң, сениму қобул қилған болаттим! Бирақ яманлиқ қилсаң, гуна худди ишик алдида етилмақчи болуп турған явайи иштқа охшаш сениң вуҗудуңни чирмавалиду. У сени өз илкигә алмақчи болсиму, лекин сән уни йеңишиң лазим! — деди.
[8] Кейин Қабил иниси Һабилға: — Җүр, далада сәйлә қилип келәйли! — деди. Улар даладики вақтида, Қабил инисиға қол селип, уни өлтүрүвәтти.
[9] Пәрвәрдигар Қабилдин: — Иниң Һабил қени? — дәп сориди. — Билмәймән, мән инимниң баққучисимидим? — дәп җавап бәрди у.
[10] Пәрвәрдигар кәйнидинла уни: — Бу немә қилғиниң? Иниңниң интиқам елиш үчүн дат-пәрият қиливатқан қени Маңа көрүнүп туриду.
[11] Сән әнди ләнәткә учрайсән. Буниңдин кейин бу йәрдә туралмайсән! Чүнки сән иниңни өлтүрдүң, йәргә қан төктүң.
[12] Сән йәргә ишлигән тәғдирдиму, йәр саңа һосул бәрмәйду. Сән әнди сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүрисән, — дәп әйиплиди.
[13] Буни аңлиған Қабил Пәрвәрдигарға мундақ деди: — Мән бундақ еғир җазани көтирәлмәймән.
[14] Сән мени бу йәрдин қоғлап, һозуруңдин һайдаватисән! Мән әнди өй-макансиз, сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүримән. Мени көргәнла киши өлтүрүветиду!
[15] Лекин Пәрвәрдигар: — Яқ, сени өлтүргән киши йәттә һәссә қаттиқ җазалиниду, —деди. Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилни өлтүрмәкчи болғанларни агаһландуруш үчүн, униң пешанисигә алаһидә бәлгү қоюп қойди.
[16] Буниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәм бағниң шәриқ тәрипидики Нод дегән җайда олтирақлишип қалди.
[17] Қабил аяли билән биллә болди. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туғди. Униң исмини Һанух қойди. Қабил бир шәһәр бена қилип, шәһәрни оғлиниң исмида атиди.
[18] Һанухтин Ирад төрәлди, Ирадтин Меһуяил төрәлди, Меһуяилдин Метушаил төрәлди, Метушаилдин Ламик төрәлди.
[19] Ламик икки хотун алди, бириниң исми Адә, йәнә бириниң исми Зиллә еди.
[20] Адә Ябални туғди. Ябал көчмән малчиларниң бовиси болди.
[21] Униң инисиниң исми Юбал еди. Юбал чилтар вә нәй чалғучиларниң бовиси болди.
[22] Зиллә Тубал-Қайин дегән бир оғулни туғди. Тубал-Қайин мис, төмүр җабдуқларни ясиғучиларниң бовиси болди. Тубал-Қайинниң Нәимә исимлиқ бир сиңлиси бар еди.
[23] Ламик икки аялиға по ейтип, мундақ деди: «Әй Адә билән Зиллә, сөзүмгә қулақ селиңлар! Әй аяллирим, көңүл қоюп аңлаңлар! Мени яридар қилған бир адәмни өлтүрдүм. Мени урған бир яшни өлтүрдүм.
[24] Қабилни өлтүргүчи йәттә һәссә җазаланса, Мени өлтүргүчи йәтмиш йәттә һәссә җазалиниду».
[25] Адәм ата йәнә өз аяли билән биллә болуш нәтиҗисидә аяли бир оғул туғди. Һава ана: «Худа маңа Қабил өлтүрүвәткән Һабилниң орниға бир оғул бәрди», — деди. Шуңа у исмини Сет қойди.
[26] Сеттин бир оғул туғулуп, исми Енош қоюлди. Мана шу чағдин башлап, адәмләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа башлиди.