[1] Йүсүп ғоҗидариға: — Сән уларниң тағарлириға елип кетәлигидәк ашлиқ қачилап, пуллирини өз тағарлириға селип қой.
[2] Уларниң әң кичигиниң тағириға мениң күмүч җамим билән өз пулини селип қой! — дәп буйруқ қилди. Ғоҗидар буйруққа бенаән шундақ қилди.
[3] Әтиси таң сәһәрдә Йүсүпниң қериндашлири ешәклири билән йолға селип қоюлди.
[4] Улар шәһәрдин чиқип анчә жираққа бармайла, Йүсүп ғоҗидариға: — Сән дәрһал уларниң кәйнидин қоғлап берип, уларға: «Силәр немишкә яхшилиққа яманлиқ қилисиләр?
[5] Немишкә ғоҗайинимниң күмүч җамини оғрилап кетисиләр? Ғоҗайиним у җамда һәм шарап ичиду, һәм пал ачиду. Силәр еғир гуна өткүздүңлар!» дегин, — деди.
[6] Ғоҗидар уларға йетишкәндә, Йүсүпниң сөзини деди.
[7] Улар: — Ғоҗам, бу немә дегәнлири? Қуллири бундақ иштин неридур!
[8] Өзлиригә мәлумки, биз һәтта өткән қетимда тағарлиримизда пулларниң барлиғини көрүп, уни Қанандин қайтуруп әкәлгән турсақ, ғоҗайиниңизниң алтун-күмүчлирини йәнә оғриламтуқ?
[9] Әгәр өзлири қайсимизниң тағиридин җамини тепивалсила, шу өлүмгә мәһкүм болсун. Қалғанлиримизму өзлириниң қули болайли! — дейишти.
[10] Ғоҗидар: — Бу сөзүңларға қошулимән, амма җамни оғрилиған кишинила елип қалимән. Қалғанлириңлар қайтип кәтсәңлар болиду, — деди.
[11] Буниң билән көпчилик дәрһал өз тағарлирини йәргә чүширип ачти.
[12] Ғоҗидар чоңиниң тағиридин башлап таки әң кичигиниңкигичә инчикиләп ахтурди. Ахирда күмүч җамни Биняминниң тағиридин тепивалди.
[13] Қериндашлар үмүтсизләнгән һалда кийимлирини житишип, жүк-тақилирини ешәклиригә артип, йәнә шу шәһәргә қайтип келишти.
[14] Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң алдиға қайтип барғинида, Йүсүп техи өйидә еди. Улар өзлирини униң алдиға ташлап йәргә атти.
[15] Йүсүп уларға: — Силәрниң бу немә қилғиниңлар? Маңа охшаш жуқури мәртивидики бир кишиниң силәрниң жүрүш-турушуңларға пал ачалайдиғанлиғини билмәттиңларму? — деди.
[16] Йәһуда җававән: — Әй алийлири, биз бу ишқа немә дәләләймиз? Уни алмидуқ дәп қандақму өзимизни ақлалаймиз? Худа қуллириниң гунайини ечип ташлиди, әнди җам чиққан кишила әмәс, һәммимиз өзлириниң қули болғаймиз! — деди.
[17] Йүсүп уларға: — Яқ! Һәргиз ундақ қилмаймән. Пәқәт җамни алған киши маңа қул болсун. Қалғанлириңлар атаңларниң йениға аман-есән қайтип кетиңлар, — деди.
[18] Йәһуда Йүсүпниң алдиға берип: — Әй алийлири, өзлиригә әһвални очуқ баян қилишимға рухсәт қилғайла. Өзлири падиша билән баравәр, қуллириға рәһим қилғайла!
[19] Өзлири биздин: «Силәрниң атаңлар яки башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориғанлирида,
[20] биз: «Қерип қалған атимиз вә атимиз қерип қалғанда тапқан бир кичик инимиз бар. Бу инимизниң бир қосақтин болған акиси өлүп кәткән. У уларниң анисидин қалған бирдин-бир бала, шуңа атимиз униңға бәк амрақ», дегән едуқ.
[21] Өзлири биз қуллириға: «Уни елип келиңлар, өз көзүм билән көрәй», дәп тапилиған едила.
[22] Лекин биз бу балиниң атисидин айрилалмайдиғанлиғини, әгәр айрилса, атимизниң чоқум өлидиғанлиғини ейтқинимизда,
[23] өзлири биз қуллириға: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар!» дегән едила.
[24] Биз атимизниң йениға берип, өзлириниң сөзлирини йәткүздуқ.
[25] Кейин у бизни йәнә ашлиқ әкелишкә буйруғанда,
[26] биз униңға: «Инимиз биз билән биллә бармиғичә, биз у кишиниң үзигә қаралмаймиз. Кичик инимиз биз билән биллә бармиса, бизму бармаймиз», дегән едуқ.
[27] Қуллириниң атиси бизгә: «Силәргә мәлумки, аялим Раһилә маңа пәқәт икки оғул туғуп бәрди.
[28] Уларниң бири мәндин җуда болди. У мәндин айрилғандин кейин, уни қайта көрмидим. У чоқум жиртқуч һайванларға йәм болди.
[29] Әгәр силәр бу оғлумни мәндин елип кетип, уму йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, қериғинимда һәсрәт чекип, өлүп кетимән», дегән еди.
[30] Әнди ойлап бақсила! Әгәр биз бу балини елип кәтмисәк, қуллириниң атиси бу балиниң қайтип кәлмигәнлигини көрүпла, һаятидин айрилиду. Чүнки униң һаяти бу балиниң тәғдиригә бағлиқ.
[31] Атимиз билән көрүшкинимиздә, инимиз йоқ болса, у һәсрәт чекип өлүп кетиду. Униң өлүшигә биз сәвәпчи болған болимиз.
[32] Қуллири атамға кепиллик берип: «Әгәр балини қайтуруп кәлмисәм, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй», дегән едим.
[33] Шуңа, әй алийлири, бу бала үчүн қуллири қелип, өзлиригә қул болсун. У бала болса акилири билән биллә қайтип кәтсун!
[34] Әгәр бу бала мән билән биллә кәтмисә, мән атамниң үзигә қандақ қаралаймән? Мән атамниң бундақ бала-қазаға учришиға чидап туралмаймән! — деди.