Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:00

[1] Исраил пүтүн мал-мүлүклирини жиғиштуруп, Бәәршәбаға келип, у йәрдә атиси Исһақ етиқат қилған Худаға атап қурван­лиқ қилди.

[2] Шу кечә униңға бир алаһидә көрүнүш көрүнүп, Худа уни: — Яқуп, Яқуп! — дәп чақирди. — Ләббәй, — дәп җавап бәрди у.

[3] Худа униңға: — Мән Худа, сениң атаң етиқат қилған Худадурмән. Сән Мисирға бериштин қорқма, чүнки Мән у йәрдә сениң әвлатлириңни улуқ бир хәлиқ қилимән.

[4] Мән сән билән биллә Мисирға берип, андин әвлатлириңни чоқум бу зиминға қайтуруп келимән. Сән аләмдин өткәндә, Йүсүп йениңда болиду, — деди.

[5] Яқуп Бәәршәбадин йолға чиқти. Униң оғуллири уни вә хотун-балилирини Мисир падишаси әвәткән һарвуларға олтарғузуп,

[6] Қананда тапқан мал-варанлири билән тәәллуқатлирини елип, Мисирға қарап маңди. Шундақ қилип, Яқуп пүтүн әвлатлирини елип Мисирға кәлди.

[7] Оғул-қизлири вә оғул-қиз нәврилириму биллә барди.

[8] Исраил дәпму аталған Яқуп билән биллә Мисирға барған әвлатли­ри­ниң исимлири төвәндикичә: Яқупниң чоң оғли Рубен

[9] вә униң оғуллири: Һанух, Паллу, Һесрон вә Карми қатарлиқлар.

[10] Шимон вә униң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған Шаул қатарлиқлар.

[11] Лавий вә униң оғуллири: Гәршон, Коһат вә Мәрари қатар­лиқлар.

[12] Йәһуда вә униң оғуллири: Шалаһ, Парәс вә Зәраһ қатарлиқлар. Йәһуданиң йәнә Ер вә Онан дегән оғуллири болуп, улар Қананда өлүп кәткән еди. Парәсниң оғуллири: Һесрон билән Һамул.

[13] Иссакар вә униң оғуллири: Толаһ, Пува, Йоп вә Шимрон қатарлиқлар.

[14] Зәбулун вә униң оғуллири: Сәрәд, Әлон вә Яхлил қатарлиқлар.

[15] Жуқуридикиләр Леяһ Паддан-Аррамда Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, қизи Дина билән җәми оттуз үч нәпәр еди.

[16] Гад вә униң оғуллири: Сәфон, Һагги, Шуний, Езбон, Әри, Ароди вә Арели қатарлиқлар.

[17] Ашер вә униң пәрзәнтлири: оғуллири Йимна, Йишва, Йишви, Бәрия вә қизи Сәраһ. Бәрияниң оғуллири: Һебәр вә Малкел еди.

[18] Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Леяһқа қиз хизмәткар қилип бәргән Зилпа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, улар җәми он алтә нәпәр еди.

[19] Яқупниң аяли Раһилә униңға икки оғул туғуп бәргән болуп, улар Йүсүп билән Бинямин еди.

[20] Йүсүп Мисирда Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенаттин Манассә вә Әфраим исимлиқ икки оғул тапқан еди.

[21] Биняминниң оғуллири: Бела, Бекәр, Ашбел, Гера, Наман, Әһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Арид қатарлиқлар.

[22] Жуқуридикиләр Раһилә Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми он төрт нәпәр еди.

[23] Дан вә униң оғли Һушим.

[24] Нафтали вә униң оғуллири: Яхсиил, Гуни, Йәсәр вә Шилләм қатарлиқлар.

[25] Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Раһиләгә қиз хизмәткар қилип бәргән Билһа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми йәттә нәпәр еди.

[26] Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири җәми атмиш алтә киши еди.

[27] Йүсүпниң Мисирда тапқан икки оғлини қошқанда, Яқуп җамаи­тиниң Мисирдики нопуси җәми йәтмиш киши болди.

[28] Яқуп Йүсүп билән Гошән вилайитидә көрүшүш үчүн, Йәһудани униң йениға йөнилишини уқуп келишкә әвәтти. Яқуплар Гошәнгә кәлгинидә,

[29] Йүсүп вәзирлик һарвусида олтирип, атисиниң алдиға барди. Улар дидар көрүшүш биләнла Йүсүп атисини қучақлап, узаққичә жиғлиди.

[30] Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң һаят екәнлигиңни өз көзүм билән көрдүм. Әнди өлүп кәтсәмму разимән! — деди.

[31] Андин Йүсүп қериндашлири вә чоң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән падишаға силәрниң Қанандин бу йәргә көчүп кәлгәнлигиң­ларни мәлум қилай.

[32] Униңға силәрниң чарвичи екәнлигиңларни, мал-мүлкүңларни елип кәлгәнлигиңларни ейтай.

[33] Падиша силәр билән көрүшүп, кәспиңларни сориса,

[34] униңға: «Биз кичигимиздин тартип чарвичилиқ қилип кәлгән. Ата-бовилиримизму чарвичи еди», дәңлар. Шуниң билән у силәрни өз хәлқидин айрип, Гошәнгә орунлаштуриду, — деди. Йүсүпниң бундақ дейишидики сәвәп, мисирлиқлар мал баққучи­ларни пәқәт көзгә илматти.

Аләмниң яритилиши — Chapters