Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:44

[1] Худа Яқупқа: — Сән акаң Әсавдин қечип Һаранға маңғиниңда, Бәйтәл шәһиридә саңа көрүнгән Худа Мән болимән. Сән әнди Бәйтәлгә берип, у йәрдә туруп қал вә Мән үчүн бир қурванлиқ суписини яса, — деди.

[2] Бу чағда Яқуп өз аилисидикиләргә вә униң билән биллә туруват­қанларға: — Силәр бутлириңларни ташлаветип, өзәңларни паклап пакиз кийимләрни кийиңлар.

[3] Биз бу йәрдин кетип, Бәйтәл шәһиригә бари­миз. Мән у йәрдә Худаға атап бир қурванлиқ суписини ясимақ­чимән. Чүнки мән қийинчилиққа учрап, мусапир болуп жүргән вақтимда, Худа маңа ярдәм қилип, маңа яр болған еди, — деди.

[4] Буниң билән улар пүтүн бутлирини вә қулиғидики һалқиларни Яқупқа тапшурди. Яқуп бу нәрсиләрни Шәкәм шәһиригә йеқин җайдики емән дәриғиниң түвигә көмүп қойди.

[5] Яқуп вә униң оғуллири йолға чиққан вақитта, Худа әтраптики шәһәрләрниң хәлиқлиригә қорқунуч селип, уларниң кәйнидин қоғлаш­қа җүръәт қилалмайдиған қилип қойди.

[6] Яқуп пүтүн аилисидикиләр билән Қанан райониниң Луз дегән йеригә, йәни һазир Бәйтәл дәп атилидиған җайға йетип кәлди.

[7] Яқуп у йәрдә бир қурванлиқ суписини ясап, у йәрни Әл-Бәйтәл дәп атиди. Чүнки у акисидин қечип Һаранға маңғанда, Худа у йәрдә униңға көрүнгән еди.

[8] Бәйтәлгә кәлгәндин кейин, Рибәқаниң баққан аниси Дебора вапат болди. У Бәйтәлниң җәнубидики чоң бир емән дәриғиниң түвигә дәпнә қилинди. У дәрәқ Аллон-Бақут дәп аталди.

[9] Яқуп Паддан-Аррам районидин Бәйтәлгә қайтип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә көрүнүп, бәхит ата қилип:

[10] — Буниңдин кейин Яқуп әмәс, Исраил атилисән, — деди. Шуниң билән Худа униң исмини Исраилға өзгәрткәнлигини тәкрарлиди.

[11] Худа униңға: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән.

[12] Мән Ибраһимға вә Исһаққа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминни саңа вә сениң әвлатлириңғиму тәғдим қилимән, — деди.

[13] Худа бу сөзни қилип болуп, Яқуп билән сөзләшкән йәрдин кәтти.

[14] Яқуп Худа өзигә сөзлигән җайда бир хатирә таш тиклиди. Униң үстигә Худаға атап шарап вә яғ қуйди.

[15] У Худа өзигә көрүнгән бу җайни Бәйтәл дәп атиди.

[16] Яқуп вә аилисидикиләр Бәйтәлдин йолға чиқип, Әфрата шәһиригә аз қалғанда, Раһиләниң толғиғи тутуп, туғути қийин болди.

[17] Толғақ чидиғусиз қаттиқ кәлгәндә, туғут аниси униңға: — Қорқма, йәнә бир оғул туғисән, — деди.

[18] Униң җени тумшуғиға келип, нәпәси тохтай дегәндә, балисиға Бинъони дәп исим қойди. Балиниң дадиси болса, униңға Бинямин дәп исим қойди.

[19] Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң бойиға дәпнә қилинди.

[20] Яқуп Раһиләниң қәбриниң үстигә бир хатирә таш қойған еди, бу таш һазирғичә бар.

[21] Андин Исраил (Яқуп) өз сәпирини давамлаштуруп, Мигдал-Едир дегән йәрдин өтүп чедирини тикти.

[22] Исраил у йәрдә турған вақтида, униң тунҗа оғли Рубен атисиниң кичик хотуни Билһа билән бир орунда йетип, бузуқчилиқ қилди. Исраил буниңдин хәвәр тапти. Яқупниң он икки оғли болуп,

[23] Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур.

[24] Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур.

[25] Раһиләниң қиз хизмәткари Билһадин туғулғанлири: Дан вә Нафталидур.

[26] Леяһниң қиз хизмәткари Зилпадин туғулғанлири болса: Гад вә Ашердур. Бу оғулларниң һәммиси Паддан-Аррамда туғулған еди.

[27] Яқуп атиси Исһақниң йениға, йәни Мамрә дегән йәргә кәлди. Мамрә болса Кириат-Арба, йәни Һибронниң йенида болуп, бу дәл Ибраһим билән Исһақ турған җай еди.

[28] Исһақ йүз сәксән яш өмүр сүрди.

[29] У узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириниң қешиға кәтти. Уни оғуллири Әсав билән Яқуп дәпнә қилди.

Аләмниң яритилиши — Chapters