Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:34

[1] Буниң билән Йүсүп падиша билән көрүшкили берип, униңға: — Атам билән қериндашлирим Қанандин қой-кала вә пүтүн мал-мүлкини елип бу йәргә кәлди. Һазирчә улар Гошәндә туруватиду — деди.

[2] Андин кейин Йүсүп бәш қериндишини таллап, падиша билән көрүшүшкә елип кәлди.

[3] Падиша Йүсүпниң қериндашлиридин: — Силәр қайси кәсип билән шуғуллинисиләр? — дәп сориди. Улар җававән: — Җанаплири, қуллири ата-бовилиримизға охшаш, мал беқиш билән тирикчилик қилимиз.

[4] Қананда ачарчилиқ еғир болғачқа, мал бақидиған отлақму йоқ, шу сәвәптин биз бу йәргә көчүп кәлдуқ. Җанаплиридин қуллириниң Гошән вилайитидә турушиға иҗазәт беришлирини сораймиз, — деди.

[5] Падиша Йүсүпкә: — Атаң билән қериндашлириң бу йәргә кәпту.

[6] Мисирниң зимини уларниң алдида турупту. Өзлири мәмликәтниң әң яхши йерини таллисун. Гошәндә турсиму болувериду. Уларниң арисида қабилийәтлик кишиләр болса, маллиримни башқурушқа қойсаңму болиду, — деди.

[7] Кейин Йүсүп атиси Яқупни ордиға башлап келип, Мисир падишаси билән көрүштүрди. Яқуп падишаға бәхит-саадәт тилиди.

[8] Падиша униңдин: — Қанчә яшқа кәлдиңиз? — дәп сориди.

[9] Яқуп униңға: — Мән бу дунияда мусапир болуп, бир йүз оттуз жил яшидим. Бу җапа-мәшәқәтлик һаятимда техи ата-бовилиримдәк узақ өмүр сүрмидим, — дәп җавап бәрди.

[10] Хошлишиш алдида Яқуп йәнә падишаға бәхит тиләп, андин чиқип кәтти.

[11] Йүсүп падишаниң әмри бойичә атиси билән қериндаш­лирини Мисирға орунлаштурди. У Рәмис шәһириниң йенидин дөләтниң әң яхши йерини уларға зиминлиққа бәрди

[12] һәм атиси, қериндашлири вә уларниң өйдикилиригә нопусниң саниға қарап, ашлиқ йәткүзүп бәрди.

[13] Ачарчилиқ интайин еғирлишип кәткәнликтин, һәммә йәрдә ашлиқ қалмиған еди. Мисирлиқлар билән қананлиқлар ачлиқтин аҗизлап кәтти.

[14] Йүсүп ашлиқ сетип, уларниң һәммә пуллирини жиғивелип ордиға тапшурди.

[15] Мисир вә Қанандики хәлиқниң қолидики пуллар түгигәндә, Мисир хәлқи Йүсүпниң алдиға келип, униңдин: — Пуллиримиз түгәп кәтти. Өлүмдин сақлинип қелишимиз үчүн бир амал қилип, бизгә ашлиқ бәргәйла, — дәп тәләп қилди.

[16] Йүсүп уларға: — Әгәр пулуңлар түгәп кәткән болса, мелиңларни ашлиққа тегишиңлар, — деди.

[17] Буниң билән улар маллирини Йүсүпниң алдиға елип келишти. Йүсүп уларниң ат, ешәк, қой, кала вә өшкилиригә ашлиқ тегишип бәрди. Шундақ қилип, Йүсүп уларниң мал-чарвилириниң төләмигә шу жили уларни ашлиқ билән тәминлиди.

[18] Кейинки жили улар йәнә келип: — Әй алийлири, һәқиқий әһвални йошурмаймиз. Пуллиримиз пүтүнләй түгиди. Маллиримизму өзлиригә өтүп кәтти. Һазир бизниң тенимиз вә йеримиздин башқа һеч нәрсимиз қалмиди.

[19] Өлүмдин сақлинип қелишимизға бир амал қилғайла! Йәрлиримиз­ниң бош ташлинип қалмаслиғи үчүн, өзимиз билән йеримизни ашлиққа алмаштуруп бәргәйла. Йәрлиримиз падишаниң болсун. Өзимизму падишаниң қули болуп, униң деханчилиғини қилайли. Һаят қелиши­миз үчүн, йәрләргә ашлиқ теришимизға уруқлуқ дан бәргәйла! — дәп тәләп қилди.

[20] Шундақ қилип, Йүсүп падиша үчүн Мисирниң пүтүн зиминини сетивалди. Ачарчилиқниң еғирлиғидин мисирлиқлар йәрлирини сетишқа мәҗбур болди. Нәтиҗидә пүтүн йәр-зимин падишаға өтүп кәтти.

[21] Пүтүн Мисир хәлқиму униң қули болуп қалди.

[22] Пәқәт роһанийларниң йәрлирила өз қоллирида қалди. Уларниң йәрлирини сетиши һаҗәтсиз еди, чүнки улар падишадин һәқсиз ашлиқ алатти.

[23] Йүсүп хәлиққә: — Мән падиша үчүн силәрни вә йәр-зиминлириңларни сетивалған екәнмән, у йәргә деханчилиқ қилишиңлар үчүн уруқ берәй.

[24] Һосул вақтида һосулниң бәштин бирини падишаға тапшуруп, қалғинини өзәңларға вә аиләңләргә озуқ вә уруқлуқ қилиңлар, — деди.

[25] Улар: — Әй алийлири, өзлири һаятимизни қутқузуп қалдила. Бизгә шәпқәт қилип, бизни қуллуққа қобул қилғайла, — дейишти.

[26] Шуңа Йүсүп мисирлиқларға: «Деханчилиқ мәһсулатлири һосули­ниң бәштин бир қисмини падишаға тапшуруш керәк», дегән қанунни түзүп бәрди. Бу қанун та бүгүнгичә күчкә егә болмақта. Пәқәт роһанийларниң йәрлирила падишаға өтмиди.

[27] Исраиллар Мисирниң Гошән вилайитидә олтирақлашти. Улар ронақ тепип, аһалилири һәссиләп көпәйди.

[28] Яқуп Мисирда он йәттә жил яшап, бир йүз қириқ йәттә жил өмүр сүрди.

[29] У өлүш алдида Йүсүпни чақиртип келип, униңға: — Әгәр сән мәндин рази болсаң, қолуңни икки йотамниң астиға қоюп, маңа ғәмхорлуқ көрситип, мени Мисирға дәпнә қилмаслиққа қәсәм қилғин.

[30] Мән вапат болғанда, мени Мисирдин елип чиқип, ата-бовам дәпнә қилинған йәргә дәпнә қилғин, — деди. Йүсүп атисиға: — Тапшуруғуңизни чоқум орунлаймән, — деди.

[31] Исраил: — Ундақ болса, маңа қәсәм қилғин, — деди. Шуниң билән Йүсүп қәсәм қилди. Исраил каривәтниң баш тәрипигә баш қоюп, Худаға мәдһийә ейтти.

Аләмниң яритилиши — Chapters