Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:55

[1] Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур. Әсавниң йәнә бир исми Идом еди.

[2] Әсав бир қанчә Қанан қизлирини әмригә алған болуп, улар хитлардин Елонниң қизи Адә, һивилардин Зибионниң оғли Анаһниң қизи Оһолибама,

[3] Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматлардур.

[4] Адәдин Әлифаз туғулди. Басиматтин Рәул туғулди.

[5] Оһолибамадин Йеуш, Ялам вә Кораһлар туғулди. Әсавниң бу оғуллириниң һәммиси Қананда туғулди.

[6] Әсав аяллири, пәрзәнтлири, аилисидики пүтүн адәмлири, пүтүн қой-кала вә Қананда тапқан мал-мүлүклирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа йәргә көчүп кәтти.

[7] Бу иккисиниң қой-кала вә башқа тәәллуқатлири нурғун болғачқа, бу йәр уларға йетишмигән еди.

[8] Шуңа Әсав, йәни Идом Сәир тағлиқ райониға берип турди.

[9] Төвәндикиләр идирлиқ райони Сәирдики идомлиқларниң атиси Әсавниң әвлатлиридур.

[10] -

[13] Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди. Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.

[14] Әсавниң аяли Оһолибама Зибионниң нәвриси болса, Анаһниң қизи болуп, у Әсавға үч оғул туғуп бәрди. Улар: Йеуш, Ялам вә Кораһ­­лардур.

[15] Әсавниң әвлатлири төвәндики қәбилиләрниң қәбилә башлиқлири болди: Әсавниң тунҗа оғли Әлифаз Идом районидики тиман, омар, зәфо, кәназ,

[16] кораһ, гатам вә амаләк қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Адәдин болған әвлатларниң исимлиридур.

[17] Әсавниң оғли Рәул болса Идом районидики наһат, зәраһ, шамма вә мизза қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Басиматтин болған әвлатларниң исимлиридур.

[18] Йеуш, Ялам вә Кораһлар Әсавниң аяли Анаһниң қизи Оһолибама­дин туғулған болуп, улар өз намлиридики қәбилиләрниң атисидур.

[19] Жуқуридики қәбилиләр вә қәбилә башлиқлири Әсав, йәни Идомниң әвлатлиридур.

[20] -

[21] Идом районида олтиришлиқ аһалиләр төвәндики қәбилиләр­гә бөлүнгән. Улар: лотан, шобал, зибион, анаһ, дишон, әзәр вә дишанлардин ибарәт. Бу қәбилиләрниң намлири қәбилә башлиқ­лириниң исимлири билән аталған болуп, бу кишиләр һоритлардин болған Сәирниң әвлатлиридур.

[22] Лотанниң оғуллири: Һори вә Һимам болуп, Тимна болса Лотан­ниң сиңлисидур.

[23] Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Әбал, Шефо вә Онам­лардур.

[24] Зибионниң оғуллири: Айя вә Анаһтур. (Чөлдә атисиниң ешәк­лирини беқиветип, аршаңларни байқиған дәл мана шу Анаһ еди.)

[25] Анаһниң балилири: оғли Дишон вә қизи Оһолибамадур.

[26] Дишон­ниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Кәранлардур.

[27] Әзәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Аканлардур.

[28] Дишанниң оғуллири: Уз вә Аррандур.

[29] -

[30] Һоритлардин болған қәбилә башлиқлириниң исимлири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Әзәр вә Дишанлардур. Кейинчә бу башлиқларниң исимлири Сәир районидики һоритлардин болған өз қәбилилириниң намлириға айланди.

[31] Исраилларниң техи падишаси болмай туруп, төвәндики падиша­лар Идомға һөкүмранлиқ қилди:

[32] Беорниң оғли Бела. У турған шәһәрниң нами Динһаба еди.

[33] Бела өлгәндин кейин, орниға босралиқ Зәраһниң оғли Йобаб чиқти.

[34] Йобаб өлгәндин кейин, орниға Тәмани районидин кәлгән Хушам чиқти.

[35] Хушам өлгәндин кейин, орниға Бедадниң оғли Хадад чиқти. У мидиянларни Моабта тар-мар қилған. У турған шәһәрниң нами Авит еди.

[36] Хадад өлгәндин кейин, орниға масриқалиқ Самла чиқти.

[37] Самла өлгәндин кейин, орниға дәрия бойиға җайлашқан Риһубот­тин кәлгән Шаул чиқти.

[38] Шаул өлгәндин кейин, орниға Акборниң оғли Баал-Ханан чиқти.

[39] Акборниң оғли Баал-Ханан өлгәндин кейин, орниға Хадад чиқти. У турған шәһәрниң нами Пау еди. Униң аяли Мәһетабел болса Мезаһабниң қизи болған Матридниң қизи еди.

[40] -

[43] Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.

Аләмниң яритилиши — Chapters