Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:31

[1] Пәрвәрдигар Ибрамға мундақ деди: — Сән жутуңдин чиқип, атаң вә башқа уруқ-җамаитиңдин айрилип, Мән көрсәтмәкчи болған йәргә барғин.

[2] «Мән сениң уруқ-әвладиңни көпәйтип, Уларни бир чоң хәлиқ қилимән. Мән саңа бәхит ата қилип, намиңни улуқ қилимән. Шундақ қилип, кишиләр сән арқилиқ бәхит тапиду.

[3] Саңа бәхит тилигәнләргә бәхит ата қилимән, Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яғдуримән. Сән арқилиқ һәммә милләтләргә бәхит ата қилимән!»

[4] Ибрам йәтмиш бәш йешида Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән Һаран шәһиридин кәтти, Лутму униң билән биллә кәтти.

[5] Ибрам аяли Сараһ билән җийәни Лутни вә өзлириниң Һаран шәһиридә тапқан байлиғи вә қуллирини елип, Қанан райониға қарап йол алди. Улар Қанан тәвәсигә киргәндин кейин,

[6] сәпирини давамлаштуруп, Шәкәм шәһиригә йеқин Морәһ дегән җайдики чоң бир емән дәриғиниң йениға кәлди. У чағда қананлиқлар шу зиминда яшавататти.

[7] Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға: — Мана бу зиминни сениң әвладиңға тәғдим қилимән, — деди. Шуңа Ибрам у йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, ибадәт қилди.

[8] Кейин у җәнупқа йөткилип, Бәйтәл шәһириниң шәрқидики тағлиқ районға барди. Ғәрип тәрипи Бәйтәлгә, шәриқ тәрипи Ай дегән җайға тутишидиған бу җайға орунлишип, у йәрдиму бир қурванлиқ суписини ясап, Пәрвәр­дигарға ибадәт қилди.

[9] Кейин у аста-аста Қананниң җәнуби­дики Негиб райониға йөткәлди.

[10] Қананда ачарчилиқ йүз берип, әһвал интайин еғир еди. Шуниң үчүн Ибрам Мисирға берип, у йәрдә вақитлиқ турмақчи болди.

[11] Улар Мисирға киришкә аз қалғанда, Ибрам аяли Сараһқа: — Сән бир гөзәл аял.

[12] Мисирлиқлар сени көрсә, җәзмән мениң аялим екәнлигиңни билип, сени һаят қалдуруп, мени өлтүрүветиду.

[13] Сән уларға өзәңни мениң сиңлим дегин. Шундақ десәң, улар сени дәп, мени өлтүрмәй, маңа яхши муамилә қилиду, — деди.

[14] Ибрам Мисирға киргән вақтида, мисирлиқлар дәрвәқә униң аялиниң гөзәллигини байқиди.

[15] Ордидики бир нәччә әмәлдар уни көрүп, падиша алдида униң гөзәллигини тәриплигән еди. Шуниң билән Сараһ ордиға елип кирилди.

[16] Падиша Сараһниң сәвәвидин Ибрамға яхши муамилә қилди. Униңға нурғун кала, қой, ешәк, төгә вә әр-аял қулларни соға қилди.

[17] Лекин падиша Ибрамниң аяли Сараһни елип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигар падишаға вә униң ордисидикиләргә апәт яғдурди. Улар қорқунучлуқ кесәлгә гириптар болди.

[18] Буни сәзгән падиша Ибрамни чақиртип, униңға: — Бу маңа немә қилғиниң? Немишкә Сараһниң өз аялиң екәнлигини ейтмидиң?

[19] Немишкә уни сиңлим дедиң? Шундақ дегиниңни аңлап, мән уни алдим. Аялиң мана! Уни елип кәт! — деди.

[20] Буниң билән падиша өз әмәлдарлириға Ибрамни чегаридин чиқириветишкә әмир қилди. Улар уни аяли вә униңға мәнсүп болған һәммә нәрсилири билән қошуп йолға салди.

Аләмниң яритилиши — Chapters