[1] Исһақ Яқупни йениға чақирип, униңға дуа қилип, монуларни буйриди: — Сән қананлиқ қизларға өйләнмә.
[2] Паддан-Аррам райониға берип, анаңниң атиси Бетуелниң өйигә бар. У йәрдә анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин бирини ал.
[3] Һәммигә қадир Худа саңа бәхит ата қилип, көп пәрзәнт берип, уларни нурғун милләт қилғай!
[4] У Ибраһимға бәргән вәдиси бойичә саңа вә сениң әвлатлириңға бәхит ата қилғай. Сән һазир мусапир болуп яшаватқан йәрни, йәни Худа Ибраһимға вәдә берип бәрмәкчи болған зиминни саңа тәғдим қилғай!
[5] Шуниң билән Исһақ Яқупни Паддан-Аррам райониға, бовиси аррамлиқ Бетуелниң оғли Лабанниң йениға йолға салди. Лабан Рибәқаниң акиси болуп, Рибәқа болса, Әсав билән Яқупниң аниси еди.
[6] -
[7] Әсав Исһақниң Яқупқа дуа қилип, уни Паддан-Аррамға өйлинишкә әвәткәнлигидин, шундақла Исһақ униңға дуа қилғанда, қананлиқ қизларға өйләнмәсликни тапилиғанлиғи һәм Яқупниң ата-анисиниң буйруғи билән Паддан-Аррамға кәткәнлигидин хәвәр тапти.
[8] Әсав буниңдин атиси Исһақниң қананлиқ аялларни яхши көрмәйдиғанлиғини чүшәнди.
[9] Шуңа у Ибраһимниң оғли Исмаилниң йениға берип, аяллириниң үстигә тағиси Исмаилниң қизи Маһалатни алди. Маһалат Небайотниң сиңлиси еди.
[10] Яқуп Бәәршәбадин кетип, Һаранға қарап йолға чиқти.
[11] Күн патқанда у бир йәргә йетип келип, шу йәрдә қонди. У бир ташни бешиға қоюп, йәрдә йетип уйқиға кәтти.
[12] У чүшидә йәрдин таки асманғичә тақишидиған бир пәләмпәйни көрди. Худаниң периштәлири пәләмпәйдә жуқури-төвән меңип жүрәтти.
[13] У йәнә Пәрвәрдигарниң пәләмпәйниң үсти тәрәптә туруп, униңға: «Мән Пәрвәрдигар, боваң Ибраһим вә атаң Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа болимән. Мән һазир сән ятқан зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға ата қилимән.
[14] Уларниң сани йәрдики қумдәк көп болуп, шәриқтин ғәрипкә, җәнуптин шималға тарқилип, пүтүн зиминни қаплайду. Йәр йүзидики пүткүл милләтләр сән вә сениң әвлатлириң арқилиқ бәхит тапиду.
[15] Мән саңа яр болимән, сән қәйәргә барсаң, сени шу йәрдә қоғдаймән һәм сени бу йәргә қайтуруп келимән. Саңа бәргән вәдәмни әмәлгә ашурмиғичә, сени һәргиз ташлимаймән!» дәватқанлиғини көрди.
[16] Яқуп уйқисидин ойғинипла: «Мән билмәптикәнмән, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу йәрдә екән!» деди.
[17] У қорқуп кетип: «Бу немә дегән қорқунучлуқ җай, дәл Худаниң өйи, асманға чиқидиған дәрваза екән!» деди.
[18] Әтиси таң сәһәрдила Яқуп орнидин туруп, бешиға қойған һелиқи ташни хатирә қилиш үчүн тикләп, үстигә яғ қуюп, уни Худаға атиди.
[19] Бу йәрниң бурунқи нами Луз болсиму, Яқуп уни Бәйтәл дәп атиди.
[20] Андин у Худаға қәсәм қилип: — Әгәр Сән маңа яр болуп, сәпиримдә мени қоғдап, маңа йемәк-ичмәк, кийим-кечәк йәткүзүп берип,
[21] мени жутумға аман-есән қайтурсаң, шу вақитта Саңа мәңгү әгишимән.
[22] Мән хатирә қилип таш тикләп қойған бу җай инсанлар Саңа ибадәт қилидиған муқәддәс җай болсун. Маңа беғишлиғанлириңниң ондин бирини Саңа тәғдим қилимән, — деди.