[1] Қанан зиминидиму ачарчилиқ болған еди. Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини аңлап, оғуллириға: — Силәр бир-бириңларға қаришипла турамсиләр! Немишкә бир чиқиш йолини тапмайсиләр?
[2] Аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. Ачлиқтин өлүп кәтмәйли, у йәргә берип, бир аз ашлиқ сетивелип әкелиңлар, — деди.
[3] Буниң билән Йүсүпниң он акиси Мисирға ашлиқ сетивалғили барди.
[4] Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминни улар билән әвәтмиди, чүнки Яқуп униң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқатти.
[5] Исраилниң оғуллири вә башқилар ашлиқ сетивалғили Мисирға беришти, чүнки Қанандиму ачарчилиқ еғир болған еди.
[6] Йүсүп Мисирниң баш вәзири болғачқа, һәр қайси җайлардин кәлгәнләргә ашлиқ сетип беришкә җавапкәр еди. Шуңа Йүсүпниң акилири униң алдиға келип, беши йәргә тәккичә униңға егилип тазим қилди.
[7] Йүсүп акилирини көрүпла тонуп қалди, лекин тонумасқа селивелип, улардин җиддий қияпәттә: — Силәр қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди. — Биз Қанандин ашлиқ сетивалғили кәлдуқ, — дәп җавап беришти улар.
[8] Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар Йүсүпни тонумиған еди.
[9] У акилири тоғрисидики кичик вақтида көргән чүшлирини есигә елип, мәхсәтлик һалда уларға: — Силәр җасус, мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлап билгили кәлдиңлар! — деди.
[10] Улар: — Яқ, җанаплири, әрзимәс қуллири ашлиқ сетивалғили кәлди.
[11] Биз ака-укилар растчил адәмләрмиз, қуллири һәргиз җасус әмәс! — дәп җавап қайтурушти.
[12] Йүсүп уларға: — Яқ, силәр мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлиғили кәлдиңлар! — дәп чиң турувалди.
[13] Улар: — Әй җанаплири, қуллири әслидә бир атидин он икки қериндаш едуқ. Атимиз Қананда туриду, әң кичик инимиз униң йенида қалди, йәнә бир инимиз болса өлүп кәткән! — деди.
[14] Йүсүп йәнә чиң туруп: — Яқ! Мән һазир ейтқандәк, силәр расттинла җасус.
[15] Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаш үчүн, падишаниң нами билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә, силәрни һәргиз қоювәтмәймән.
[16] Силәрдин бириңлар берип, уни елип келиңлар. Гепиңлар испатланғичә, қалғанлириңлар бу йәрдә зинданда турисиләр. Иниңларни әкәлмисәңлар, һәммиңлар чоқум җасус болуп һесаплинисиләр! — деди.
[17] Шуниң билән уларни зинданға қамап, үч күн тутуп турди.
[18] Үчинчи күни Йүсүп уларға: — Мән Худаға садақәтмән адәммән. Әгәр силәр мениң шәртимни қобул қилсаңлар, бир қошуқ қениңлардин кечимән.
[19] Өзәңларниң сәмимий адәм екәнлигиңларни испатлаш үчүн, бир адимиңларни зинданда гөрүгә қоюп, қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиқларни аиләңләрдики ачарчилиқта қалғанларға йәткүзүп бериңлар.
[20] Андин кичик иниңларни бу йәргә елип келиңлар. Шундақ қилғандила сөзүңларниң растлиғи испатлинидудә, өлүмдин аман қалисиләр! —деди. Улар бу шәртни қобул қилип,
[21] өз ара: «Бурун биз инимизға зиянкәшлик қилғачқа, әнди униң угалиға қалдуқ! Биз униң азавини көрүп туруп, ялвурсиму писәң қилмиған едуқ. Шуңа бу бала-қазаға йолуқтуқ!» — дейишти.
[22] Рубен уларға: — Мән силәргә: «Бу балиға тәгмәйли» десәм, силәр аңлимидиңлар. Әнди шу қан қәрзини төләйдиған болдуқ! — деди.
[23] Йүсүп уларниң сөзини чүшәнди. Акилири болса, буни билмәтти, чүнки Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкән еди.
[24] Йүсүп өзини чәткә елип, жиғлавәтти. Андин қайтип кирип, Шимонни айрип, уларниң алдида уни бағлатти.
[25] Йүсүп хизмәтчилиригә акилириниң тағарлириға ашлиқ толтуруп, ашлиққа төлигән пуллирини тағарлириға селип қоюшни вә уларға йоллуқ озуқ-түлүк тәйярлап беришни буйриди. Һәммә тәйярлиқ пүткәндин кейин,
[26] улар алған ашлиқлирини ешәклиригә артип йолиға раван болди.
[27] Қоналғу җайға барғанда, уларниң бири ешәкләргә йәм бериш үчүн тағирини ечип, өз пулиниң тағарда турғанлиғини көрдидә,
[28] қериндашлириға: — Улар пулумни қайтуруветипту. Мана тағарниң ичидә туриду! — деди. Улар аң-таң болуп, қорққан һалда өз ара: «Бу Худаниң бизгә қилған немә ишидур?» дейишти.
[29] Улар Қананға қайтип келип, атиси Яқупниң алдиға кирип, өткән ишларни униңға бир-бирләп сөзләп бәрди.
[30] Улар мундақ деди: — Мисирниң баш вәзири бизгә қаттиқ гәп қилип, бизни уларниң дөлитини чарлиғили кәлгән, дәп әйиплиди.
[31] Биз униңға: «Биз җасус әмәсмиз, биз сәмимий адәмләр.
[32] Бир атидин җәми он икки қериндаш едуқ, бир инимиз өлүп кәтти. Әң кичик инимиз Қананда атимизға һәмра болуп қалди», дегән едуқ.
[33] Бирақ у: «Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаймән. Бир адимиңларни қамақта тутуп туримән. Қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиғиңларни ачарчилиқта қалған аиләңләргә йәткүзүп бериңлар.
[34] Андин кичик иниңларни мениң йенимға елип келиңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәм екәнлигиңларға ишинип, қериндишиңларни қайтуруп беримән. Бу йәрдә туруп қелип, оқәт қилсаңларму болиду», деди.
[35] Кейин улар ашлиқларни төккәндә, өз пуллириниң тағарларда екәнлигини көрүшти. Ата-балилар пул қапчуқлирини көрүп, интайин қорқти.
[36] Яқуп уларға: — Силәр мени һәммә оғуллиримдин айриветәмсиләр? Йүсүп йоқ болди, Шимонму йоқ. Әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болдуңларму? Бала-қазаниң һәммиси мениң бешимғила келәмдиғанду! — деди.
[37] Рубен атисиға вәдә берип: — Әгәр мән Биняминни қайтуруп кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүветиң. Кичик инимиз Биняминни маңа аманәт қилиң, мән уни чоқум қайтуруп келимән, — деди.
[38] Лекин Яқуп уларға: — Бу оғлум силәр билән бармисун! Униң бир қосақтин болған акиси өлүп кетип, ялғуз қалди. Мабада у йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, мән һәсрәт чекип өлүп кетимән, — деди.