Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:48

[1] Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япәтләрниң әвлатлири төвәнди­кичә: Топандин кейин у үчидин пәрзәнтләр төрәлди.

[2] Япәтниң оғуллири: Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тираслар еди.

[3] Гомәрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вә Тогармаһлар еди.

[4] Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди.

[5] Улар деңиз бойлирида вә аралларда яшайдиған милләтләрниң атиси болди. Япәтниң әвлатлири өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

[6] Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийә вә Қананлар еди.

[7] Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вә Сәбитикаһ­лар еди. Рааминиң оғуллири болса: Шиба вә Деданлар еди.

[8] Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики әң күчлүк батурға айланди.

[9] У Пәрвәрдигарниң алдида батур очи болған еди. Шуңа кишиләр арисида «Пәрвәрдигар сени Нимродтәк батур очи қилсун!» дегән сөз тарқалған еди.

[10] Дәсләптә униң падишалиғи Бабил, Әрәк, Акад, Калнеһ дегән җайларни өз ичигә алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди.

[11] -

[12] У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.

[13] Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһий­лар,

[14] патруслар, каслуһийлар вә критлар еди. Филистинликләр болса, каслуһийларниң кейинки әвлатлири еди.

[15] Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йәнә бир оғлиниң исми Хит еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.

[16] Қанан йәнә йәбуслар, аморлар, гиргашлар,

[17] һивилар, аркийлар, синдийлар,

[18] арвадийлар, симарийлар вә һаматийларниң бовиси болди. Кейин қананлиқларниң қәбилилири наһайити кәң тарқалди.

[19] Уларниң зимин чегариси Сидонниң җәнубидин Гирарниң йенидики Газа шәһиригичә, шәриқтә Содом, Гомора, Адма вә Сибоимниң йенидики Лаша шәһиригичә созулатти.

[20] Һамниң бу әвлатлири һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

[21] Сам Япәтниң акиси болуп, у әбәрләрниң атиси болди.

[22] Самниң оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вә Аррам еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.

[23] Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гәтәр вә Машлар еди.

[24] Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбәрниң атиси еди.

[25] Әбәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиди. Йәнә бириниң исми Йоқтан еди.

[26] Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шәләп, Хазармавит, Йәраһ,

[27] Һадорам, Узал, Диклаһ,

[28] Обалий, Абимаел, Шиба,

[29] Офир, Һавилаһ вә Йобаблар еди. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири болуп,

[30] улар Мешадин Сәффарниң шәриқ тәрипидики таққичә болған җайларда яшатти.

[31] Самниң жуқурида тилға елинған әвлатлириниң һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

[32] Жуқуридикиләр Нуһниң әвлатлиридур. Булар өз зиминидики һәр бир қәбилиләр бойичә хатириләнгән. Топандин кейин дуния­дики пүтүн милләтләр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.

Аләмниң яритилиши — Chapters