Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:47

[1] Бизалил акация яғичидин узунлуғи йүз жигирмә бәш, кәңлиги вә егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясиди.

[2] Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутти.

[3] У йәнә алтундин төрт һалқа қуйдуруп, сандуқниң төрт путиға бир тәрипигә иккидин орнатти.

[4] -

[5] Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уларни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзди.

[6] Сандуқниң үстигә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» ясиди.

[7] Алтундин икки данә «керуб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп,

[8] «Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир пүтүн қилип бирләштүрди.

[9] Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һалда тәхтниң йүзигә қаришип, қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип туридиған болди.

[10] Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир үстәл ясилип,

[11] сап алтун билән қапланди һәм униң чөрисигә алтундин җийәк тутулди.

[12] Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюлуп, униңғиму алтун җийәк тутулди.

[13] Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясилип, үстәлниң төрт бүҗигидики путиға орнитилди.

[14] Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа пәвазға йеқин орнитилди.

[15] Балдақ акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.

[16] Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә пиялиләр сап алтундин ясалди.

[17] Сап алтундин бир чирақдан соқулди. Чирақданниң пути билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә бәрглири бир пүтүн қилинди.

[18] Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилди.

[19] Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики үч тал қәдәһ болди. Чирақданниң алтә шахчисиниң һәммисила мошундақ ясалди.

[20] Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болди.

[21] Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң астиға түгүн чиқирилди. Чирақданниң алтә шехиниң һәммиси шундақ ясалди.

[22] Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин соқулди.

[23] Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилди.

[24] Чирақдан, униң пилик қисқучлири вә күлданлири оттуз төрт килограмм сап алтундин ясалди.

[25] Исриқдан акация яғичидин ясалди. У төрт булуңлуқ болуп, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин қилинди.

[26] Униң үсти, төрт тәрипи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлди.

[27] Исриқданни көтиридиған балдақ­ларни өткүзүш үчүн алтундин икки һалқа ясилип, икки яндики җийәкләрниң астиға бәкитилди.

[28] Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.

[29] Хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә муқәддәс яғ вә хушбой исриқлар ясалди.

Мисирдин чиқиш — Chapters