[1] Яқупниң һәр қайси оғуллири өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барди. Униң оғуллириниң исимлири
[2] Рубен, Шимон, Лавий, Йәһуда,
[3] Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
[4] Дан, Нафтали, Гад вә Ашер еди.
[5] Уларниң һәммиси Яқупниң беваситә әвлатлири болуп, җәми йәтмиш киши еди. Яқупниң йәнә бир оғли Йүсүп бу вақитта аллиқачан Мисирда еди.
[6] Кейин Йүсүп вә униң қериндашлири һәм барлиқ замандашлири аләмдин өтти.
[7] Шундақтиму Исраилниң (йәнә бир исми Яқуп) әвлатлири тез көпийип, у йәрни толтурди вә хелә күчийип қалди.
[8] Кейин Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхшилиқлиридин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
[9] У мисирлиқларға: — Бу исраилларниң бизгә қариғанда көпийип, биздинму күчийип кетиватқанлиғиға қараңлар!
[10] Әң яхшиси әқиланә тәдбир қоллинип, буниң алдини елишимиз керәк. Ундақ болмиғанда, мабада уруш болуп қалса, улар дүшмәнләр билән бирлишип бизгә һуҗум қилип, бу йәрдин қечип кетиши мүмкин, — деди.
[11] Буниң билән мисирлиқлар исраилларни еғир әмгәкләр билән езиш үчүн, әмгәк назарәтчилирини тайинлиди. Улар исраилларға, падиша үчүн Питом вә Рәмис намлиқ тәминләш мәркизи қилинған шәһәрләрни салдурди.
[12] Лекин мисирлиқлар исраилларни қанчә әзгәнсири, улар шунчә көпийип, дөләтниң башқа йәрлиригиму тарқалди. Бу сәвәптин мисирлиқлар исраиллардин қорқуп,
[13] уларни техиму еғир ишларға салди.
[14] Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, кесәк қуюш вә етиз-ериқ ишлирини қилиштәк еғир әмгәкләргә селип, интайин қаттиқ азапларға дучар қилди.
[15] Мисир падишаси йәнә Сәхра вә Пува исимлиқ икки нәпәр ибраний туғут анисиға:
[16] — Силәр ибраний аяллирини туғдурған вақтиңларда, бовақниң оғул яки қиз екәнлигигә қараңлар. Әгәр оғул туғулса, бовақни өлтүрүветиңлар; қиз туғулса, тирик қалдуруңлар, — деди.
[17] Лекин бу икки туғут аниси Худаға садақәтмән болғачқа, падишаниң әмригә бойсунмай, оғул бовақларни өлтүрмиди.
[18] Шуңа падиша уларни чақиртип: — Бу силәрниң немә қилғиниңлар? Немә үчүн оғул бовақларни өлтүрмидиңлар? — дәп сориди.
[19] Улар: — Ибраний аяллири Мисир аяллириға охшимайду. Улар наһайити сағлам келиду. Биз йетип барғичә өзлири туғуп болиду, — дәп җавап беришти.
[20] -
[21] Туғут анилири Худаға садақәтмән болғанлиғи үчүн, Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, өз аилилирини қуруш шәривини ата қилди. Исраиллар давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
[22] Буниң билән Мисир падишаси пүтүн пухралириға: — Исраиллардин туғулған оғул бовақларниң һәммисини Нил дәриясиға ташлаңлар, қиз балиларнила тирик қалдуруңлар, — дәп әмир қилди.