Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:52

[1] — Ибадәт чедири он данә йопуқтин ясалсун. Бу йопуқлар кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр устилар тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнсун.

[2] Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда узунлуғи он төрт, кәңлиги икки метрдин қилинсун.

[3] Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип улансун.

[4] Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилсун.

[5] Шундақ қилип, йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилсун.

[6] Әллик алтун илмәк ясап, икки парчә йопуқ туташтурулсун.

[7] Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқуңлар.

[8] Йопуқларниң һәр бириниң чоң-кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш, кәңлиги икки метрдин болсун.

[9] Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип улансун. Алтинчи парчә йопуқни икки қәвәт қилип қатлап ибадәт чедириниң алди тәрипигә саңгилитип қоюңлар.

[10] Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң четидикисигиму әллик изма тикиңлар.

[11] Мистин әллик илмәк ясап, уларни измиларға өткүзүп, икки парчә йопуқни бир-биригә улап бир пүтүн йопуқ қилиңлар.

[12] Чедир йопуғиниң ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйнигә саңгилап турсун.

[13] Йопуқниң икки тәрипидики ешип қалған парчиси болса, икки тәрәпкә йерим метр саңгилап, чедирни йепип турсун.

[14] Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғини ясаңлар.

[15] Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясаңлар.

[16] Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болсун.

[17] Һәр бир раминиң бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучиси болсун. Һәммә рамиларда шундақ улиғуч болсун.

[18] Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама тикләнсун.

[19] Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясалсун. Һәр бир рамини икки пут көтирип турсун.

[20] -

[21] Чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама тикләп, улар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясап, улар һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилсун.

[22] Чедирниң кәйни тәрипидә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама тикләнсун.

[23] Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама қоюлсун.

[24] Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп муқумлаштурулсун. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалсун.

[25] Бу тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә күмүч пут болсун.

[26] Буниңдин башқа, акация яғичидин он бәш данә тоғра балдақ ясаңлар. Булардин ибадәт чедириниң бир йенидики рамиларға бәш данә,

[27] йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә, чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған рамиларға бәш данә орнитилсун.

[28] Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалсун.

[29] Рамилар вә балдақлар алтун билән қаплансун, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалсун.

[30] Ибадәт чедири Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә ясалсун.

[31] Қоли чевәр устилар тәрипидин көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип һәм кәндир жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштилинип,

[32] акация яғичидин ясалған төрт түврүккә орнитилған алтун илмәкләргә есип қоюлсун. Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилсун.

[33] Пәрдә чедир йопуғидики қатар илмәкләрниң астидин саңгилитип қоюлсун, пәризләр йезилған икки таш тахта селинған келишим сандуғи пәрдиниң кәйнигә қоюлсун. Бу пәрдә әң муқәддәс җай билән муқәддәс җайни айрип турсун.

[34] Сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» әң муқәддәс җайдики келишим сандуғиниң үстигә орнитилсун.

[35] Үстәл әң муқәддәс җайниң сиртида, йәни ибадәт чедири ичидики шимал тәрәпкә, чирақдан чедир ичидики җәнуп тәрәпкә қоюлсун.

[36] Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир ишик пәрдиси тоқулсун.

[37] Ишик пәрдисигә акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қаплансун. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болсун һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалсун.

Мисирдин чиқиш — Chapters