Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:05

[1] Һәзрити Әйса тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр Униңға әгишип маңди.

[2] Мохо кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғай­сиз! — деди.

[3] Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин, — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди.

[4] Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди.

[5] Һәзрити Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши Униң алдиға келип, шапаәт тиләп:

[6] — Тәхсир, чакирим паләч болуп қалди, наһайити азап ичидә өйдә ятиду, — деди.

[7] — Мән берип уни сақайтип берәй, — деди һәзрити Әйса.

[8] Йүз беши: — Тәхсир, өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.

[9] Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.

[10] Бу гәпләрни аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса биллә кәлгән­ләргә: — Билип қоюңларки, бундақ ишәнчни исраиллар ичидә учратмиған едим.

[11] Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.

[12] Лекин Асман­ниң Падишалиғиниң мирасхорлири болған нурғун йәһудийлар ташқириға, қараңғулуққа һайдилип, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишли­рини ғучурлитиду, — деди.

[13] Андин йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк болиду, — деди. Һелиқи чакарниң кесили шу ан сәллимаза сақийип кәтти.

[14] Һәзрити Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинани­синиң қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған еди.

[15] Һәзрити Әйса униң қолини тутуши биләнла қизитмиси йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйсани күтүшкә башлиди.

[16] Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти.

[17] Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған: «Ағриқ-силақлиримизни У көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.

[18] Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагирт­лириға көлниң у қетиға өтүп кетишни буйриди.

[19] Шу чағда Тәврат устазлиридин бири келип, Униңға: — Устазим, Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.

[20] Бирақ һәзрити Әйса униңға: — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.

[21] Йәнә бир шагирти һәзрити Әйсаға: — Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу! — деди.

[22] Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун, — деди.

[23] Һәзрити Әйса кемигә чүшти, шагиртлириму чүшүп биллә маңди.

[24] Көл үстидә уштумтут қаттиқ боран чиқип кәткәчкә, долқун­лар кемидин һалқип кәтти. Бу чағда һәзрити Әйса ухлавататти.

[25] Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни қутулдурғайсиз! — деди.

[26] — Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз! — деди һәзрити Әйса вә орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран вә долқунлар пүтүнләй тинич­ланди.

[27] Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ Адәмду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.

[28] Һәзрити Әйса көлниң у қетидики Гадара дегән җайға барғинида, Униңға җин чаплашқан икки киши йолуқти. Гөр қилинидиған өңкүр­ләрни макан тутқан бу икки киши шунчә вәһши едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалматти.

[29] Улар һәзрити Әйсани көргән һаман: — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәс­тинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.

[30] Шу әтрапта чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти.

[31] Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп: — Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң, тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди.

[32] Һәзрити Әйса: — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.

[33] Тоңғуз баққучилар шәһәргә қечип кирип, бу ишниң баш-ахирини вә җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа тарқатти.

[34] Шуниң билән пүтүн шәһәрдикиләр һәзрити Әйса билән көрүшүшкили чиқти. Улар Уни көргәндә, Униң бу йәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters