[1] Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин шагиртлириға: — Силәргә мәлумки,
[2] икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
[3] Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти.
[4] Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти.
[5] Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
[6] Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда,
[7] униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди.
[8] Шагиртлар буни көрүп хапа болушуп: — Немишкә бундақ исрапчилиқ қилисиз?
[9] Бу әтир җиқ пулға яратти. У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишти.
[10] Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди.
[11] Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араңларда дайим болмаймән.
[12] Бу аял бу әтирни Мени дәпнә қилинишқа тәйяр қилиш үчүн бәдинимгә қуйди.
[13] Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди.
[14] Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип:
[15] — Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди.
[16] Йәһуда шуниңдин етиварән һәзрити Әйсани тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.
[17] «Петир нан» һейтиниң биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди.
[18] Һәзрити Әйса уларға: — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди.
[19] Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти.
[20] Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән дәстиханда олтарди.
[21] У тамақ йәветип: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
[22] Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
[23] — Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни тәхсигә Мән билән биллә чилиған кишидур.
[24] Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.
[25] Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға: — Дәл сән, — деди.
[26] Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә: — Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди.
[27] Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп: — Һәммиңлар буниңдин ичиңлар.
[28] Бу Мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келишимини түзидиған қенимдур.
[29] Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падишалиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди.
[30] Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
[31] Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
[32] Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
[33] Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
[34] — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
[35] Бирақ Петрус: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
[36] Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп
[37] Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди.
[38] У уларға: — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди
[39] вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
[40] У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?!
[41] Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
[42] Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
[43] У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди.
[44] Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
[45] Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.
[46] Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту! — деди.
[47] Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди.
[48] Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди.
[49] У удул һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Салам, Устаз, — дәп Уни сөйди.
[50] Һәзрити Әйса униңға: — Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәмләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди.
[51] Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
[52] Һәзрити Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду.
[53] Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду.
[54] Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди.
[55] Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар.
[56] Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди. Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
[57] Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди.
[58] Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди.
[59] Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти.
[60] Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип:
[61] — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди.
[62] Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди.
[63] Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.
[64] Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниңдин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр.
[65] Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип ташлап: — У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар.
[66] Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. — Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар.
[67] Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап:
[68] — Әй Мәсиһ, Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дейишти.
[69] Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип: — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
[70] — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида.
[71] Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға: — Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди.
[72] Петрус қәсәм қилип: — Мән У Адәмни тонумаймән, — дәп йәнә инкар қилди.
[73] У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип: — Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуңдин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти.
[74] Петрус қәсәм қилип: — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
[75] Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.