Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:57

[1] Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗ­җимләр Йерусалимға келип, кишиләргә:

[2] — Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгән­лигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти.

[3] Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмли­дин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди.

[4] Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин: — Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди.

[5] — Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән:

[6] «Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.

[7] Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди.

[8] Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтлә­һәмгә йолға салди.

[9] Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди.

[10] Улар һелиқи юлтузни көргини­дин интайин хошал болушти

[11] һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатар­лиқ соғиларни елип сунушти.

[12] Улар қайтмақчи болғанда, Худа улар­ниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.

[13] Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүп­ниң чүшидә көрүнүп: — Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.

[14] Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти.

[15] Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.

[16] Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди.

[17] Буниң билән Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:

[18] «Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият, Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә, Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла, Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят».

[19] Һирод падиша өлгәндин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Худаниң бир периштәси көрүнүп:

[20] — Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди.

[21] Буниң билән Йүсүп Бала вә анисини елип Исраилға қайтти.

[22] Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүват­қанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән

[23] Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters