Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 11:28

[1] Шу күни һәзрити Әйса өйдин чиқип, көл бойида олтиратти.

[2] Әтрапиға нурғун адәм жиғилғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.

[3] Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.

[4] Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.

[5] Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,

[6] лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.

[7] Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту.

[8] Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.

[9] Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

[10] Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин: — Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтү­рисиз? — дәп сориди.

[11] Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди.

[12] Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.

[13] Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.

[14] Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.

[15] Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған. Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим».

[16] Лекин силәр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки көзүңлар көриду, қулиғиң­лар аңлайду.

[17] Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә дурус адәмләр силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди.

[18] — Әнди уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаң­лар.

[19] Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.

[20] Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған.

[21] Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду.

[22] Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.

[23] Үнүмлүк топиға чечил­ған уруқлар болса Худаниң сөзини аңлап чүшәнгән адәмгә тәмсил қилинған. Бундақ адәмләр әлвәттә һосул бериду, бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул бериду.

[24] Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи етизға яхши уруқ чачқан адәмгә охшайду.

[25] Бир кечиси һәммә адәм уйқиға чөмгәндә, у адәмниң дүшмини келип, буғдайниң арисиға явайи от уруқлирини чечиветип кетипту.

[26] Майсилар өсүп башақ чиқарғанда, явайи отларму көрүнүшкә башлапту.

[27] Ғоҗайинниң чакарлири келип, униңға: «Ғоҗайин, сиз етизға яхши уруқ чачқан едиңизғу, бу явайи отлар нәдин келип қалди?» дәпту.

[28] «Бу бир дүшмәнниң иши», дәпту ғоҗайин. Чакарлар: «Берип явайи отларни жулувәтсәк қандақ?» дәп сорапту.

[29] «Яқ! Явайи отларни жулумиз десәңлар, буғдайларму жулунуп кетиши мүмкин.

[30] Уларни өсүшигә қоюветиңлар. Ома вақтида мән омичиларға: ‹Авал явайи отларни жулуп, көйдүрүш үчүн бағлап жиғивелиңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға қачилаңлар› дәймән», дәпту ғоҗайин.

[31] Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду.

[32] Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп көчәт болиду, һәтта қушларму келип униң шахлирида угулайду.

[33] Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.

[34] Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчи­ликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти.

[35] Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән».

[36] Шуниңдин кейин һәзрити Әйса көпчиликтин айрилип өйгә кирди. Шагиртлири йениға келип: — Етиздики явайи отлар тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп қойсиңиз, — деди.

[37] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Яхши уруқларни чачқан Инсан Оғлидур.

[38] Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур.

[39] Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур.

[40] Явайи отлар қандақ жулунуп отқа ташлан­ған болса, заман ахиридиму шундақ болиду.

[41] Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, инсанларни гунаға аздурған вә яманлиқ қилғанларниң һәммисини Өз Падишалиғидин илғап чиқирип,

[42] уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.

[43] Һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падиша­лиғида қуяштәк чақнайду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

[44] — Асманниң Падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи һаяҗан ичидә ғәзнини қайтидин йошуруп, шу етизни сетивелиш үчүн бар-йоқини сетиветиду.

[45] Асманниң Падишалиғи йәнә қиммәт баһалиқ үнчә-мәрвайит­ларни издигән содигәргә охшайду.

[46] Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқан екән, қайтип берип бар-йоқини сетип, у мәрвайитни сетивалиду.

[47] — Асманниң Падишалиғи йәнә деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.

[48] Тор толғанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғавелип, севәтләргә қачилап, начарлирини ташлаветиду.

[49] Қиямәт күниму шундақ болиду. Периштәләр келип яман кишиләрни һәққаний кишиләрдин айрийду

[50] вә уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.

[51] Һәзрити Әйса улардин: — Бу сөзләрни чүшәндиңларму? — дәп сориди. — Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.

[52] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Асманниң Падишалиғи тоғрилиқ тәлим алған Тәврат устази худди ғәзнисидин конинила әмәс, бәлки йеңи нәрсиләрниму елип чиққан ғоҗайинға охшайду.

[53] Һәзрити Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, у йәрдин кетип,

[54] Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп: — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду?

[55] У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму?

[56] Сиңиллириниң һәммиси өз ичимиз­диғу? Шундақ туруп, Униңдики бу қабилийәтләр зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти.

[57] Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.

[58] Уларниң ишәнмигәнлиги түпәйлидин һәзрити Әйса у йәрдә көп мөҗүзә көрсәтмиди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters