Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:47

[1] Униңдин кейин Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шәйтанниң синақлиридин өткүзүш үчүн, чөл-баяванға елип барди.

[2] Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди.

[3] Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.

[4] Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду», дәп йезилған, — деди.

[5] Андин шәйтан һәзрити Әйсани муқәддәс шәһәр Йерусалимға елип барди вә Уни мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип:

[6] — Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди.

[7] — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.

[8] Андин шәйтан һәзрити Әйсани наһайити егиз бир таққа чиқирип, Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип:

[9] — Йәргә баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, уларниң һәммисини Саңа бериветимән, — деди.

[10] — Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән.

[11] Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди.

[12] Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди.

[13] У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.

[14] Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурул­ған төвәндики сөзләр әмәлгә ашурулди:

[15] «Зәбулун вә Нафтали зиминлири, Иордан дәриясиниң нерисида, деңиз тәрәптә, Йәһудий әмәсләрниң Җәлилийә зиминлирида

[16] Қараңғулуқта яшиғанлар Парлақ бир Нурни көрмәктә. Өлүм көләңгисидә қалған бу әлгә Бир Нур чүшиду әнди».

[17] Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиң­лар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.

[18] Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти.

[19] Һәзрити Әйса уларға: — Маңа әгишиңлар! Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа адәм тутидиған қилимән, — деди.

[20] Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.

[21] Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә Юһаннани көрди. Бу икки қериндаш кемидә атиси билән торлирини оңшавататти. Һәзрити Әйса уларниму шагиртлиқ­қа чақирди.

[22] Улар дәрһал кемини ташлап, атиси билән хошлишип һәзрити Әйса билән маңди.

[23] Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.

[24] У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.

[25] Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр Униңға әгишип маңди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters