Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:05

[1] Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: — Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту.

[2] У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.

[3] Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту.

[4] Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту.

[5] Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту.

[6] Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту.

[7] «Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға.

[8] Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту.

[9] Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкән­ләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту.

[10] Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту.

[11] Улар иш һәққини алғандин кейин, йәр егисидин рәнҗип:

[12] «Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту.

[13] Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ?

[14] Һәққиңни елип қайтип кәткин, кейин кәлгәнләргиму саңа охшаш бәрсәм немә бопту?

[15] Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?»

[16] Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду.

[17] Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагир­тини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:

[18] — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип,

[19] римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду.

[20] Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти.

[21] — Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. Аял Униңға: — Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди.

[22] — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр? — Ичәләймиз, — дейишти улар.

[23] Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду.

[24] Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди.

[25] Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.

[26] Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун.

[27] Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун.

[28] Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.

[29] Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр һәзрити Әйсаға әгишип маңди.

[30] Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди.

[31] Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар: — Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди.

[32] Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип: — Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди.

[33] — Я Рәббим, көзлиримизни ачқайсиз! — дейишти улар.

[34] Уларға ич ағритқан һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзгән еди, көзлири шу ан ечилип кәтти. Улар һәзрити Әйсаға әгишип маңди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters