Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:48

[1] У күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрләрни аңлиған Һирод хан

[2] қол астидикиләргә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди.

[3] Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди.

[4] Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.

[5] Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти.

[6] Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики,

[7] қизға немә тилисә, шуни беришкә қәсәм қилди.

[8] Қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди.

[9] Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди.

[10] Адәм әвәтип, зинданда Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини алдурди.

[11] Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.

[12] Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди.

[13] Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди.

[14] Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти.

[15] Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип: — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқ­ни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди.

[16] — Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса.

[17] Шагиртлар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.

[18] — Уларни Маңа елип келиңлар, — деди һәзрити Әйса.

[19] У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.

[20] Һәммиси йәп тойди. Шагиртлар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә жиғивалди.

[21] Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда, бәш миңчә киши еди.

[22] Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.

[23] Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди.

[24] Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти.

[25] Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди.

[26] Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти. — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти.

[27] Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға: — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.

[28] Петрус буниңға җававән: — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди.

[29] — Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди.

[30] Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди.

[31] Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди.

[32] Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.

[33] Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти.

[34] Улар көлниң қарши тәрипигә өтүп, Гинәсар дегән йәрдә қуруқ­луққа чиқти.

[35] У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтрап­тики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип,

[36] һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болми­ғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters