Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:27

[1] — Диққәт қилиңларки, башқиларға көз-көз қилиш үчүн яхши иш қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапи­тиға еришәлмәйсиләр.

[2] Хәйир-сахавәт қилғиниңларда, дәвраң салмаңлар. Сахтипәзләрла башқиларниң махтишиға еришиш үчүн, ибадәтхана вә кочилар­да шундақ қилиду. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип башқилар­ниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.

[3] Шуниң үчүн сәдиқә бәргиниңларда оң қолуңларниң қиливатқинини сол қолуңлар билмисун.

[4] Сәдиқәңләрни йошурун бериңлар. Шундақ болғанда, йошурун қилинған ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар силәргә мукапат бериду.

[5] — Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәт­хана яки төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәз­ләр­дәк дуа қилмаңлар. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.

[6] Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.

[7] Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәсләрдәк қуруқ гәпләрни тәкрарла­вәр­мәң­лар. Улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду, дәп ойлиса керәк.

[8] Силәр уларни доримаңлар. Чүнки асман­дики Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тәләп қилиш­тин авалла билиду.

[9] Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар: «Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай.

[10] Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай. Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашурулғай.

[11] Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.

[12] Бизгә гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.

[13] Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән. Бизни яманлиқтин жирақ қилғайсән».

[14] Силәр башқиларниң гуналирини кәчүрсәңлар, асмандики Атаңлар­му силәрни кәчүриду.

[15] Бирақ силәр башқиларниң гуналирини кәчүр­ми­сәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүрмәйду.

[16] — Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривал­маң­лар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәл­мәйду.

[17] Силәр роза тутқанда, чечиңларни майлап, өзәңларни түзәш­түрүп жүрүңлар.

[18] Шу чағда пәқәт асмандики көрүнмәс Атаңлардин башқа һеч ким роза тутқанлиғиңларни сезәлмәйду. Буниң билән силәрниң йошурун қиливатқан ишиңларниму билип туридиған асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.

[19] — Йәр йүзидә өзәңларға байлиқ топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә йә күйә йәп түгитиду, йә датлишип түгәйду яки оғри оғрилап кетиду.

[20] Әксичә асманда өзәңларға байлиқ топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, датлашмайду, оғриму алмайду.

[21] Байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.

[22] — Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүң­лар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду.

[23] Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуңларни қараңғулуқ басиду. Әгәр һаятиңлардики «йоруқлуқ» әмәлиятта қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немә дегән қорқунучлуқ һә!

[24] — Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуң­лар мүмкин әмәс.

[25] Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз әмәсму?

[26] Көктики учар қанатларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, амбарда озуқму сақлимайду. Асмандики Атаңлар уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум бериду. Чүнки силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?

[27] Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни кичиккинә узарталайсиләр?

[28] Кийим-кечәк үчүн ғәм қилишниң немә һаҗити?! Даладики явайи гүлләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду;

[29] лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму бу явайи гүлләрниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду.

[30] Әй ишәнчи аҗизлар! Худадин немишкә гуманлиниватисиләр? Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму?

[31] Шундақ екән, «Немә йәймиз, немә ичимиз, немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар.

[32] Йәһудий әмәсләр мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду.

[33] Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.

[34] Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетиду.

Мәтта — Chapters