[1] У күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрләрни аңлиған Һирод хан
[2] қол астидикиләргә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди.
[3] Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди.
[4] Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.
[5] Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти.
[6] Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики,
[7] қизға немә тилисә, шуни беришкә қәсәм қилди.
[8] Қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди.
[9] Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди.
[10] Адәм әвәтип, зинданда Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини алдурди.
[11] Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.
[12] Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди.
[13] Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди.
[14] Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти.
[15] Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип: — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди.
[16] — Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса.
[17] Шагиртлар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.
[18] — Уларни Маңа елип келиңлар, — деди һәзрити Әйса.
[19] У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.
[20] Һәммиси йәп тойди. Шагиртлар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә жиғивалди.
[21] Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда, бәш миңчә киши еди.
[22] Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.
[23] Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди.
[24] Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти.
[25] Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди.
[26] Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти. — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти.
[27] Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға: — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.
[28] Петрус буниңға җававән: — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди.
[29] — Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди.
[30] Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди.
[31] Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди.
[32] Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.
[33] Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти.
[34] Улар көлниң қарши тәрипигә өтүп, Гинәсар дегән йәрдә қуруқлуққа чиқти.
[35] У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтраптики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип,
[36] һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болмиғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.