Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 3:40

[1] Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип,

[2] кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди.

[3] Чөмүлдүргүчи Йәһия илгири Йәшая пәйғәмбәр тилға алған киши болуп, у мундақ дегән: «Баяванда бир киши: ‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар! Униң йоллирини түз қилиңлар! › дәп җар салиду».

[4] Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.

[5] Йерусалим шәһиридин, җүмлидин, пүтүн Йәһудийә өлкисидин вә Иордан дәрия вадилиридин кишиләр униң алдиға келишип,

[6] гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.

[7] Пәрисий вә садуқий еқимидикиләрдинму көплигән кишиләр­ниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәп­тин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?!

[8] Әгәр: «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрикитиңлар билән испатлаңлар.

[9] Униң үстигә өзәңларчә: «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Чүнки силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһим бовимизға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.

[10] Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду.

[11] Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.

[12] У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.

[13] Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди.

[14] Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай: — Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди.

[15] Лекин һәзрити Әйса җававән: — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди. Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди.

[16] Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуват­қанлиғини көрди.

[17] Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.

Мәтта — Chapters