[1] Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти.
[2] У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.
[3] Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди.
[4] Петрус һәзрити Әйсаға: — Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди.
[5] Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.
[6] Шагиртлар буни аңлап, интайин қорқушқан һалда йәргә дүм йетивалди.
[7] Бирақ һәзрити Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп: — Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди.
[8] Улар бешини көтирип қариведи, һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди.
[9] Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
[10] Андин шагиртлири Униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти.
[11] Һәзрити Әйса җававән: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду.
[12] Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди.
[13] Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди.
[14] Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип:
[15] — Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду.
[16] Уни шагиртлириңизға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
[17] — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар.
[18] Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди.
[19] Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти.
[20] — Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. [
[21] Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.]
[22] -
[23] Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди.
[24] Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди.
[25] — Төләйду, — деди Петрус. Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин: — Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди.
[26] Петрус: — Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса: — Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду.
[27] Бирақ баҗ жиққучиларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.