[1] Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә:
[2] — Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти.
[3] Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмлидин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди.
[4] Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин: — Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди.
[5] — Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән:
[6] «Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.
[7] Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди.
[8] Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтләһәмгә йолға салди.
[9] Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди.
[10] Улар һелиқи юлтузни көргинидин интайин хошал болушти
[11] һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатарлиқ соғиларни елип сунушти.
[12] Улар қайтмақчи болғанда, Худа уларниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
[13] Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: — Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.
[14] Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти.
[15] Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
[16] Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди.
[17] Буниң билән Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:
[18] «Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият, Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә, Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла, Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят».
[19] Һирод падиша өлгәндин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Худаниң бир периштәси көрүнүп:
[20] — Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди.
[21] Буниң билән Йүсүп Бала вә анисини елип Исраилға қайтти.
[22] Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүватқанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән
[23] Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.