Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:45

[1] Бу чағда пайтәхт Йерусалимдин бәзи пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

[2] — Шагиртлириң немишкә әҗдатлиримизниң әнъәнилиригә хилап­лиқ қилиду? Улар тамақтин илгири қоллирини жуймайдикәнғу, — деди.

[3] Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәрчу! Силәр немишкә әнъәнимизгә риайә қилимиз дәп, Худаниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр?

[4] Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләргә өлүм җазаси берилсун», дәп әмир қилған.

[5] Лекин силәр: «Ата-анисиға: Мәндин алидиған пүтүн маддий ярдимиңларни Худаға атавәттим, дегән кишиниң

[6] ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр.

[7] Әй сахтипәзләр! Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзләр силәргә немә дегән мас келиду һә:

[8] «Бу хәлиқ Мени ағзидила һөрмәтләйду, Лекин қәлби Мәндин жирақ.

[9] Маңа қилған ибадити бекардур. Чүнки үгәткәнлири Худаниң әмирлири әмәс, Бәлки өзлири чиқиривалған пәтивалардур».

[10] Һәзрити Әйса халайиқни йениға чақирип, уларға: — Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки,

[11] инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.

[12] Кейин шагиртлири Униң алдиға келип: — Сизниң сөзлириңиз пәрисийләрниң чишиға тәккәнлигини билди­ңизму, — деди.

[13] Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Асмандики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин қомуруп ташлиниду.

[14] Уларға писәң қилмаңлар; улар қарғуларға йол башлайдиған қарғулардур. Әгәр қарғу қарғуни йетәклисә, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.

[15] Петрус: — Бая ейтқан напаклиқ тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп бәргәйсиз, — деди.

[16] — Силәрму техичә чүшәнмәйватамсиләр? — деди һәзрити Әйса,

[17] — еғизға киргән нәрсиләрниң ашқазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини чүшәнмәмсиләр?

[18] Лекин еғиздин чиқидиғини қәлбтин чиқиду. Инсанни напак қилидиғиниму шу.

[19] Чүнки яман нийәт, қатиллиқ, нека садиқлиғини бузуш, җинсий әхлақсизлиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәтхорлуқ қатарлиқ гуналарниң һәммиси қәлбтин чиқиду.

[20] Инсанни мана шулар напак қилиду. Жуюлмиған қоллар билән таам йейиш болса инсанни напак қилмайду.

[21] Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Тир вә Сидон шәһәрлириниң әтрапи­дики районларға барди.

[22] У йәрдә олтирақлашқан қананлар­дин болған бир аял һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй тәхсир! Падиша Давутниң Әвлади, һалимға йәткәйсиз! Қизимға җин чаплишивалған еди, һали бәк харап, — дәп зарлиди.

[23] Лекин һәзрити Әйса у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Шагиртлири Униң алдиға келип: — Бу аялни йолға салғайсиз! Кәйнимизгә әгишивелип йол бойи вақирап жүриду, — дәп тәләп қилди.

[24] Һәзрити Әйса һелиқи аялға қарап мундақ деди: — Мән пәқәт Худаниң йоқалған қойлири — исраилларға әвәтилдим.

[25] Һелиқи аял Униң алдиға келип: — Әй тәхсир, маңа шапаәт қилғайсиз! — дәп айиғиға жиқилди.

[26] Һәзрити Әйса униңға: — Балиларниң ненини иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди.

[27] Һелиқи аял буниңға җававән: — Шундақ, Тәхсир, бирақ иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән нан угаклирини йәйдуғу! — деди.

[28] Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Әй аял, ишәнчиң камил екән! Тилигиниңдәк болсун, — деди. У аялниң қизи шу ан сақийип кәтти.

[29] Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Җәлилийә көлиниң бойидин өтүп, таққа чиқип олтарди.

[30] Униң алдиға нурғун халайиқ жиғилди. Улар йәнә току, қарғу, чолақ, кекәч вә башқа һәр хил кесәлләрниму елип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға қоюшти. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.

[31] Хәлиқ кекәчләрниң тили чиққанлиғини, чолақларниң әслигә кәлгәнлигини, токуларниң маңғанлиғини, қарғуларниң көзи ечилғанлиғини көрүп, һәйран болди вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтти.

[32] Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип: — Бу халайиққа ичим ағрийду. Улар үч күндин бери йенимдин кәтмиди, йәйдиған бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурушни халимаймән, йолда жиқилип қелиши мүмкин, — деди.

[33] Шагиртлар Униңға: — Бундақ хали бир йәрдә бунчивала халайиқни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дейишти.

[34] — Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. — Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиғимиз бар, — дейишти улар.

[35] Буниң билән һәзрити Әйса халайиқни йәрдә олтиришқа буйриди.

[36] Андин йәттә нан билән белиқларни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип, уларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.

[37] Һәммиси йәп тойғандин кейин, шагиртлар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә жиғивалди.

[38] Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда төрт миң киши еди.

[39] Һәзрити Әйса халайиқни йолға салғандин кейин, кемигә чүшүп, Магдала йезисиниң сиртиға барди.

Мәтта — Chapters