[1] Һәзрити Әйса уларға йәнә тәмсил билән мундақ деди:
[2] — Асманниң Падишалиғи худди бир падишаниң оғли үчүн тәйярлиған той зияпитигә охшайду.
[3] Той күни падиша зияпәткә тәклип қилинған меһманларни чақириш үчүн чакарлирини әвәтипту, лекин меһманлар келишни халимапту.
[4] Буниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға: «Меһманларға: ‹ Қараңлар, зияпәт тәйяр болди. Өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, зияпәткә мәрһәмәт! › дәңлар», дәп тапилапту.
[5] Бирақ меһманлар уларниң сөзлирини етиварға алмай, бири етизиға кәтсә, йәнә бири тиҗаритигә кетипту.
[6] Қалғанлири һелиқи чакарларни тутувелип, қаттиқ уруп өлтүрүветипту.
[7] Ғәзәпкә кәлгән падиша ләшкәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту.
[8] Андин чакарлириға: «Той зияпити тәйяр, лекин чақирилғанлар лайиқ болуп чиқмиди.
[9] Әнди силәр йол қийилишлириға берип, учратқанла адәмләрниң һәммисини тойға тәклип қилиңлар», дәпту.
[10] Буниң билән чакарлар йол қийилишлириға чиқип, яхши боламду, яман боламду, учратқанла адәмләрниң һәммисини жиғипту. Той болған орун меһманлар билән толупту.
[11] Падиша меһманлар билән көрүшкили кәлгәндә, у йәрдә той кийимини киймигән бир кишини көрүпту.
[12] Падиша униңдин: «Бурадәр, той кийимини киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши һеч қандақ җавап берәлмәпту.
[13] Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду», дәпту.
[14] Ахирда һәзрити Әйса: — Тәклип қилинғанлар көп, лекин талланғанлар аз, — деди.
[15] Буниң билән пәрисийләр у йәрдин кетип, қандақ қилип һәзрити Әйсани Өз сөзлири билән қапқанға чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти.
[16] Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.
[17] Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим императориға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? — дейишти.
[18] Уларниң яман нийитини билгән һәзрити Әйса: — Әй сахтипәзләр, немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр?
[19] Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиңларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди.
[20] Һәзрити Әйса улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.
[21] — Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.
[22] Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуштидә, һәзрити Әйсаниң йенидин кетип қалди.
[23] Шу күни өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
[24] — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән.
[25] Бурун бу йәрдә йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин аләмдин өтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, кәйнидики иниси йәңгисини әмригә алди.
[26] Бирақ уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүп, аяли кәйнидики инисиға ятлиқ болди. Бу иш таки йәттинчи инисиғичә давамлашти.
[27] Ахирда у аялму аләмдин өтти.
[28] Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял йәттә ака-укидин қайсисиниң аяли болуп тирилиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алғандә!
[29] Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн хаталишисиләр.
[30] Өлүмдин тирилгәндин кейин, инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду.
[31] Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап,
[32] «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур.
[33] Буларни аңлиған хәлиқ Униң тәлимидин һаң қетип қелишти.
[34] Пәрисийләр һәзрити Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлиғанлиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти.
[35] Уларниң арисидики бир Тәврат устази һәзрити Әйсани синаш мәхситидә Униңдин:
[36] — Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп сориди.
[37] Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин».
[38] Алдинқи вә әң муһим әмир мана шу.
[39] Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй».
[40] Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири бу икки әмирни асас қилған.
[41] Пәрисийләр топлишип турғанда, һәзрити Әйса улардин:
[42] — Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида немә ойлаватисиләр? У кимниң Әвлади? — дәп сориди. — Давут падишаниң Әвлади, — дейишти улар.
[43] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:
[44] «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
[45] Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!
[46] Һәзрити Әйсаға һеч ким гәп қайтуралмиди. Шу күндин етиварән, һеч ким Униңдин соал сорашқа петиналмиди.