[1] Һәзрити Әйса он икки шагиртини чақирип, уларға һәр қандақ җинни һайдаш, кесәлләрни сақайтиш қудрити вә һоқуқини бәрди.
[2] Андин уларни Худаниң Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
[3] У шагиртлириға: — Силәр сәпәрдә һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар, һәтта бирәр артуқ көйнәкму еливалмаңлар.
[4] Бир жутқа барғиниңларда, қайси өйдә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу өйдила туруңлар.
[5] Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.
[6] Шагиртлар йолға чиқип, һәммә йеза-қишлақларни арилап Хуш Хәвәрни тарқитип, кесәлләрни сақайтти.
[7] Җәлилийәдики Һирод хан һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, гаңгирап қалди. Чүнки бәзиләр: «Бу ишларни қиливатқан киши Йәһия пәйғәмбәр екән. У тирилипту!» десә,
[8] йәнә бәзиләр: «Бурун әҗайип мөҗүзиләрни яратқан Илияс пәйғәмбәр яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәтти.
[9] «Мән Йәһияниң каллисини алдурған едим, әнди бу гәпләрни аңлаватимән. Бу ишларни қиливатқан киши зади кимдур?» деди Һирод хан. Шуниң үчүн у һәзрити Әйса билән көрүшүшниң йолини издиди.
[10] Он икки шагирт қайтип келип, өзлириниң қилған һәммә ишлирини һәзрити Әйсаға мәлум қилди. Һәзрити Әйса башқиларға уқтурмай уларни Бәйтсайда дегән йезиға елип маңди.
[11] Бирақ буниңдин хәвәр тапқан халайиқму Униңға әгишип кәлди. Һәзрити Әйса уларни қарши елип, уларға Худаниң Падишалиғиға даир ишларни чүшәндүрди вә кесили барларни сақайтти.
[12] Күн олтарғили аз қалғанда, он икки шагирти һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип тамақ йесун вә қонғидәк җай тапсун. Чүнки бу хали җай екән, — деди.
[13] Лекин һәзрити Әйса: — Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди. — Биздә пәқәтла бәш нан билән икки белиқ бар. Тамақ сетивелип әкелип бериңлар демәкчимусиз? — дейишти улар һәйран болуп.
[14] Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани тәхминән бәш миңчә бар еди. Һәзрити Әйса уларға: — Халайиқ әлликтин-әлликтин бөлүнүп олтарсун, — деди.
[15] Шагиртлар көпчиликни һәзрити Әйсаниң дегини бойичә олтарғузди.
[16] Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди.
[17] Һәммиси йәп тойди. Шагиртлири ешип қалған нан билән белиқниң парчилирини жиғиведи, он икки севәт чиқти.
[18] Бир күни һәзрити Әйса Өзи ялғуз дуа қиливататти. Униң йенида шагиртлирила бар еди. Һәзрити Әйса улардин: — Халайиқ Мени ким дәп билидикән? — дәп сориди.
[19] — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия дәйду, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр дәйду вә йәнә бәзиләр башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — дәп җавап бәрди шагиртлар.
[20] Һәзрити Әйса улардин: — Силәрчу? Силәр Мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. — Сиз Худа тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди Петрус.
[21] — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп буйриди һәзрити Әйса уларға,
[22] — чүнки Инсан Оғли нурғун азап-оқубәт тартиши керәк. Ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири Уни рәт қилип өлтүргүзиду. Лекин Уни өлтүрсиму, У үчинчи күни тирилиду.
[23] Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, һәр күни Маңа әгәшсун.
[24] Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
[25] Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
[26] Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
[27] Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худаниң Падишалиғини көрмигичә өлмәйду.
[28] Тәхминән сәккиз күндин кейин һәзрити Әйса Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн таққа чиқти.
[29] Һәзрити Әйса дуа қиливатқинида, Униң йүзи өзгәрди. Кийимлири аппақ болуп, чақмақтәк чақниди.
[30] Тосаттин Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәр пәйда болуп, Униң билән сөзлишишкә башлиди.
[31] Улар Худаниң парлақ нури ичидә аян болуп, һәзрити Әйса билән Униң Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш йолида Йерусалимда қурван болидиғанлиғи тоғрисида сөһбәтләшти.
[32] Петрус вә униң қериндашлирини уйқа басқан еди. Улар ухлап ойғанғанда, һәзрити Әйсаниң парлақ нурини вә Униң билән биллә турған Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрни көрди.
[33] Бу икки пәйғәмбәр һәзрити Әйсадин айрилидиған вақитта, Петрус өзиму туймиған һалда һәзрити Әйсаға: — Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
[34] Петрус гәп қиливатқанда, бир булут пәйда болуп, уларни қаплавалди. Шагиртлар булут ичидә қалғинида қорқушуп кәтти.
[35] Туюқсиз булуттин Худаниң авази аңлинип: — Бу Мениң Оғлум, Мениң таллиғиним. Униң сөзигә қулақ селиңлар! — деди.
[36] Аваз тохтиғандин кейин, улар һәзрити Әйсаниң Өзи ялғуз қалғанлиғини көрди. Шагиртлар бу ишни узун вақитқичә һеч кимгә ейтмиди.
[37] Әтиси һәзрити Әйса үч шагирти билән биллә тағдин чүшкән вақтида, нурғун кишиләр Уни қарши алғили чиқти.
[38] Топниң ичидин бири туюқсиз вақирап: — Устаз, оғлумға көңүл бөлгәйсиз, у бирла бала еди!
[39] Униңға дайим бир җин чаплишивелип, өзичила вақирап-җақирап кетиду. Бәзидә пүтүн бәдини тартишип қелип, ағзидин ақ көпүк келиду. Җин уни дайим қийнап арам бәрмәйду.
[40] Шагиртлириңиздин бу җинни һайдаветишни өтүнүп сориған едим, бирақ уларниң қоллиридин кәлмиди, — деди.
[41] — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәр билән биллә болуп, силәрниң йәнила Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. Андин һелиқи кишигә: — Балаңни елип кәл, — деди.
[42] Бала келиватқанда, җин уни йәргә жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бирақ һәзрити Әйса җинни һайдаветип, балини сақайтти вә уни атисиға тапшуруп бәрди.
[43] Көпчилик Худаниң күч-қудритигә һәйран болушти. Көпчилик һәзрити Әйсаниң қилған пүтүн ишлириға һәйран болуп турғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға:
[44] — Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
[45] Бирақ улар бу сөзниң мәнасини чүшинәлмиди. Чүнки буниң мәнаси қәстән йошурулған еди. Улар Униңдин бу сөзниң тегини сорашқиму петиналмиди.
[46] Шагиртлар зади кимниң әң улуқ екәнлигини өз ара талаш-тартиш қилишивататти.
[47] Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса кичик бир балини йенида турғузуп,
[48] шагиртларға: — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.
[49] Юһанна һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, биз уни тосидуқ, — деди.
[50] — Уни тосимаңлар. Чүнки силәргә қарши турмиғанлар силәрни қоллиғанлардур, — деди һәзрити Әйса униңға.
[51] Һәзрити Әйса өлүп, андин тирилип, асманға елип кетилидиған күнгә аз қалғанда, Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди.
[52] Буниң үчүн У алдин-ала адәм әвәтти. Улар Самарийә өлкисидики бир йезиға келип, һәзрити Әйсаниң келиши үчүн тәйярлиқ қилишқа киришти.
[53] Бирақ самарийәликләр һәзрити Әйсани «Йерусалимға ибадәт қилишқа баридикән», дәп қарши алмиди.
[54] Униң шагиртлиридин Яқуп билән Юһанна бу әһвални көрүп: — Әй Рәббим, уларни көйдүрүветиш үчүн асмандин от яғдурушни өтүнсәк қандақ дәйсиз? — деди.
[55] Лекин һәзрити Әйса бурулуп уларни әйиплиди.
[56] Андин улар башқа бир йезиға кәтти.
[57] Улар йолда кетиватқанда, бир киши һәзрити Әйсаға: — Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.
[58] Бирақ һәзрити Әйса: — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди униңға.
[59] У йәнә башқа бир кишигә: — Маңа әгәшкин, — деди. Бирақ һелиқи киши банә көрситип: — Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу, — деди.
[60] — Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун! Сән болсаң, берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқат, — деди һәзрити Әйса униңға.
[61] Йәнә бирси: — Әй Устаз, мән Сизгә әгәшмәкчимән. Бирақ авал өйүмгә берип, өйдикиләр билән хошлишип келәй, — деди.
[62] — Қош һайдаветип, тохтимай кәйнигә қарайдиған адәмдәк, бурунқи һаятиңлардин меһриңларни үзәлмисәңлар, Худаға хизмәт қилишқа лайиқ болмайсиләр, — деди һәзрити Әйса униңға.