[1] Узун өтмәй һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидики шәһәр, йеза-қишлақларға берип, Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти. Он икки шагиртиму Униң билән биргә барди.
[2] Булардин башқа, йәнә җин вә кесәллик азаплиридин қутқузуп сақайтилған бәзи аялларму болуп, уларниң арисида, тенидин йәттә җин һайдап чиқирилған мәҗдәллик Мәрийәм,
[3] Һирод ханниң сарай әмәлдари Хузаниң аяли Йоанна, Сузана вә башқа бир мунчә аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән һәзрити Әйса вә Униң шагиртлириға ярдәмдә болди.
[4] Халайиқ һәр қайси жутлардин һәзрити Әйса билән көрүшкили үзүлмәй келип туратти. Бир күни нурғун адәм жиғилғанда, һәзрити Әйса уларға төвәндики тәмсилни сөзләп бәрди:
[5] — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, кишиләрниң аяқ астида қапту вә қушларға йәм бопту.
[6] Бәзилири асти ташлиқ топиға чүшүпту. Амма йәрдики нәмлик йетишмигәнликтин уруқлар үнүп чиққандин кейин қуруп кетипту.
[7] Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту. Майсилар тикәнләр билән бой талишип өсүпту. Бирақ нәтиҗидә тикәнләр майсиларни бесивапту.
[8] Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүп, убдан өсүп, йүз һәссиләп һосул берипту. Һәзрити Әйса жуқури аваз билән йәнә: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! — деди.
[9] Кейин Униң шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди.
[10] Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
[11] Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.
[12] Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду.
[13] Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.
[14] Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
[15] Үнүмлүк топиға чүшкән уруқлар болса, Худаниң сөзини аңлайдиған, уларни пак вә чин дилида чиң сақлайдиған, һосул бәргичә сәвир қилидиған кишиләрдур.
[16] Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Чирақни йеқип, уни бирәр нәрсә билән йепип қойидиған яки каривәтниң астиға йошуруп қойидиған киши йоқ, әлвәттә. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни җәзмән чирақданниң үстигә қойиду.
[17] Чүнки йепиқ қоюлған һәр қандақ нәрсә ашкарә болмай қалмайду. Йошурулған һәр қандақ нәрсә билинмәй қалмайду.
[18] Шуниң үчүн Мениң Худаниң һәқиқити тоғрисида ейтқанлиримни көңүл қоюп аңлаңлар. Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, өзидә бар дәп қаралғиниму елип кетилиду, — деди.
[19] Һәзрити Әйсаниң аниси вә инилири Униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм көп болғачқа, йениға келәлмигән еди.
[20] Бир киши һәзрити Әйсаға: — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
[21] — Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғанларниң һәммиси Мениң анам вә ака-инилиримдур, — деди һәзрити Әйса көпчиликкә.
[22] Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
[23] Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди.
[24] Шагиртлар һәзрити Әйсани ойғитип: — Устаз, Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз! — деди. Һәзрити Әйса ойғинип, боран-чапқунға буйруқ қилған еди, боран тохтап, долқун пәсләп, һәммиси тиничланди. Андин У шагиртлириға бурулуп:
[25] — Ишәнчиңлар нәгә кәтти? — деди. Шагиртлар һәм һәйран болуп, һәм қорқушуп, бир-биригә: — Бу Адәм зади кимду? Буйруқ қилса, һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
[26] Һәзрити Әйса шагиртлири билән Җәлилийә көлиниң у четидики герасалиқлар турған йәргә барди.
[27] Һәзрити Әйса қирғаққа чиқишиға, шәһәрдин кәлгән җин чаплашқан бири Униң алдиға кәлди. Бу адәм узундин бери кийим киймәй, өйдә турмай, гөр қилинидиған өңкүрләрдә яшатти.
[28] У һәзрити Әйсани көрүши биләнла Униң айиғиға жиқилип: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп вақирап кәтти.
[29] Униң бундақ дейишиниң сәвәви, һәзрити Әйса җинға униң тенидин чиқишини буйруған еди. Җин бу адәмни узун вақит илкигә еливалған еди. Хәлиқ бу адәмни көп қетим зәнҗир-кишәнләр билән бағлап, қамап қойған болсиму, у уларни үзүп қечип чиқип, җин тәрипидин чөл-баяванларға елип кетиләтти.
[30] Һәзрити Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «Миңлиған», — дәп җавап бәрди бу адәмни сөзлитиватқан җин. Чүнки бу адәмгә миңлиған җинлар чаплишивалған еди.
[31] Улар һәзрити Әйсаға өзлирини шәйтанға тәйярланған теги йоқ һаңларға сүргүн қилмаслиғини өтүнүп ялвурди.
[32] Шу әтраптики тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти. Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә кирип кетишигә иҗазәт беришини тәләп қилди. Һәзрити Әйса иҗазәт бәрди.
[33] Җинлар һелиқи адәмниң тенидин чиқип, тоңғузларға чаплишивалди. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
[34] Бу һални көргән тоңғуз баққучилар бу йәрдин қечип, шәһәр - йезиларда бу хәвәрни тарқатти.
[35] У йәрдики кишиләр зади немә иш болғанлиғини көргили бу йәргә келишти. Улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи адәмниң кийимлирини кийип, әс-һоши җайида һалда һәзрити Әйсаниң алдида олтарғанлиғини көрүп, қорқуп кетишти.
[36] Бу мөҗүзини көргәнләр һелиқи кишиниң сақийиш җәриянини көпчиликкә сөзләп бәрди.
[37] Шу йәрдики кишиләр һәзрити Әйсаниң у йәрдин кетишини тәләп қилишти. Чүнки улар интайин қорқушқан еди. Шуңа һәзрити Әйса кемигә чүшүп, қайтип кәтмәкчи болди.
[38] Тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи киши һәзрити Әйсаға: — Мәнму Сиз билән биллә кетәй, — дәп ялвурди. Лекин һәзрити Әйса униңға:
[39] — Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа нәқәдәр чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди. У адәм қайтип берип, пүтүн шәһәрни арилап, һәзрити Әйса өзигә қилип бәргән чоң ишларни һәммисигә йәткүзди.
[40] Һәзрити Әйса көлниң бу қетиға қайтип кәлгинидә, халайиқ Уни қарши елишти. Чүнки һәммиси Униң қайтип келишини күтүп туратти.
[41] Қарши алғили чиққанлар ичидә мәлум бир ибадәтханиниң җавапкәр адәмлиридин бири болған Яирму бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә тәклип қилип ялвурди.
[42] Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи өлүп кетиш алдида туратти. Һәзрити Әйса у йәргә барғинида, кишиләр Униң әтрапиға зич олишивалди.
[43] Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аялму бар еди. У бар пулини тевипларға хәшләп түгәткән болсиму, һеч ким уни сақайталмиған екән.
[44] У һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силап қоюведи, хун шу ан тохтиди.
[45] — Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса. Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти. — Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.
[46] Лекин һәзрити Әйса: — Яқ! Бирси қәстән пешимни тутти. Чүнки вуҗудумдин күч-қудрәтниң чиқип кәткинини сәздим, — деди.
[47] Һелиқи аял һәзрити Әйсаниң сезип қалғанлиғини билип, титригән һалда Униң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә көпчиликкә өзиниң һәзрити Әйсаниң пешини немишкә тутқанлиғини һәм шу ан сақийип кәткәнлигини ейтти.
[48] — Қизим, ишәнчиң сени сақайтти! Теч-аман бол, — деди һәзрити Әйса униңға.
[49] Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтхана җавапкәриниң өйидин кәлгән бири Яирға: — Қизиң өлүп кәтти. Әнди Устазни аварә қилмайли, — деди.
[50] Буни аңлиған һәзрити Әйса Яирға: — Қорқмиғин! Маңа ишәнгин! У сақийип кетиду, — деди.
[51] Һәзрити Әйса Яирниң өйигә барғанда, Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа кишиләрниң Өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.
[52] У йәрдикиләр қизға һаза тутуп жиға-зар қилишивататти. Һәзрити Әйса уларға: — Болди, жиғлимаңлар! Қиз өлмиди, ухлап қапту! — деди.
[53] Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. Чүнки қизниң аллиқачан җан үзгәнлигидин уларниң хәвири бар еди.
[54] Лекин һәзрити Әйса қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.
[55] Қизниң роһи тенигә қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. Һәзрити Әйса уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди.
[56] Қизниң ата-аниси наһайити һәйран қелишти. Лекин һәзрити Әйса уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.