Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 8:50

[1] Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:

[2] — Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмай­дикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән.

[3] Шу шәһәрдики бир тул аял һемишәм униң алдиға берип: «Бирси маңа азап салди, сиз адил һөкүм чиқирип, маңа атидарчилиқ қилсиңиз», дәп тәләп қипту.

[4] Лекин қази бу ишни бәк кәйнигә сөрәветипту, бирақ кейин ичидә: «Мән Худадин қорқмаймән, адәмләрниму һөрмәт қилмаймән,

[5] лекин бу тул аял дайим ишигим алдидин кәтмәй мени зериктүрүвәтти. Униңдин қутулуш үчүн һал-дәрдини аңлап, дәрдигә йәткиним түзүк охшайду», дәп ойлапту.

[6] Рәббимиз Әйса тәмсилни чүшәндүрүп мундақ деди: — Бу адаләтсиз қазиниң сөзлиридин савақ елиңлар.

[7] Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму?

[8] Яқ! Әксичә Худа җәзмән тездин уларниң һалиға йетиду. Дәрвәқә, Инсан Оғли асмандин қайтип кәлгәндә, йәр йүзидин Өзигә ишинидиғанларни тапаларму?

[9] Һәзрити Әйса өзлирини адаләтчи дәвелип, башқиларни көзигә илмайдиған кишиләргә қаритип, йәнә бир тәмсил ейтти:

[10] — Икки киши дуа қилиш үчүн мәркизий ибадәтханиға берипту. Уларниң бири пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.

[11] Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғи­нимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр.

[12] Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.

[13] Бирақ һелиқи баҗгир башқилардин нери һалда ибадәтханиниң бир булуңида туруп, бешини көтирип асманға қарашқиму җүръәт қилалмай, мәйүсләнгән һалда мәйдисигә уруп: «Әй Худайим, мән гуна­кар. Маңа рәһим қилғайсән», дәпту.

[14] Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.

[15] Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Буни көргән шагиртлар уларни әйиплиди.

[16] Лекин һәзрити Әйса балиларни чақирип: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар мошуларға охшашлардур.

[17] Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.

[18] Йәһудийларниң башлиқлиридин болған бир бай һәзрити Әйсадин: — Яхши Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди.

[19] — Мени немишкә яхши дәйсиз? — деди һәзрити Әйса, — ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ.

[20] Сиз Тәвратта буйрулған: «Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңни һөрмәт қил», дегән пәризләрни ада қилиң.

[21] — Буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — дәп җавап бәрди һелиқи киши.

[22] Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса униңға йәнә мундақ деди: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң.

[23] Һелиқи киши бу гәпни аңлап көңли интайин беарам болди, чүнки у наһайити бай еди.

[24] Бу һални көргән һәзрити Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә!

[25] Уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.

[26] Буни аңлиғанлар: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дейишти.

[27] — Инсанлар қадир болмиғанға Худа қадирдур, — деди һәзрити Әйса.

[28] Бу чағда Петрус: — Мана биз барлиғимизни ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә биз қут­қузуламдуқ? — деди.

[29] — Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғини дәп, өйи, аяли, ака-укилири, ата-аниси яки пәрзәнтлиридин

[30] ваз кәчкәнләрниң һәммиси һәм бу дунияда һәссиләп көп байлиққа, һәм у дунияда мәңгүлүк һаятқа еришиду, — деди һәзрити Әйса җавап берип.

[31] Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға: — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.

[32] У римлиқларниң қолиға тапшурулиду. Улар Уни мәсқирә қилип, һақарәтләйду, йүзигә түкүриду

[33] вә Уни қамчилайду, өлтү­риду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.

[34] Бирақ шагиртлири һәзрити Әйсаниң сөзлиридин һеч немә чүши­нәлмиди. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси қәстән йошурулған болуп, улар һәзрити Әйсаниң немә демәкчи болғинини биләлмиди.

[35] Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә йеқин кәлгәндә, бир қарғу йол­ниң четидә олтирип тиләмчилик қиливататти.

[36] У бу йәрдин өтүп кетиватқан көпчиликниң авазини аңлап, немә вақиә болғанлиғини сүрүштүрди.

[37] Бири униңға: — Насирәлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп уқтурди.

[38] — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти у.

[39] Һәзрити Әйсаниң алдида келиватқан кишиләр тиләмчини әйипләп, униң үн чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп техи­му қаттиқ вақириди.

[40] Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, қарғуни алдиға әкелишни буйриди. Қарғу йеқин кәлгәндә, һәзрити Әйса униңдин:

[41] — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. — Әй Рәббим, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән! — деди қарғу.

[42] — Көзлириң ечилди! Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — деди һәзрити Әйса униңға.

[43] Қарғуниң көзи шу ан ечилип, һәзрити Әйсаға әгишип, йол бойи Худаға шүкүр ейтип маңди. Бу ишни көргән халайиқму Худани мәдһийиләп маңди.

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters