Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 13:49

[1] Йәһудийларниң «Петир нан» һейти, йәни «Өтүп кетиш» һейти келишкә аз қалған еди.

[2] Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.

[3] Шу күнләрдә һәзрити Әйсаниң он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә шәйтан кирди.

[4] У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.

[5] Уларниң гүл қәқәқлири ечилип, Йәһудаға пул беришкә вәдә бәрди.

[6] Йәһуда мақул болуп, һәзрити Әйсани җамаәттин хали қалғанда уларға тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.

[7] «Петир нан» һейтиниң қой қурванлиқ қилинидиған күни йетип кәлгән еди. «Өтүп кетиш» һейти дәп аталған бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәтти.

[8] Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.

[9] — Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди улар.

[10] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Йерусалимға кирсәңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир әр кишини учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, у киргән өйгә кириңлар

[11] вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар.

[12] У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тами­ғини тәйяр қилиңлар.

[13] Петрус билән Юһанна барса, һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйяр­лашқа киришти.

[14] Тамақ вақтида һәзрити Әйса әлчилири билән биллә келип, дәсти­ханда олтарди.

[15] Андин У әлчилиригә мундақ деди: — Мән азап чекиштин илгири бу «Өтүп кетиш» һейтиниң бу тамиғида силәр билән бир дәстиханда болушқа интизар болуп кәлгән едим.

[16] Чүнки бу һейтниң һәқиқий мәнаси Худаниң Падишали­ғида әмәлгә ашурулмиғичә, Мән бундақ һейтлиқ тамақни қайта йемәймән.

[17] Андин һәзрити Әйса бир җамни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә шагиртлириға: — Буниңдин ичиңлар.

[18] Шуни ейтайки, Худаниң Падишалиғи толуқ намайән болмиғичә, һәргиз бундақ шарапни ичмәймән, — деди.

[19] Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип: — Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.

[20] Тамақтин кейин У йәнә җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап Мениң силәр үчүн төкүлидиған қеним билән түзүлидиған Худаниң Йеңи келишиминиң бәлгүсидур.

[21] Бирақ шуни билип қоюңларки, бу йәрдә Мән билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири Маңа сатқунлуқ қилиду!

[22] Дәрвәқә, Инсан Оғли Худаниң ирадиси билән аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай!

[23] Шагиртлар бир-биридин: — Бундақ қилидиған зади кимду? — дәп сорашти.

[24] Шагиртлар өз ичидә зади кимниң мәртивиси һәммидин жуқури, дәп талаш-тартиш қилишқа башлиди.

[25] Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу дуниядики падишалар һөкүмран сүпитидә қол астидики хәлиқни башқуриду һәм өзини хәлиқпәрвәр қилип көрситиду.

[26] Лекин силәр бундақ қилмаңлар. Араңлардики әң мәртивиликләр өзлирини әрзимәс кишиләрдәк тутсун. Башлиқ болғиниңлар башқиларға хизмәт қилиңлар.

[27] Адәттә ким мәртивилик? Дәстиханда олтарғанму яки хизмәткарму? Әлвәттә, дәстиханда олтарған әмәсму? Бирақ Маңа кәлсәк, гәрчә Мән силәрниң Устазиңлар болсамму, араңларда хизмәткарға охшашмән.

[28] Мән синақларни бешимдин өткүзгәндә, силәр баштин-ахир Мән билән биллә болдуңлар.

[29] Худди Атам Маңа падишалиқ һоқуқини тәғдим қилғандәк, силәргиму шуни тәғдим қилимән.

[30] Силәр Мениң Падишалиғимда Мән билән һәмдәстихан болисиләр вә тәхтләрдә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр.

[31] Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Әй Симун, Симун! Шәйтанниң һәммиңларни синаш тәливигә Худа мақул болди. У силәрни худди буғдай тасқиғандәк синимақчи.

[32] Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.

[33] — Әй Рәббим, мән Сиз билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүшкә тәйярмән! — деди Петрус.

[34] — Петрус, — деди һәзрити Әйса, — билип қойғинки, әтә сәһәрдә ғораз чиллиғичә, сән Мәндин үч қетим танисән.

[35] Андин һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Бурун Мән силәрни сәпәргә әвәткәндә пул халта, хурҗун вә аяқ алмаңлар, дегән едим. У чағда бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. — Яқ, — дәп җавап беришти шагиртлар.

[36] — Лекин әнди пул халта, хурҗуни барлар еливелиңлар. Қиличи йоқлар, чапиниңларни сетип бирдин қилич елиңлар, — деди һәзрити Әйса,

[37] — чүнки Муқәддәс Язмиларда Мән тоғрилиқ: «У җинайәтчи­ләр қатариға киргүзүлиду», дәп хатириләнгән сөз чоқум әмәлгә ашурулиду. Әмәлиятта Мән тоғрилиқ йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ешишқа аз қалди.

[38] — Әй Рәббим, қараң, бу йәрдә икки қилич бар екән, — деди шагиртлар. — Болди, йетиду! — деди һәзрити Әйса уларға.

[39] Тамақтин кейин һәзрити Әйса шагиртлар билән биллә шәһәрдин чиқип, адәттикидәк Зәйтун теғиға кәтти.

[40] У йәргә йетип барғандин кейин уларға: — Езиқтурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.

[41] Андин һәзрити Әйса нериғирақ берип, тизлинип туруп:

[42] — Әй Ата, халисаң, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштур­ғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — дәп дуа қилди.

[43] У дуа қиливатқанда, асмандин кәлгән бир периштә Униңға көрүнүп, мәдәт бәрди.

[44] Һәзрити Әйса чоңқур қайғу ичидә техиму ихлас билән дуа қиливатқанда, Униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.

[45] Дуадин кейин һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлириниң йениға келип, уларниң ғәмгә чөккәнлигидин үгдәп қалғанлиғини көрди.

[46] — Ухлап қалғиниңлар немиси? Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди һәзрити Әйса уларни ойғитип.

[47] Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда бир топ адәмни башлап кәлди. У һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Уни сөйүп салам бәрди.

[48] Һәзрити Әйса униңға: — Әй Йәһуда, Инсан Оғлини сөйүп қоюпла, йәнә Униңға сатқун­луқ қиламсән? — деди.

[49] Һәзрити Әйсаниң йенидики шагиртлар әһвалниң чатақлиғини көрүп: — Әй Рәббим, улар билән елишсақ қандақ дәйсиз? — деди.

[50] Шагирт­ларниң бири қиличини көтирип, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.

[51] Бирақ һәзрити Әйса: — Бәс! — деди вә қолини узитип чакарниң қулиғиға тәккүзүп қоювиди, қулақ шу ан сақийип кәтти.

[52] Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәт­хана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?

[53] Мән һәр күни силәр билән мәркизий ибадәтхана һойлисида болғанда, Маңа қол салмидиңлар. Бирақ әнди қол салидиған вақит-саатиңлар йетип кәлди. Бу шәйтан һөкүм сүридиған қараңғу вақиттур, — деди.

[54] Қаравуллар һәзрити Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңған еди.

[55] Улар һойлиниң оттурисиға от йеқип, чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрусму улар­ниң арисиға киривалди.

[56] Униң иссинип олтарғинини көргән бир хизмәт­кар қиз униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән бир! — деди.

[57] — Яқ! Мән Уни тонумаймән! — дәп танди Петрус.

[58] Узун өтмәй йәнә бири уни тонуп қелип: — Сәнму Униң адимиғу! — деди. — Қойғина, мән улар билән бир әмәс! — деди Петрус.

[59] Бирәр саат өткәндин кейин, йәнә бир адәм: — Шүбһисизки, бу адәм Әйса билән бир. Тәләппузидин униңму җәлилийәлик екәнлиги чиқип турмамду?! — дәп чиң турувалди.

[60] Лекин Петрус: — Немә дәп билҗирлаватқиниңни чүшәнмәймән! — деди. Униң сөзи аяқлашмастинла ғораз чиллиди.

[61] Рәббимиз Әйса кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қариди. Петрус Рәб Әйсаниң: «Әтә сәһәрдә ғораз чиллаштин илгири сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип,

[62] ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.

[63] Һәзрити Әйсаға қараватқан қаравуллар Уни мәсқирә қилатти.

[64] Униң көзини теңип қойғандин кейин, Уни уруп туруп: — Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дәп сораш­ти

[65] вә Униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурушқа башлиди.

[66] Таң атқанда йәһудийларниң алий кеңәшмисидики ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири җәм болушти. Һәзрити Әйса уларниң алдиға елип келинди.

[67] Улар һәзрити Әйсадин: — Ейтқин, Сән Қутқазғучи-Мәсиһму? — дәп сорашти. Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә ейтсамму, ишәнмәйсиләр.

[68] Силәрдин бирәр соал сори­сам, җавап бәрмәйсиләр.

[69] Лекин Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғиниға аз қалди.

[70] — Ундақта, Сән Худа Оғли екәнсәндә? — дейишти улар. — Силәрниң дегиниңлардәк! — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.

[71] Шуниң билән улар: — Әнди башқа һеч қандақ әризә қилғучиниң һаҗити қалмиди. Чүнки Өзиниң ағзидин күпүрлүк сөзләрни аңлидуқ! — дейишти.

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters