[1] Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақилиниң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти.
[2] У йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
[3] Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин: — Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди.
[4] Бирақ улар гәп қилмиди. Һәзрити Әйса болса һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди.
[5] Андин көпчиликкә: — Балаңлар яки калаңлар қудуққа чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?! — деди.
[6] Бирақ һеч ким һәзрити Әйсаниң бу соалиға җавап берәлмиди.
[7] Бәзи меһманларниң төр талишиватқанлиғиға диққәт қилған һәзрити Әйса көпчиликкә тәмсил билән мундақ деди:
[8] — Тәклип билән той зияпитигә қатнашқан вақтиңизда, төргә чиқивалмаң. Сиздинму һөрмәтлик бир меһман чақирилған болуши мүмкин.
[9] У чағда саһипхан сизгә: «Бу яққа орун бәргәйсиз!» дәп қалса, интайин хиҗаләтчиликтә төвәнгә чүшүшкә мәҗбур болисиз.
[10] Лекин сиз тәклипкә бенаән келип, төвәндә олтарған вақтиңизда, саһипхан сизгә: «Достум, жуқуриға чиқиң!» десә, меһманларниң алдида аброюңиз болиду.
[11] Чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
[12] Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди: — Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду.
[13] Шуниң үчүн зияпәт бәрмәкчи болсиңиз, ғерип-ғурва, мәйип-нака, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақириң.
[14] Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду.
[15] Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, Униңға: — Худаниң Падишалиғидики зияпәттә олтиридиғанлар немә дегән бәхитлик һә! — деди.
[16] Бирақ һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши чоң зияпәт һазирлап, нурғун меһман чақирипту.
[17] Дәстихан селинған күни чакирини әвәтип чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.
[18] Бирақ меһманлар бармаслиққа бир-бирләп банә көрситипту. Биринчиси: «Мән һели бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Кәчүрүң, баралмаймән», дәпту.
[19] Йәнә бири: «Мән он өкүз сетивалдим, һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк. Кәчүргәйсиз, зияпәткә қатнишалмайдиған болдум», дәпту.
[20] Йәнә бири: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән», дәпту.
[21] Чакар қайтип келип, һәммә әһвални ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғерип-ғурва, мәйип-нака, кор-әма, ақсақ-чолақларни жиғип кәл», дәпту.
[22] Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту.
[23] «Йезидики чоң-кичик арқа кочиларни арилап, тапқан адимиңни зорлап әкелип өйүмни толтур!
[24] Чүнки башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсисини дәстихинимда олтарғузмаймән», дәпту ғоҗайин униңға.
[25] Нурғунлиған кишиләр һәзрити Әйса билән биллә кетивататти. Һәзрити Әйса уларға қарап мундақ деди:
[26] — Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
[27] Өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшмигәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
[28] Әгәр араңлардики бири мунара салмақчи болса, алди билән бу қурулушни пүткүзүш үчүн йәткидәк пул барму йоқ дәп, қанчә пул кетидиғанлиғини чоңқур һесаплимай қаламду?!
[29] Ундақ қилмиғанда, мунариниң асасини қуруп қоюп, уни пүткүзәлмисә, буни көргәнләр,
[30] «Бу адәм қурулушни башлап қоюп, айиғини чиқиралмиди», дәп заңлиқ қилмай қалмайду.
[31] Шуниңға охшаш, әгәр бир падишаниң он миң кишилик қошуни болуп, жигирмә миң кишилик қошунни башлап келиватқан иккинчи бир падиша билән урушқили бармақчи болса, у җәзмән алди билән өз күчини синап, дүшминигә тақабил туралайдиған яки туралмайдиғанлиғини мөлчәрләп көриду әмәсму?!
[32] Әгәр «Тақабил туралмаймән» дегән қарарға кәлсә, дүшмән қошуни техи жирақтики вақтида әлчи әвәтип, улар билән течлиқ шәртнамиси түзүшни өтүниду.
[33] Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.
[34] Туз яхши нәрсә. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду?
[35] Уни топиға яки оғутқа селишқиму яримай, ташлаветишкә тоғра келиду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!