[1] Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди.
[2] Тунҗа қетимлиқ бу нопус тизимлаш, Киринийниң Сурийә өлкисигә һаким болуп турған вақтида елип берилған еди.
[3] Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.
[4] Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәлилийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти.
[5] У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди.
[6] Улар Бәйтләһәм йезисида турған вақтида Мәрийәмниң ай-күни тошуп қалди.
[7] Бирақ меһманханиларда уларға өй чиқмиғачқа, бир атханида турушқа мәҗбур болди. Мәрийәм шу йәрдә тунҗа Оғлини туғуп, закилап, атниң оқуриға ятқузди.
[8] Бәйтләһәм йезисиниң әтрапида бәзи падичилар далада түнәп, падилириға қаратти.
[9] Шу күни уларға Худаниң бир периштәси көрүнүп, Худаниң парлақ нури уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин қорқуп кәтти.
[10] Бирақ периштә уларға: — Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән.
[11] Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди!
[12] «Уни қандақ тоналаймиз?» дәп сорисаңлар, у йәргә бериңлар. Шу чағда атниң оқуриға ятқузулған закилақлиқ бир Бовақни көрисиләр. Бу силәргә берилгән бәлгүдур, — деди.
[13] Бирдинла һелиқи периштәниң әтрапида башқа нурғунлиған периштәләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:
[14] «Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.
[15] Периштәләр улардин айрилип асманға чиқип кәткәндин кейин, падичилар бир-биригә: — Бәйтләһәм йезисиға берип, Худа бизгә уқтурған бу вақиәни көрүп келәйли, — дейишти.
[16] Улар дәрһал Бәйтләһәмгә берип, Мәрийәм билән Йүсүпни тепип, оқурда ятқан Бовақни көрди.
[17] Падичилар әһвални көргәндин кейин, периштә ейтқан Бовақ һәққидики сөзләрни кишиләргә йәткүзди.
[18] Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегинигә һәйран қелишти.
[19] Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди.
[20] Падичилар қайтишип, Худаға мәдһийә ейтишти. Чүнки көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси периштәниң ейтқинидәк болуп чиққан еди.
[21] Бовақ туғулуп сәккизинчи күни Униң хәтниси қилинди вә Әйса дәп исим қоюлди. Бу периштә У техи анисиниң қосиғида пәйда болмиған вақиттила қойған исим еди.
[22] Мәрийәмниң қирқи тошқанда, Худаниң Муса пәйғәмбәргә бәргән әмридики «Тунҗа оғул Худаға мәнсүп» дегән бәлгүлимигә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм Балини мәркизий ибадәтханида Худаға аташ үчүн, Йерусалимға елип барди.
[24] Униңдин башқа, Худаниң Тәвраттики әмри бойичә, бир аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини ибадәтханида роһанийларниң қурванлиқ қилишиға апирип бериши керәк еди.
[25] Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәлла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди.
[26] У Муқәддәс Роһтин кәлгән аяндин өзиниң һаят вақтида Пәрвәрдигар тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһни көрәләйдиғанлиғини билгән еди.
[27] Йүсүп билән Мәрийәм ибадәтханиға барған күни Муқәддәс Роһ Шимонниму ибадәтханиға башлап барди. Һәзрити Әйсаниң ата-аниси Балини көтирип кирип, Тәвратта бәлгүләнгән ишларни ада қилмақчи болуватқанда,
[28] Шимон уларниң алдиға берип Балини қучиғиға елип, Худаға мундақ мәдһийә ейтти:
[29] «Әй Егәм, сөзүңдә турдуң Сән. Әнди бу аләмдин кәтсәм, разимән.
[30] Чүнки дегиниңдәк өз көзүм билән көрдүм,
[31] Пүтүн инсанларға һазирлиған Қутқазғучиңни.
[32] У Сениң Кимлигиңни пүтүн йәһудий әмәсләргә билдүридиған Нурдур, Хәлқиң исраилларниң шан-шәривидур!»
[33] Балиниң ата-аниси Шимонниң Бала һәққидә ейтқанлириға һәйран қелишти.
[34] Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди: — Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун кишиләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду.
[35] Шуниң билән уларниң көңлидики мәхпий ғәрәзләр ашкарилиниду. Униң рәт қилиниши билән, сениң жүригиңгә өткүр бир қилич санчилғандәк, қәлбиң қайғудин өртиниду.
[36] Ибадәтханида Ашир қәбилисидин болған Пануилниң қизи Һанна исимлиқ қерип қалған бир аял пәйғәмбәрму бар болуп, у турмушқа чиқип, ери билән йәттә жил биллә яшап,
[37] кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.
[38] Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди.
[39] Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәммисини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти.
[40] Һәзрити Әйса чоң болғансири сағлам вә әқил-парасәтлик болуп йетишти. Худаниң меһир-шәпқитиму Униңға яр болуп кәлди.
[41] Һәзрити Әйсаниң ата-аниси һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға баратти.
[42] Һәзрити Әйса он икки яшқа киргән жили, улар Уни елип, адити бойичә Йерусалимға йәнә барди.
[43] Һейт түгигәндин кейин ата-аниси өйигә қарап йол алди, һәзрити Әйса болса Йерусалимда қалди. Бу иштин ата-анисиниң хәвири йоқ еди,
[44] чүнки улар һәзрити Әйсани һәмралири билән биллә келиватиду, дәп ойлиған еди. Бир күн йол жүргәндин кейин, улар туққан-бурадәрлири арисидин Уни издәшкә башлиди.
[45] Издәп тапалмиғандин кейин, кәйнигә йенип Йерусалимға берип издиди.
[46] Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти.
[47] Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси Униң әқлигә вә бәргән җаваплириға һәйран қелишти.
[48] Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға: — Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң иккимиз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди.
[49] — Издәшниң немә һаҗити? Һәҗәва, силәр Мениң чоқум Атамниң өйидә болидиғанлиғимни билмәмдиңлар? — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
[50] Лекин улар бу сөзниң мәнасини чүшәнмиди.
[51] Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди.
[52] Шундақ қилип, һәзрити Әйсаниң бой-турқи вә әқил-парасити йетилип, Худаниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүридиған болди.