[1] Бәш күндин кейин баш роһаний Һанания вә ақсақаллардин бир нәччиси Тәртулус исимлиқ бир қанун натиғи билән Қәйсәрийәгә келип, Павлус тоғрисидики шикайәтләрни һаким Феликскә сунди.
[2] Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узундин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләтлири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди.
[3] Буниңдин һәр вақит, һәр җайда чәксиз миннәтдармиз.
[4] Мәнки Тәртулус өзлирини артуқчә аварә қилишни халимаймән. Қисқиғина әризилиримизни сәвирчанлиқ билән аңлашлирини өтүнүп сораймән.
[5] Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.
[6] -
[7] У бизниң мәркизий ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди, шуңа биз уни тутувалдуқ.
[8] Уни сорақ қилип көрсила, бизниң әризилиримизниң тоғрилиғини чүшинәләйдила!
[9] Жиғинға қатнашқан йәһудийларму бир еғиздин шикайәт қилишип, униң ейтқанлирини тәстиқләшти.
[10] Павлус һаким Феликсниң рухситини алғандин кейин, сөз қилип мундақ деди: — Җанаплириниң узун жиллардин бери йәһудий хәлқини сорап кәлгәнлигидин хәвирим бар. Шуңа алдилирида өзәмни ақлашқа разимән.
[11] Асанла биләләйдилики, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.
[12] Мениң мәркизий ибадәтханида бирәр адәм билән талаш-тартиш қилғанлиғимни көргән киши йоқ вә мениң башқа ибадәтханиларда яки шәһәрниң башқа җайлирида аммини қутратқанлиғимниму көргән киши йоқ.
[13] Улар җанаплириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә испат көрситип берәлмәйду.
[14] Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.
[15] Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән.
[16] Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.
[17] Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим.
[18] Үстүмдин шикайәт қилған йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида учратқинида, мән тазилиниш диний қаидисидин өтүп, сәдиқәмни сунувататтим, әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, қалаймиқанчилиқ чиқарғинимму йоқ.
[19] Асия өлкилик әшу йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәтлири болса, әсли улар өзлири келип, җанаплириниң алдида дейиши керәк еди.
[20] Болмиса қени мошу жиғиндикиләр Йерусалимдики йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, мениңдин қандақ җинайәт тепилғанлиғини ейтип бақсун.
[21] Пәқәт шуни етирап қилимәнки, йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, «Бүгүн өлгәнләрниң қайта тирилишигә ишәнгәнлигим үчүнла, силәрниң сориғиңларға тартиливатимән!» дәп вақириған едим. Буниңда немә гуна бар?!
[22] Рәббимизниң йолиға нисбәтән хелә билими болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: — Давариңлар тоғрисидики һөкүмни командан Лисияс кәлгәндә чиқиримән, — деди.
[23] У йүз бешиға Павлусни давамлиқ тутуп турушни, лекин униңға бир аз кәң муамилә қилип, дост-бурадәрлириниң униң турмуш еһтияҗини тәминләп турушиға йол қоюшни буйриди.
[24] Бир нәччә күндин кейин һаким Феликс йәһудий аяли Друсила билән биллә келип, Павлусни чақиртип, униңдин Қутқазғучи-Мәсиһ Әйсаға ишиниш йолини аңлиди.
[25] Павлус Худаниң алдида һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилиниш қатарлиқлар тоғрисида тохталғанда, вәһимигә чүшкән Феликс униңға: — Һазирчә қайтип турсиңизму болиду. Кейин вақтим чиққанда йәнә чақиртимән, — деди.
[26] У Павлусниң пара беришини күтәтти, шуниң үчүн уни пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти.
[27] Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди.