Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 9:48

[1] Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди.

[2] У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.

[3] Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.

[4] Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти.

[5] Әнди сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ кишини чақиртип кәл.

[6] У Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Шимонниң өйи болса деңиз бойида, — деди.

[7] Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәт­мән бир ләшкәрни чақирди.

[8] Болған ишларни уқтурғандин кейин, уларни Җаффаға әвәтти.

[9] Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.

[10] Униң қосиғи ечип, бир нәрсә йегүси кәлгән еди. Тамақ тәйярлиниватқанда, Петрусниң көзигә бир ғайибанә аламәт көрүнди.

[11] Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди.

[12] Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди.

[13] Униңға: — Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә! — дегән аваз аңланди.

[14] — Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус.

[15] Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.

[16] Бу иш үч қетим тәкрарлинип, дәстиханға охшайдиған һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.

[17] Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәр­ваза алдида туруп:

[18] — Симун Петрус исимлиқ бир меһман бу йәрдә турамду, қандақ? — дәп вақириди.

[19] Петрус техичә һелиқи ғайибанә аламәтниң мәнаси зади немиду, дәп ойлавататти. Муқәддәс Роһ униңға: — Сени үч адәм издәп кәлди.

[20] Пәскә чүш. Улар йәһудий болми­симу, уларни капир демәй вә иккиләнмәй улар билән биллә бар, чүнки уларни Мән әвәттим, — деди.

[21] Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мән болимән. Бу яққа келишиңларниң сәвәви немикин? — дәп сориди.

[22] — Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.

[23] Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.

[24] Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти.

[25] Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға баш қоюп сәҗдә қилди.

[26] Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңиздин туруң! Мәнму сизгә охшашла бир адәм! — деди.

[27] Петрус Корнилийгә гәп қилғач өйгә кирди. У өйниң ичигә жиғил­ған җамаәтни көрүп,

[28] уларға: — Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қан­дақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти.

[29] Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, иккиләнмәй алдиңларға кәлдим. Әнди мениң соримақчи болғиним, мени немишкә чақирдиңлар? — деди.

[30] Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп:

[31] «Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар.

[32] Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди.

[33] Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири­ниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз.

[34] -

[35] Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.

[36] Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.

[37] Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар.

[38] Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.

[39] Биз әлчиләр Униң Йерусалим вә Исраилниң башқа йәрлиридә қилған пүтүн ишлириниң гувачилири. Гәрчә һәзрити Әйса Йерусалимда чапрас яғачқа миқлинип өлтүрүлгән болсиму,

[40] -

[41] үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди.

[42] У бизниң Хуш Хәвәрни йәткүзүшимизни, тирикләр вә өлгәнләрниң Сорақчиси қилинип тайинланған Кишиниң Өзи екәнлигини хәлиққә җакалишимизни буйриди.

[43] Пәйғәмбәр­ләрниң һәммиси У һәқтә: «Һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гуналири Униң нами билән кәчүрүм қилиниду», дегән.

[44] Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.

[45] Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.

[46] Уларниң башқиларниң өзлиригиму намәлум болған тилларда сөзлишип, Худаниң улуқлуғини мәдһийиләватқанлиғини аңлиғанлиғи шүбһисиз еди. Шуңа Петрус:

[47] — Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошул­матти?! — деди.

[48] Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири — Chapters