Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:50

[1] — Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.

[2] Улар Павлусниң арамий тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. Павлус сөзини давамлаштуруп:

[3] — Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.

[4] Һәзрити Әйса йолида маңған­ларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим.

[5] Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.

[6] Чүшкә йеқин Дәмәшққә йетип келишкә аз қалғинимда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.

[7] Йәргә жиқилдим. Андин «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим.

[8] «Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп сорисам, У: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан насирәлик Әйса!» деди.

[9] Мән билән биллә кетиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилинған сөзләрни чүшәнмәпту.

[10] Мән йәнә: «Әй Рәббим, мән немә қилай?» дәп сорисам, У маңа: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, Худа саңа тапшурған ишларниң һәммисини у йәрдә уқисән!» деди.

[11] Һелиқи күчлүк нурдин көзлирим көрмәс болуп қалди. Шуңа йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.

[12] У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.

[13] У келип, йенимда туруп: «Қериндишим Саул, көзлириң әслигә кәлсун», деди. Шу ан көзлирим әслигә келип, уни көрдүм.

[14] У маңа: «Әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа сени Өзиниң ирадисини билишиң үчүн таллиди. У йәнә Өзиниң адил Хизмәткари болған һәзрити Әйсани көрүшүң үчүн вә Униң ағзидин чиққан сөзләрни аңлишиң үчүн сени таллиди.

[15] Чүнки сән көргән-аңлиғанлириңни пүтүн инсанларға йәткүзисән!

[16] Шундақ екән, сән йәнә немини күтүп турисән? Орнуңдин туруп, чөмүл­дүрүлгин вә Рәббимизгә дуа қилип, гуналириңдин паклан», деди.

[17] Кейин Йерусалимға қайтип кәлдим. Мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқинимда, көзүмгә бир ғайибанә аламәт көрүнди.

[18] Бу аламәттә мән Рәббим Әйсани көрдүм. У маңа: «Йерусалимдин дәрһал кәт, чүнки бу йәрниң адәмлири сениң Маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду», деди.

[19] Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду.

[20] Хәлиқни Саңа ишинишкә дәвәт қилған Истипан өлтүрүлгәндә, мәнму шу йәрдә едим. Уни өлтүргәнләрниң кийимлирини сақлап, қилмишлириға қошулған едим! Мән бу йәрдә турсам, улар мениң гепимгә чоқум ишиниду», дедим.

[21] Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.

[22] Павлусниң сөзлиригә баштин аяқ қулақ селиватқан халайиқ униң йәһудий әмәсләр һәққидики сөзини аңлаш биләнла: — Уни йоқитиш керәк! Өлтүрүш керәк! У өлүшкә тегишлик! — дәп чуқан селишти.

[23] Улар бир тәрәптин чуқан селип, бир тәрәптин кийим­лирини пулаңлитип, топа соруп, чаң чиқиривәтти.

[24] Рим коман­дани Павлусни қорғанға әкирип кетишкә әмир қилди вә халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини тәкшүрмәкчи болуп, ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйриди.

[25] Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.

[26] Бу сөзни аңлиған йүз беши команданниң алдиға берип: — У киши Рим пухраси екән. Сиз немә иш қиливатқанлиғиңизни бил­мәмсиз?! — деди.

[27] Командан Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Ейтқин, сән расттинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, — дәп җавап бәрди Павлус.

[28] — Мән нурғун пул хәшләп, аран пухралиқ салаһийитигә егә бол­дум, — деди командан. Павлус: — Мән туғулушумдин шундақ, — деди.

[29] Шуниң билән Павлусни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал өзини чәткә алди. Уни бағлатқан команданму униң Рим пух­раси екәнлигини билип, қорқуп кәтти. Чүнки у бир Рим пухрасини қанунсиз һалда бағлап, қамчилашқа әмир қилған еди.

[30] Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири — Chapters