Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:01

[1] Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилған­лиғини аңлиди.

[2] Шуңа Петрус Йерусалимға қайтқанда, һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийларниң бәзилири уни әйипләп:

[3] — Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.

[4] Петрус пүтүн ишниң җәриянини уларға бир-бирләп чүшәндүрди.

[5] У мундақ деди: — Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди.

[6] Сәп селип қарисам, униң ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар екән.

[7] Кейин маңа: «Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә!» дегән аваз аңланди.

[8] Мән: «Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.

[9] Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дегәнни сән һарам демә», дегән аваз аңланди.

[10] Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахири һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.

[11] Дәл шу чағда Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң дәрвазисиниң алдиға кәлди.

[12] Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ.

[13] Корнилий бизгә өзиниң өйидә бир периштәни қандақ көргәнлигини ейтти. Периштә униңға: «Сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл,

[14] у саңа сениң вә аиләңниң қутқузулуш йолини сөзләп бериду», дегән екән.

[15] Мән гәп қилишқа башлиғанда, Муқәддәс Роһ худди бурун бизниң вуҗудумизға чүшкинидәк, уларғиму чүшти.

[16] Шу чағда Рәббимиз Әйсаниң: «Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни чөмүлдүргән, лекин силәр Муқәддәс Роһқа чөмдүрүлисиләр», дегинини есимгә алдим.

[17] Наһа­йити рошәнки, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгәнликтин, Худа бизгә Өзиниң Роһини ата қилғиниға охшаш, Уни йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Шундақ турса, мән Худаға қандақму тосқун­луқ қилалаттим?!

[18] Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип: — Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.

[19] У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.

[20] Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.

[21] Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.

[22] Бу хәвәр Йерусалимдики мәсиһийләр җамаитигә йетип кәлди. Улар билип беқиш үчүн Барнабани Антакяға әвәтти.

[23] Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.

[24] У Муқәддәс Роһқа чөмгән, имани камил, яхши бир адәм болуп, униң түрткисидә нурғун адәм Рәббимиз Әйсаға ишәнди.

[25] Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип,

[26] уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.

[27] У күнләрдә Йерусалимдин Антакяға бәзи пәйғәмбәрләр кәлди.

[28] Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болиди­ған­лиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.)

[29] Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.

[30] Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири — Chapters