[1] Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп: — Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижданим билән яшап кәлдим, — деди.
[2] Буни аңлиған баш роһаний Һанания Павлусниң йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйриди.
[3] Павлус униңға: — Әй теши пал-пал сахтипәз! Сени Худа уриду! Сән у йәрдә олтирип мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартмақчи, лекин мени урғузуп, өзәң Тәврат қануниға хилаплиқ қиливатисән! — деди.
[4] — Сән Худаниң баш роһанийиға һақарәт кәлтүрүватамсән?! — дейишти йенида турғанлар.
[5] Павлус: — Мени кәчүрүңлар! Мән униң баш роһаний екәнлигини билгән болсам, ундақ демәттим, чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни башқуридиған башлиққа төһмәт қилма!» дейилгән, — деди.
[6] Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқимидикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнлигини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
[7] Бу сөз униң ағзидин чиқиши билән тәң, пәрисийләр билән садуқийлар талаш-тартиш қилишип кәтти. Кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти.
[8] Чүнки садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилишигә, периштә вә роһларниң барлиғиға ишәнмәйду. Лекин пәрисийләр буларға ишиниду.
[9] Буниң билән чуқан-сүрән барғансири күчәйди. Пәрисий еқимидики бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: — Биз бу адәмдин һеч қандақ хаталиқ тапалмидуқ! Еһтимал, расттин бир роһ яки периштә униң билән сөзләшкән болса, һәҗәп әмәс! — дәп қаттиқ муназириләшти.
[10] Талаш-тартиш овҗ елип кәтти. Йәһудийларниң Павлусни тартип парчә-парчә қиливетиштин қорқуп қалған командан ләшкәрлириниң залға кирип, кишиләрниң арисидин Павлусни зорлуқ билән тартип чиқип, қорғанға әкирип кетишини буйриди.
[11] Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп: — Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.
[12] Әтиси әтигәндә бәзи йәһудийлар мәхпий сүйиқәстлик қилишни планлап, Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп қәсәм қилишти.
[13] Бу сүйиқәстни планлиғучилар қириқ нәччә киши еди.
[14] Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ.
[15] Һазир силәр вә алий кеңәшмә Павлусниң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүш баниси билән уни кеңәшмигә елип келишни Рим команданидин тәләп қилиңлар. Биз тәйяр туруп, уни кеңәшмигә елип келиштин илгирила өлтүрүветимиз, — деди.
[16] Бирақ бу сүйиқәсттин хәвәр тапқан Павлусниң сиңлисиниң оғли дәрһал һәрбий қорғанға кирип, Павлусқа хәвәр қилип қойди.
[17] Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: — Бу жигитни командан билән көрүштүрүп қойсиңиз. Униң команданға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
[18] Йүз беши бу жигитни команданниң алдиға башлап кирип: — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу жигитни сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди, чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
[19] Командан жигитни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: — Мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
[20] У җававән мундақ деди: — Йәһудий ақсақаллири Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрүш баниси билән өзлиридин әтә уни йәһудий алий кеңәшмисигә елип беришни тәләп қилишқа келишти.
[21] Уларға мақул болмиғайсиз, чүнки қириқ нәччә адәм уни йошурун күтүп туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз һәм ичмәймиз, дәп қәсәм қилишипту. Һазир өзлириниң уларниң тәливигә қошулушлирини күтүп туриду.
[22] Командан униңға: — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч ким уқмисун, — дәп тапилап, уни қайтурди.
[23] Командан йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәр һазирлап, бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқиңлар.
[24] Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.
[25] Командан Лисияс Павлус һәққидә Феликскә йәнә мундақ бир хәт язди:
[26] «Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисиястин еһтирам билән салам!
[27] Мәхсәткә кәлсәм, бу кишини йәһудийлар тутувалған болуп, өлтүрмәкчи болған еди. Лекин униң Рим пухраси екәнлигини билип қелип, ләшкәр башлап берип уни қутқуздум.
[28] Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң сәвәвини тәкшүрүп ениқлимақчи болуп, уни йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
[29] Нәтиҗидә мән уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң диний қануниға даир мәсилиләрдин башқа нәрсә әмәс екәнлигини байқидим. Униңдин өлүм җазасини беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр җинайәт тапалмидим.
[30] Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәтлирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».
[31] Ләшкәрләр буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.
[32] Әтиси Павлус атлиқ ләшкәрләрниң елип беришиға тапшурулди. Пиядә ләшкәрләр болса, Йерусалимдики һәрбий қорғанға қайтип кәлди.
[33] Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди.
[34] Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқурушидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип,
[35] униңға: — Сени үстүңдин әризә қилғучилар кәлгәндә, бир тәрәп қилимән, — деди вә ләшкәрләргә уни Һирод хан салған ордидики бир өйгә солап, назарәт қилишни буйриди.