Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:57

[1] Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди.

[2] Шагиртлири һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанли­ғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти.

[3] Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур.

[4] Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду.

[5] Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән.

[6] Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди

[7] вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.) Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти.

[8] Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти.

[9] Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.

[10] — Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.

[11] У мундақ җавап бәрди: — Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти.

[12] — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.

[13] Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти.

[14] Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди.

[15] Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди.

[16] Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.

[17] Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм.

[18] Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,

[19] улардин: — Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләй­диған болуп қалди? — дәп сорашти.

[20] — Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екән­лиги раст,

[21] лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанли­ғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси.

[22] Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейиш­ти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди.

[23] Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди.

[24] Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.

[25] У мундақ җавап бәрди: — Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.

[26] Бу чағда улар: — У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.

[27] У җававән: — Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңли­мақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди.

[28] Буниң билән улар уни һақарәтләп: — Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири.

[29] Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.

[30] Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар.

[31] Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду.

[32] Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз.

[33] Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.

[34] Улар уни: — Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчи­мусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти.

[35] Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: — Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди.

[36] — Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм.

[37] — Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға.

[38] Һелиқи адәм: — Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди.

[39] — Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, кор­лар­ни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнли­гини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.

[40] Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап: — Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти.

[41] — Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр.

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters