[1] «Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди.
[2] У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди.
[3] Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәт баһалиқ әтирдин бир қадақ әкелип, һәзрити Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни Униң путлириға сүрди. Өй әтирниң хуш пуриғи билән толди.
[4] Лекин һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин бири, йәни кейин Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийот:
[5] — Бу әтирниң қиммити бир адәмниң жиллиқ киримгә тәң келидикән! Немишкә бу әтир сетилип, пули кәмбәғәлләргә берилмиди? — деди.
[6] Бу сөзни у кәмбәғәлләргә көңүл бөлидиғанлиғи үчүн әмәс, оғри болғанлиғи үчүн дегән еди. У шагиртларниң ортақ пулини башқуратти вә оғрилап хәшләтти.
[7] — Аялниң ихтияриға қоюп бәр, — деди һәзрити Әйса, — у бу арқилиқ Мениң дәпнә қилинидиған күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду.
[8] Кәмбәғәлләр һәр дайим араңларда, лекин Мән һәр дайим араңларда болмаймән.
[9] Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнлигини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди.
[10] Алий роһанийлар болса, Лазарниму өлтүрүшни қәстлиди.
[11] Чүнки униң сәвәвидин нурғун йәһудийлар улардин үз өрүп, һәзрити Әйсаға ишинивататти.
[12] Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди.
[13] Улар қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда Уни қарши алғили чиқишти вә «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Исраилларниң Падишасиға мубарәк болсун!» — дәп вақирашти.
[14] Һәзрити Әйса бир тәхәй тепип минди. Бу ишни Зәкәрия пәйғәмбәр хелә бурун алдин-ала ейтип, мундақ язған еди:
[15] «Әй Йерусалим хәлқи, әнди қорқмаңлар! Мана Падишариңлар тәхәй минип келиватиду».
[16] Униң шагиртлири у чағда буни чүшәнмигән еди, лекин һәзрити Әйса өлүмдин тирилиш вә асманға чиқиш билән улуқланғандин кейин, Зәкәрия пәйғәмбәр язған бу сөзләрни һәм бу иш дәл пәйғәмбәр алдин-ала ейтқандәк болуп чиққанлиғини тонуп йәтти.
[17] Һәзрити Әйсаниң Лазарни йәрлигидин чақирип тирилдүргәнлигини көргән кишиләр бу мөҗүзә тоғрисида башқиларға тохтимастин хәвәр қилди.
[18] Халайиқ һәзрити Әйсаниң яратқан бу мөҗүзисини аңлиғачқа, Уни қарши алғили чиқишти.
[19] Пәрисийләр болса, бир-биригә: — Қараңлар, бизниң қилғинимиз бекар кәтти! Мана әнди пүтүн дуния Униңға әгишип кәтмәктә! — дейишти.
[20] «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди.
[21] Булар Җәлилийәниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти.
[22] Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди.
[23] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқинлишип қалди.
[24] Билип қоюңларки, буғдай дени топиға ташлинип өлмигичә, йәнила бир тал дан пети туриду. Өлсә, бих чиқирип, көп һосул бериду.
[25] Һаятини айиғанлар униңдин мәһрум болиду, лекин бу дунияда һаятини айимиғанлар уни мәңгү сақлалайду.
[26] Кимду-ким Маңа хизмәт қилишни халиса, Маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, Мениң чакирим шу йәрдә болиду. Маңа хизмәт қилғучиларни асмандики Атам һөрмәтләйду.
[27] — Һазир көңлүм қаттиқ азаплиниватиду. Буниңға немә дейишим керәк? «Ата, Мени келидиған азап-оқубәтлик вақит-сааттин қутқуз!» дәйму? Яқ! Мән шу вақит-саатни бешимдин өткүзүш үчүн кәлдим.
[28] Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән.
[29] Шу мәйдандики буни аңлиған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир периштә Униңға гәп қилди, — дейишти. Бирақ һәзрити Әйса:
[30] — Бу сөзләр Мени дәп әмәс, силәрни дәп ейтилған.
[31] Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду.
[32] Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди.
[33] (У буни дейиш арқилиқ Өзиниң қандақ өлидиғанлиғини уқтурди.)
[34] Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин: — Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди.
[35] — Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давамлиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду.
[36] Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса. Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди.
[37] Гәрчә У халайиқниң көз алдида шунчә мөҗүзә көрсәткән болсиму, улар Униңға ишәнмиди.
[38] Бу әһвал дәл Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида алдин-ала көрситилгәндәк чиқти: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә ким ишәнди? Сениң күч-қудритиң кимгә аян болди?»
[39] Халайиқ һәзрити Әйсаға ишинәлмиди. Буниң сәвәвини Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала чүшәндүрүп бәргән еди: «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор қилди, қәлбини қатурди. Униң нәтиҗисидә уларниң көзлири көрмәс, қәлби сәзмәс болуп қалди. ‹Улар гуналириға товва қилип, Маңа қайтишни халимайду. Халисиди, мән уларни сақайтаттим›, дәйду Худа».
[41] Йәшая пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң улуқлуғини көргәнлиги үчүн, бу сөзләрни Униңға қарита алдин-ала ейтқан еди.
[42] Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипидин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди.
[43] Буниң сәвәви, улар инсандин келидиған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти.
[44] Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду.
[45] Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду.
[46] Мән Маңа ишәнгәнләр қараңғулуқта қалмисун, дәп дунияға нур болуп кәлдим.
[47] Сөзлиримни аңлап, сөзлиримгә әмәл қилмиғанларни сораққа тартмаймән, чүнки Мән инсанларни сораққа тартқили әмәс, бәлки уларни қутқузғили кәлдим.
[48] Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзлиримни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду.
[49] Чүнки Мән Өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ. Немини сөзлишим вә қандақ сөзлишим керәклигини Мени әвәткән Атам Маңа буйриди.
[50] Униң буйруғиниң мәңгүлүк һаят елип келидиғанлиғини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Худа Атамниң Маңа буйруғинидәк сөзләймән.