Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 10:05

[1] Буниңдин узун өтмәй йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди. Шуңа һәзрити Әйса Йерусалимға барди.

[2] Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.

[3] Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. {Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.

[4] Чүнки Худа­ниң бир периштәси туруп-туруп көлчәккә чүшүп, суни чайқай­дикән. Суниң чайқилишидин кейин көлчәккә биринчи болуп киргән киши һәр қандақ кесәлдин халас болидикән.}

[5] У йәрдә оттуз сәккиз жил кесәлниң дәрдини тартқан бир бемар бар еди.

[6] Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин: — Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди.

[7] Бемар мундақ җавап бәрди: — Һәзрәтлири, су чайқалғанда мени суға чүширидиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду.

[8] Һәзрити Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң, — деди.

[9] Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңиш­қа башлиди. Бу йәһудийларниң дәм елиш күни еди.

[10] Шуңа бәзи йәһудий ақса­қал­лири сақайған адәмгә: — Бүгүн дәм елиш күни турса, Тәврат қанунимизда дәм елиш күни иш қилиш мәнъий қилинғанлиғини билип туруп, йәнә орун-көрпәңни көтирип жүрисәнғу! — деди.

[11] Лекин бемар уларға мундақ җавап бәрди: — Мени сақайтқан Киши маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән турса!

[12] — Саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән зади ким екән у? — дәп сорашти улар.

[13] Бирақ сақайған адәм һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини бил­мәтти. У йәрдә адәм көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса Өзини далдиға елип, астағина кетип қалди.

[14] Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәт­ханида көрүп: — Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди.

[15] Һелиқи адәм йәһудий ақсақаллириниң қешиға берип, өзини сақайтқан һәзрити Әйса екәнлигини уқтурди.

[16] Һәзрити Әйса бу ишларни дәм елиш күни қилғанлиғи үчүн, йәһудий ақсақаллири Униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди.

[17] Лекин һәзрити Әйса уларға: — Худа Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, Мәнму шундақ қилишим керәк, — деди.

[18] Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди.

[19] Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду.

[20] Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду.

[21] Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду.

[22] Шундақла Атиси һеч кимни сораққа тартмайду, бәлки Оғли тартиду. Чүнки сораққа тартишниң пүтүн һоқуқини Оғлиға бәргәндур.

[23] Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.

[24] Билип қоюңларки, сөзүмни аңлап, Мени Әвәткүчигә ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Бундақ адәм сораққа тартилмайду, шундақла өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.

[25] Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду.

[26] Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди.

[27] Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур.

[28] Буниңға һәйран болмаңлар, өлгәнләрниң һәммиси Мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду

[29] вә улар йәрликлиридин чиқишиду. Яхшилиқ қилғанлар тирилип, мәңгүлүк һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар тирилип сораққа тартилиду.

[30] Мән Өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамниң ейтқини бойичә сорақ қилимән. Мениң һөкүмүм адилдур, чүнки Мениң нийитим Мениң ирадәмни әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.

[31] — Әгәр Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ бәрсәм, гувалиғим бекар болиду.

[32] Лекин Мән үчүн гувалиқ беридиған башқа Бири бар. Униң Маңа беридиған гувалиғиниң растлиғини билимән.

[33] Йәһия пәйғәмбәргә адәм әвәткән әмәсмидиңлар? У һәқиқәткә гувалиқ бәргән.

[34] Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән.

[35] Йәһия пәйғәмбәр нур чечип турған бир чираққа охшайду. Силәр униң йоруқлуғидин вақитлиқ болсиму һөзүрлинишни халидиңлар.

[36] Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду.

[37] Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар.

[38] Униң сөзлири силәрниң қәлбиңлардин орун алмиди, чүнки Мени Униң әвәткинигә ишәнмидиңлар.

[39] Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму?

[40] Шундақ туруп, силәр йәнә Мениң йенимға келип, һаятлиққа еришиш­ни халимайсиләр.

[41] Мән инсанларниң махтишини издимәймән,

[42] лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ.

[43] Мән Атам­ниң нами билән кәлсәм, силәр Мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқилар өз нами билән кәлсә, уни қобул қилисиләр.

[44] Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махти­шиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинә­ләйсиләр?

[45] Бирақ Мени үстимиздин Атамға шикайәт қилиду, дәп ойлимаң­лар. Үстүңлардин шикайәт қилидиған Мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур.

[46] Әгәр силәр расттин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, Маңиму ишәнгән болаттиңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда Муса пәйғәмбәр Мән тоғрилиқ язған.

[47] Лекин униң Муқәддәс Язмиларда язған сөзлиригә ишәнмисәңлар, Мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters