Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 9:03

[1] Һәзрити Әйса бу дуани қилғандин кейин, шагиртлири билән биллә ташқириға чиқип, Йерусалимниң сиртидики Кидрон вадисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Һәзрити Әйса билән шагиртлири у бағчигә кирди.

[2] Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму бу йәрни биләтти, чүнки һәзрити Әйса шагиртлири билән пат-пат у йәрдә җәм болатти.

[3] Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.

[4] Һәзрити Әйса бешиға келидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди.

[5] — Насирәлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Мана Мән Шу, — деди. Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң қатарида туратти.

[6] Һәзрити Әйса: «Мана Мән Шу» дейишигила, улар арқилириға йенип йәргә жиқилишти.

[7] Һәзрити Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди. — Насирәлик Әйсани, — дейишти улар.

[8] — Силәргә ейттимғу, Мана Мән Шу. Әгәр Менила издигән болсаң­лар, буларни тутмаңлар, — деди һәзрити Әйса.

[9] Буниң билән Өзиниң: «Ата, Сән Маңа бәргәнләрдин һеч қайси­сини йоқатмидим», дегән сөзи әмәлиятта испатланди.

[10] Симун Петрус йенидики қиличини қолиға елип, баш роһанийниң Малкос исимлиқ чакирини урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.

[11] Һәзрити Әйса Петрусқа: — Қилични ғиливиңға сал! Мени Атам әмир қилған бу азап қәдиһи­ни ичмәйду дәмсән? — деди.

[12] Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти.

[13] Андин Уни алди билән шу жили баш роһаний болуп турған Қаяпа­ниң қейинатиси Һаннанниң алдиға елип беришти.

[14] Бурун йәһудий ақсақаллириға: «Пүтүн хәлиқниң һалак болушидин сақлиниш үчүн, бирла адәмниң өлүши әвзәл», дегән киши дәл шу Қаяпа еди.

[15] Симун Петрус билән йәнә бир шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңған еди. У шагирт баш роһанийниң тонуши болғанлиғи үчүн, һәзрити Әйса билән баш роһанийниң һойлисиға кирәлиди.

[16] Симун Петрус болса, ташқирида дәрвазиниң йенида қалди. Шуңа баш роһанийниң тонуши болған шагирт ташқириға чиқип, дәрва­зини күзитиватқан қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди.

[17] Дәрвазини күзитиватқан қиз Петрустин: — Сизму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дәп сориди. — Яқ, мән әмәс, — деди Петрус.

[18] Һава соғ болғанлиғи үчүн, баш роһанийниң чакарлири вә ибадәт­хана қаравуллири яғач көмүрдин йеқилған гүлханниң чөрисидә исси­нип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп отқа қахланди.

[19] Баш роһаний һәзрити Әйсадин шагиртлирини вә Униң тәлим бериши билән мунасивәтлик соалларни сориди.

[20] Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Мән сөзлиримни һәммә адәмләргә ашкарә сөзлидим. Йәһудийлар жиғилидиған йәрлик ибадәтханиларда вә мәркизий ибадәтханида дайим тәлим бәрдим. Һеч қандақ мәхпий сөз қилмидим.

[21] Буларни немишкә Мәндин сорайсиз? Сөзлиримни аңлиғанлардин сораң, улар немә дегәнлигимни билиду.

[22] Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған ибадәтхана қаравуллиридин бири Уни бир качат уруп: — Баш роһанийға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.

[23] — Әгәр хата гәп қилған болсам, буни көпчиликниң алдида көрсәт. Амма ейтқанлирим тоғра турса, Мени немә үчүн урисән? — деди һәзрити Әйса униңға.

[24] Буниң билән Һаннан Уни бағлақлиқ пети баш роһаний Қаяпаға йоллиди.

[25] Симун Петрус отниң алдида иссинип туруватқанда, башқилар: — Сәнму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дейишти. — Яқ, мән әмәс, — дәп танди Петрус.

[26] У йәрдә баш роһанийниң чакарлиридин бири, йәни Петрус қули­ғини чепип ташлиған адәмниң туққиниму бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени Әйса билән биллә көрдүмғу! — деди.

[27] Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.

[28] Таң йоруғанда һәзрити Әйса Қаяпаниң йенидин римлиқ һаким Пилатусниң ордисиға елип келинди. Уни елип кәлгән йәһудий ақсақал­лири болса өзимизниң етиқадини булғавалмайли, дәп ордиға кирмәй, сиртта күтүп туратти. Болмиса «Өтүп кетиш» һейтиниң дәстихиниға җәм болалматти.

[29] Шуңа һаким Пилатус ташқириға чиқип, уларниң алдиға келип: — Бу Адәмниң үстидин немә иш тоғрилиқ әризә қилисиләр? — дәп сориди.

[30] Улар: — Бу Адәм яман иш қилмиған болса, Уни сизгә тапшурмиған болат­туқ, — дәп җавап беришти.

[31] — Уни өзәңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә сорақ қилиң­лар, — деди һаким Пилатус уларға. Улар: — Бизниң өлүм җазасини бериш һоқуқумиз йоқ турса, — дейишти.

[32] Һәзрити Әйсаниң Өзиниң қандақ өлидиғанлиғи тоғрисидики алдин-ала ейтқининиң әмәлгә ашурулуши үчүн бу ишлар йүз бәрди.

[33] Һаким Пилатус йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсани чақиртип, Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди.

[34] Һәзрити Әйса униңға: — Бу соални өзиңиз қоюватамсиз яки башқилар Мән тоғрилиқ сизгә шундақ ейтқанму? — деди.

[35] — Мән йә йәһудий болмисам мундақ соалларни сорайдиған?! Сени маңа тапшурғанлар Өз хәлқиң вә алий роһанийларғу! Немә җинайәт өткүзгән едиң? — деди һаким Пилатус.

[36] — Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс. Әгәр мәнсүп болсиди, шагиртлирим Мениң йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қилған болатти. Һалбуки, Мениң Падишалиғим бу дуния­дики падишалиққа охшимайду, — деди һәзрити Әйса.

[37] — Демәк, Сән бир Падиша, шундақму? — деди һаким Пилатус. — Ейтқиниңиздәк, Мән Падиша, Мән һәқиқәткә гувалиқ бериш үчүн дунияға кәлдим, һәқиқәттә туридиған кишиләр Мениң сөзли­римни аңлайду, — деди һәзрити Әйса.

[38] Һаким Пилатус Униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Һаким Пилатус бундақ дәп сориғандин кейин, йәнә ташқириға чиқип йәһудийларға: — Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим.

[39] Лекин силәр­ниң һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида йәһудий мәһбуслардин бирни қоюп беришни тәләп қилиш адитиңлар бар. Шуңа, әгәр халисаңлар, бу «Йәһудийларниң Падишасини» қоюп берәй? — деди.

[40] Улар йәнә: — Бу Адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп чуқан селишти. (Бараббас бир қарақчи еди.)

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters