Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 11:25

[1] Һәзрити Әйса көпчиликкә сөз қилип болғандин кейин, Кәпәр­наһум шәһиригә қайтти.

[2] У йәрдә бир римлиқ йүз бешиниң әтиварлиқ чакири еғир кесәл болуп, өлүм гирдавида туратти.

[3] Йүз беши һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, бир нәччә йәһудий ақсақалниң берип, Униң келип чакирини сақайтип қоюши үчүн өтүнүшини тапшурди.

[4] Ақсақаллар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Йүз беши һәқиқәтән Сизниң ярдәм беришиңизгә әрзийдиған адәм.

[5] Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди.

[6] Һәзрити Әйса улар билән биллә йолға чиқти. Бирақ өйгә йетип келишкә аз қалғанда, йүз беши һәзрити Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтти. Улар: — Тәхсир, йүз беши: «Аварә болуп өйүмгә келишиңизгә әрзимәй­мән.

[7] Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.

[8] Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду. Худди шуниңдәк, Сиз бир еғиз гәп қилсиңизла, һәммә иш һәл болиду» дәйду, — деди.

[9] Йүз бешиниң гепини аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса бурулуп, биллә кәлгән халайиққа: — Дәрвәқә, Мән исраиллар арисидиму бундақ ишәнчни һеч кимдә көрмигән едим! — деди.

[10] Йүз беши әвәткән һелиқи кишиләр қайтип барғанда, чакарниң пүтүнләй сақийип кәткәнлигини көрди.

[11] Узун өтмәй һәзрити Әйса Наин дегән шәһәргә қарап йол алди. Униң шагиртлири вә йәнә нурғунлиған кишиләр Униңға әгишип маңди.

[12] У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди.

[13] Бу аялни көргән һәзрити Әйса ичи ағриған һалда униңға: — Жиғлимаң, — деди.

[14] Андин топниң алдиға өтүп, җиназиға қолини тәккүзгән еди, җиназа көтәргәнләр тохтиди. Һәзрити Әйса: — Жигит, орнуңдин тур, — дейиши биләнла,

[15] өлүп қалған жигит қопуп, гәп қилишқа башлиди. Һәзрити Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.

[16] Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.

[17] Һәзрити Әйсаниң бу иши тоғрисидики хәвәр пүтүн йәһудийлар зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.

[18] Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бу ишларниң һәммисини Йәһия­ға йәткүзди. У шагиртлиридин икки кишини өзи йетиватқан зинданға чақирип,

[19] уларни һәзрити Әйсаниң алдиға: «Худа бизгә әвәтмәк­чи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти.

[20] Улар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһия бизни Сиздин: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти, — деди.

[21] Дәл шу чағда һәзрити Әйса ағриқ-силақ вә җин чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтқан вә нурғун қарғуларниң көзини ачқан еди.

[22] Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлим­лиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.

[23] Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.

[24] Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк бир адәмниму?

[25] Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Һашамәтлик кийим кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиған кишиләр чөлдин әмәс, бәлки хан ордисидин тепилиду.

[26] Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия һәр қандақ пәйғәмбәрдинму үстүн пәйғәмбәрдур.

[27] Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду», дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәп Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду.

[28] Билип қоюңларки, инсанлар арисида Йәһиядин улуқ киши йоқ. Амма Худаниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униң­дин улуқ болиду.

[29] Буни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йоли тоғра деди, чүнки улар бурун Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилған еди.

[30] Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәм­бәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди.

[31] Шуниң билән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай?!

[32] Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, жиға-зар қилмидиңлар», дәп рәнҗийдиған балиларға охшайсиләр.

[33] Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһия келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту!» дейишти.

[34] Инсан Оғли болса, һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән! У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду.

[35] Билип қоюңларки, һекмәт Уни қобул қилғанлар арқилиқ тонулиду.

[36] Пәрисийләрдин бир киши һәзрити Әйсани тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса униң өйигә берип тамаққа олтарди.

[37] У йәрдә паһишә дәп тонулған бир аял һәзрити Әйсаниң бу пәрисийниң өйигә кәлгәнлигини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида әтир елип кәлди

[38] вә һәзрити Әйсаниң кәйнидә, путиға йеқин йәрдә туруп жиғлашқа башлиди. Униң көз яшлири һәзрити Әйсаниң путлирини һөл қиливәтти. Андин у чачлири билән һәзрити Әйсаниң путлирини сүртүп қурутти һәм путлирини сөйүп, үстигә әтир сүрди.

[39] Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәм­бәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнли­гини биләтти!» дәп ойлиди.

[40] Буни билгән һәзрити Әйса: — Шимон, саңа ейтидиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, Устаз, — деди Шимон.

[41] — Икки адәм бир кишигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч тәңгигә, йәнә бири болса, әллик күмүч тәңгигә қәриздар екән.

[42] Һәр иккилисиниң қәризни қайтуруш имканийити йоқ екән. Шуңа қәриз егиси меһриванлиқ қилип, һәр иккилисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә уларниң қайсиси қәриз егисини көпирәк яхши көриду? — дәп сориди һәзрити Әйса.

[43] — Мениңчә көпирәк кәңчиликкә еришкини, — дәп җавап бәрди Шимон. — Тоғра ейттиң, — деди һәзрити Әйса.

[44] Андин У һелиқи аялни көрситип, Шимонға: — Бу аялни көрдүңму? Өйүңгә кәлгинимдә, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң. Бирақ у көз йеши билән путлиримни жуйди, чечи билән сүртүп қурутти.

[45] Сән Мени һал-әһвал сорап, сөйүп күтүвалмиған едиң. Лекин у Мән киргәндин тартип путли­ри­мни сөйүватиду.

[46] Сән меһманларға тәғдим қилинидиған яғни бешимғиму сүркимигән едиң. Бирақ у Мени һөрмәтләп, путлиримға әтир сүркәп қойди.

[47] Қисқиси саңа ейтайки, униң нурғун гуналириниң һәммиси кәчүрүм қилинди. Шуңа униң Маңа көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур. Лекин өзиниң гуналирини аз дәп ойлайдиғанлар кәчүрүм алғандиму, уларниң меһир-муһәббити аз болиду, — деди.

[48] Андин һәзрити Әйса у аялға: — Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.

[49] Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлар: «Һәтта киши­ләрниң гуналириниму кәчүрүм қилидиған бу Адәм зади кимду?» дейишти.

[50] Һәзрити Әйса һелиқи аялға: — Маңа бағлиған ишәнчиң сени қутқузди. Аман бол! — деди.

Луқа — Chapters