Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:50

[1] Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақи­линиң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти.

[2] У йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.

[3] Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин: — Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди.

[4] Бирақ улар гәп қилмиди. Һәзрити Әйса болса һелиқи кесәлгә қоли­ни тәккүзүп, сақайтип йолға салди.

[5] Андин көпчиликкә: — Балаңлар яки калаңлар қудуққа чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?! — деди.

[6] Бирақ һеч ким һәзрити Әйсаниң бу соалиға җавап берәлмиди.

[7] Бәзи меһманларниң төр талишиватқанлиғиға диққәт қилған һәз­рити Әйса көпчиликкә тәмсил билән мундақ деди:

[8] — Тәклип билән той зияпитигә қатнашқан вақтиңизда, төргә чиқивалмаң. Сиздинму һөрмәтлик бир меһман чақирилған болуши мүмкин.

[9] У чағда саһипхан сизгә: «Бу яққа орун бәргәйсиз!» дәп қалса, интайин хиҗаләтчиликтә төвәнгә чүшүшкә мәҗбур болисиз.

[10] Лекин сиз тәклипкә бенаән келип, төвәндә олтарған вақтиңизда, саһипхан сизгә: «Достум, жуқуриға чиқиң!» десә, меһманларниң алдида аброю­ңиз болиду.

[11] Чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.

[12] Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди: — Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду.

[13] Шуниң үчүн зияпәт бәрмәкчи болсиңиз, ғерип-ғурва, мәйип-нака, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақириң.

[14] Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду.

[15] Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири бу сөз­ләрни аңлап, Униңға: — Худаниң Падишалиғидики зияпәттә олтиридиғанлар немә дегән бәхитлик һә! — деди.

[16] Бирақ һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши чоң зияпәт һазирлап, нурғун меһман чақирипту.

[17] Дәстихан селинған күни чакирини әвәтип чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.

[18] Бирақ меһман­лар бармаслиққа бир-бирләп банә көрситипту. Биринчиси: «Мән һели бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Кәчүрүң, баралмаймән», дәпту.

[19] Йәнә бири: «Мән он өкүз сетивалдим, һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк. Кәчүргәйсиз, зияпәткә қатнишалмайдиған болдум», дәпту.

[20] Йәнә бири: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән», дәпту.

[21] Чакар қайтип келип, һәммә әһвални ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғерип-ғурва, мәйип-нака, кор-әма, ақсақ-чолақларни жиғип кәл», дәпту.

[22] Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту.

[23] «Йезидики чоң-кичик арқа кочиларни арилап, тапқан адимиңни зорлап әкелип өйүмни толтур!

[24] Чүнки башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсисини дәстихинимда олтарғузмаймән», дәпту ғоҗайин униңға.

[25] Нурғунлиған кишиләр һәзрити Әйса билән биллә кетивататти. Һәз­рити Әйса уларға қарап мундақ деди:

[26] — Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.

[27] Өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшми­гәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс.

[28] Әгәр араңлардики бири мунара салмақчи болса, алди билән бу қурулушни пүткүзүш үчүн йәткидәк пул барму йоқ дәп, қанчә пул кетидиғанлиғини чоңқур һесаплимай қаламду?!

[29] Ундақ қилмиғанда, мунариниң асасини қуруп қоюп, уни пүткүзәлмисә, буни көргәнләр,

[30] «Бу адәм қурулушни башлап қоюп, айиғини чиқиралмиди», дәп заңлиқ қилмай қалмайду.

[31] Шуниңға охшаш, әгәр бир падишаниң он миң кишилик қошуни болуп, жигирмә миң кишилик қошунни башлап келиватқан иккин­чи бир падиша билән урушқили бармақчи болса, у җәзмән алди билән өз күчини синап, дүшминигә тақабил туралайдиған яки туралмайди­ғанлиғини мөлчәрләп көриду әмәсму?!

[32] Әгәр «Тақабил туралмаймән» дегән қарарға кәлсә, дүшмән қошуни техи жирақтики вақтида әлчи әвәтип, улар билән течлиқ шәртнамиси түзүшни өтүниду.

[33] Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.

[34] Туз яхши нәрсә. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду?

[35] Уни топиға яки оғутқа селишқиму яримай, ташлаветишкә тоғра келиду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

Луқа — Chapters