Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 11:58

[1] Кеңәшмә башлиқлириниң һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани һаким Пилатусниң алдиға елип беришти.

[2] У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип: — Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти.

[3] — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди Пилатус һәз­рити Әйсадин. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.

[4] Андин Пилатус алий роһанийлар билән көпчиликкә: — Бу Адәмдин бирәр җинайәт тапалмидим, — деди.

[5] Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.

[6] Буни аңлиған Пилатус: — Бу адәм җәлилийәликму? — дәп сориди.

[7] У һәзрити Әйсаниң Һирод ханниң қол астидики өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, Уни Һиродқа йоллап бәрди. (У чағда Һиродму Йерусалимда еди.)

[8] Һирод хан һәзрити Әйсани көрүп, интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери һәзрити Әйсаға даир ишларни аңлап, «Мениң алдимдиму бирәр мөҗүзә көрситип бақсун!» дәп Униң билән көрүшмәкчи болуп жүрәтти.

[9] Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди.

[10] Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти.

[11] Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди.

[12] Мана шу күндин башлап Һирод хан билән һаким Пилатус дост болуп қалди. Униңдин бурун улар бир-биригә дүшмән еди.

[13] Һаким Пилатус алий роһанийларни, йәһудий ақсақалларни вә җамаәтни жиғип,

[14] уларға: — Силәр бу Адәмни алдимға һайдап кәлдиңлар. Униң үстидин хәлиқ­ни аздуруп қутратти дәп шикайәт қилдиңлар. Бирақ мән Уни силәрниң алдиңларда сорақ қилип, силәр шикайәт қилған җинайәт­ләрдин бириниму тапалмидим.

[15] Һирод ханму Униңдин гуна тапал­май, маңа қайтуруветипту. Чүнки Униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән.

[16] Әнди мән Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди.

[17] Униң мундақ дейишиниң сәвәви: у һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, йәһудий җинайәтчилиридин бирини қоюп берәтти.

[18] Бирақ көпчилик бир еғиздин чуқан селишип: — Уни өлтүрүң! Бараббасни қоюп бериң! — дейишти.

[19] (Бараббас Йерусалимда топилаң көтирип, адәм өлтүрүп, зинданға ташланған бир җинайәтчи еди.)

[20] Пилатус һәзрити Әйсани қоюп бәрмәкчи болуп, көпчиликкә қайта несиһәт қилди.

[21] Лекин улар һә дәп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти.

[22] Пилатус үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзди? Мән Униңдин өлүмгә лайиқ җинайәт тапалмидим. Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди.

[23] Бирақ көпчилик давамлиқ чуқан селишип, һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап есип өлтүрсун дәп, чиң турувалди. Уларниң чуқанлири ахири ғалибә қилди.

[24] Пилатус уларниң тәливи бойичә һөкүм чиқарди.

[25] Топилаң көтирип зинданға ташланған һелиқи қатилни қоюп берип, һәзрити Әйсани йәһудийларниң өз хаһиши бойичә бир тәрәп қилиш үчүн ләшкәрләргә тапшуруп бәрди.

[26] Ләшкәрләр чапрас яғачни көтәргән һәзрити Әйсани елип кетиват­қанда, йолда йезидин келиватқан Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учратти. Улар бу кишини тутувелип чапрас яғачни униңға көтәргүзүп, һәзрити Әйсаниң кәйнидин һайдап маңди. Чүнки һәзрити Әйса һалсирап кәткән еди.

[27] Нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңди. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаға ечинип жиға-зар қилишип маңған аялларму бар еди.

[28] Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп уларға мундақ деди: — Әй Йерусалим аяллири! Мән үчүн жиғлимаңлар. Өзәңлар вә пәрзәнт­лириңлар үчүн жиғлаңлар!

[29] Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Пәрзәнт көрмигән, һамилдар болмиған, бала емитмигән аяллар немә дегән бәхитлик!» дәйду.

[30] У чағда кишиләр Худаниң ғәзивидин қечиш үчүн тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңләргиму: «Үстимизни яп!» дәп ялвуриду.

[31] Яп-йешил дәрәқ отта көйдүрүлгән йәрдә, қуруп кәткән дәрәқ техиму көйдүрүлмәсму?! Шуниңдәк, Мән азап чәккән йәрдә, силәр гунакар йәһудийлар техиму азап чәкмәмсиләр?!

[32] Ләшкәрләр һәзрити Әйса билән биргә икки җинайәтчиниму улар үстидин өлүм җазасини беҗиришкә елип келишкән еди.

[33] Улар Йерусалимниң сиртидики «Баш сүйәк» дәп аталған җайға берип, у йәрдә һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиди. Икки җинайәт­чиниңму бирини һәзрити Әйсаниң оң тәрипигә, йәнә бирини сол тәрипигә миқлиди вә чапрас яғачларни тикләп қойди.

[34] Һәзрити Әйса: — Әй Ата, уларни кәчүрүм қилғин, чүнки улар өзиниң немә қиливат­қанлиғини билмәйду, — деди. Ләшкәрләр чәк ташлишип, һәзрити Әйсаниң кийим-кечәклирини бөлүшүвалди.

[35] Халайиқ қарап туруватқанда, йәһудий ақсақаллар Уни мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән! Әгәр расттин Худа тайин­лиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған болса, Өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.

[36] Ләшкәрләрму Уни мәсқирә қилишип, Униңға әрзән үзүм шарави тәңләп:

[37] — Әгәр Сән йәһудийларниң Падишаси болсаң, Өзәңни қутқузуп бақ! — дейишти.

[38] Һәзрити Әйсаниң үстидики тахтиға: «Бу Киши йәһудийларниң Падишаси», дәп йезилған еди.

[39] Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған икки җинайәтчиниң бири Уни һақарәтләп: — Сән Худа әвәткән Қутқазғучи әмәсмидиң? Әнди Өзәңниму, биз­ниму қутқузмамсән?! — деди.

[40] Йәнә бири болса һелиқи җинайәтчини әйипләп: — Сәнму Униңға охшаш җазалиниватқан туруп, Худадин қорқми­диңму?

[41] Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ. Биз өз қилмишлиримизниң җазасини тарттуқ, лекин У һеч қандақ яманлиқ қилмиғанғу! — деди.

[42] Андин у һәзрити Әйсаға: — Әй Әйса, Падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени унтумиғайсән, — деди.

[43] — Билип қойки, бүгүн сән Мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди һәзрити Әйса униңға.

[44] Чүш вақтида қуяш нури ғайип болуп, пүтүн зиминни қараңғулуқ басти. Бу әһвал үч саат давам қилди.

[45] Мәркизий ибадәтханидики пәрдә тосаттин икки парчә болуп житилди.

[46] Һәзрити Әйса қаттиқ аваз билән: — Әй Атам! Роһумни қолуңға тапшурдум, — дедидә, тиниғи тохтап, җан үзди.

[47] У йәрдә буни көрүп турған йүз беши Худадин қорққан һалда: — Бу Адәм һәқиқәтән дурус Адәм екән! — дәп Худани мәдһийи­лиди.

[48] Бу вақиәни көрүш үчүн жиғилған халайиқ қайғу билән мәйдисигә уруп, өйлиригә қайтишти.

[49] Һәзрити Әйсани тонуйдиған кишиләр вә Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән аяллар вақиәниң җәриянини жирақтин көрүп турди.

[50] -

[51] Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди.

[52] Йүсүп һаким Пилатусниң алдиға берип, һәзрити Әйсаниң җәсидини беришни тәләп қилди.

[53] Пилатус қошулғандин кейин, у җәсәтни чапрас яғачтин чүширип, кәндир рәхт билән кепин­ләп, йеңидин оюлған чоң қорам ташлиқ қәбиргә дәпнә қилди.

[54] Бу вақиәләр һейтниң һарписида йүз бәргән болуп, дәм алидиған шәнбә күнигә аз қалған еди.

[55] Шуңа Җәлилийә өлкисидин һәзрити Әйса билән биллә кәлгән аяллар Йүсүп билән биллә берип, қәбирни вә җәсәтниң қандақ қоюлғанлиғини көздин кәчүрди.

[56] Андин өйли­ригә қайтип берип, җәсәткә чачидиған хуш пурақлиқ буюмлар билән әтирләрни тәйярлиди. Дәм елиш күни, Худаниң әмри бойичә, улар дәм елишти.

Луқа — Chapters