Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 9:29

[1] Йәкшәнбә күни таң йоруш билән тәң, аяллар өзлири тәйярлиған хуш пурақлиқ буюмлирини елип, һәзрити Әйсаниң қәбригә барди.

[2] Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди.

[3] Қәбригә кирип қариса, һәзрити Әйсаниң җәсиди йоқ еди!

[4] Улар көзлиригә ишәнмәй турғинида, тосаттин уларниң йенида кийим­лиридин нур чақнап туридиған икки киши пәйда болди.

[5] Аяллар интайин алақзадә болуп башлирини йәргә егишти. У периштәләр аялларға: — Силәр немә үчүн тирик Адәмни өлгәнләрниң арисидин издәйси­ләр?

[6] У бу йәрдә әмәс, У тирилди. У Җәлилийә өлкисидә турған вақтида силәргә немә дегәнлигини әсләп беқиңлар.

[7] У: «Инсан Оғли яман нийәтлик кишиләрниң қолиға тапшурулиду, чапрас яғачқиму миқлинип өлтүрүлиду. Бирақ үчинчи күни қайта тирилиду», дегән әмәсму?! — деди.

[8] Улар һәзрити Әйсаниң раст шундақ дегәнлигини есигә елишип,

[9] қәбир йенидин қайтишти. Улар көргәнлириниң һәммисини он бир әлчи вә башқа шагиртларға йәткүзди.

[10] Бу ишларни әлчиләргә йәткүзгүчи аяллар — мәҗдәллик Мәрийәм, Йоанна, Яқупниң аниси Мәрийәм вә башқа аяллар еди.

[11] Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқан­лирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди.

[12] Бирақ Петрус орнидин туруп, мазарға жүгрәп берип, қәбирниң ичигә қари­ғи­нида, һелиқи кәндир кепиндин башқа һеч нәрсә көрмиди. Уму бу ишларға интайин һәйран болуп қайтип кәтти.

[13] Шу күни шагиртлардин иккиси Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән йезиға барди.

[14] Улар йол бойи йеқинда йүз бәргән вақиәләр тоғрисида сөзлишип кетивататти.

[15] Дәл шу чағда һәзрити Әйса Өзи уларға йеқинлап келип, улар билән биллә маңди.

[16] Улар һәзрити Әйсани көргән болсиму, қандақтур Уни тонушқа қурби йәтмиди.

[17] — Немә тоғрилиқ параңлишип кетиватисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса улардин. Улар қайғулуқ һалда қәдимини тохтатти.

[18] Улардин Клиёпас исим­лиқ бири һәзрити Әйсадин: — Сәнзә Йерусалимда турупму, йеқинда йүз бәргән вақиәләрдин қилчә хәвириң йоқму немә? — дәп сориди.

[19] — Немә вақиә екән? — деди һәзрити Әйса. — Насирәлик Әйсаниң вақиәсичу! — деди улар, — У Худаниң алдидиму, хәлиқниң алдидиму сөз-һәрикәтлириниң күчи бар бир Пәйғәм­бәр еди.

[20] Алий роһанийлар вә ақсақаллиримиз Уни һаким Пилатусқа тутуп апирип, өлүм җазасиға һөкүм қилдуруп, чапрас яғачқа миқлатти.

[21] Биз әслидә Уни исраилларға азатлиқ елип келиди­ған киши, дәп интизарлиқ билән күтүп кәлгән едуқ. Бирақ мундақ болмай, һазир Униң аләмдин өткинигә үч күн болди.

[22] Лекин қизиқ йери шуки, бүгүн әтигәндә аримиздики бир нәччә аял бизни алақзадә қилип, бизгә мундақ бир хәвәрни йәткүзди: улар сәһәрдә қәбиргә берип қариса,

[23] һәзрити Әйсаниң җәсиди көрүнмәпту! Периштәләр уларға көрүнүп, һәзрити Әйсаниң қайта тирилгәнлигини ейтипту.

[24] Буниң билән биздин бир нәччә адәм қәбиргә берип, әһвалниң аялларниң ейтқинидәк екәнлигини, һәзрити Әйсаниң җәсидиниң дәрвәқә йоқ турғанлиғини көрүп кәлди.

[25] Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?

[26] Қутқазғучи-Мәсиһ Худаниң шан-шәривигә еришиш­тин бурун, мана шу җәбир-җапаларни бешидин кәчүрүши керәк әмәсмиди?

[27] Андин У Муқәддәс Язмиларда Муса вә башқа барлиқ пәйғәм­бәрләрниң Өзи һәққидә алдин-ала йезилғанлирини уларға сөзләп чүшәндүрди.

[28] Улар баридиған йезисиға йеқинлашқанда, һәзрити Әйса сәпирини йәнә давамлаштуридиғандәк туратти.

[29] Улар Уни тутувелип: — Күн олтарди. Һели қараңғу чүшиду. Биз билән биллә қонуп қелиң, — дәп өтүнди. Һәзрити Әйса улар билән қонмақчи болуп өйгә кирди.

[30] Улар тамақ­қа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди.

[31] Шу чағда уларниң көзлири ечилғандәк болуп, һәзрити Әйсани тониди, лекин У уштумтут ғайип болди.

[32] Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүр­гәндә, қәлбимиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.

[33] -

[34] Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди.

[35] Шуниң билән бу иккисиму йолда йүз бәргән ишларни вә һәзрити Әйса нанни уштуватқанда өзлириниң Уни қандақ тонуп қалғанлиғини көпчиликкә сөзләп бәрди.

[36] Шагиртлар бу вақиә үстидә сөзлишиватқанда, тосаттин һәзрити Әйса Өзи уларниң арисида пәйда болуп: — Силәргә аманлиқ болсун, — деди.

[37] Улар бирәр роһни учраттуқму немә дәп, алақзадә болушуп кәтти.

[38] Һәзрити Әйса уларға: — Немигә шунчә қорқушуп кәттиңлар? Немидин гуманлинисиләр?

[39] Қолум билән путумға қарап беқиңлар! Бу Мән! Тутуп бақсаңлар билисиләр, роһниң гөш-устихини йоқ. Қараңлар, Мениң бар, — деди.

[40] Һәзрити Әйса шундақ дегәч пут-қолини көрсәтти.

[41] Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди.

[42] Улар бир парчә белиқ кавивини сунуведи,

[43] һәзрити Әйса елип уларниң алдида йеди.

[44] Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?

[45] Шуниңдин кейин һәзрити Әйса уларниң Муқәддәс Язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһнини ечип,

[46] мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду.

[47] «Гуналириға товва қилғанларниң һәммиси У арқилиқ кәчүрүм қилиниду», дегән Хуш Хәвәр Йерусалимдин башлап пүтүн әлләргә тарқитилиду.

[48] Силәр әнди бу вақиәләрниң гувачилири болисиләр.

[49] Атам беримән дәп вәдә қилған Муқәддәс Роһни силәргә ата қилимән. Бирақ силәр асмандин кәлгән Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә толтурулғичә, Йерусалимда күтүп туруңлар.

[50] Һәзрити Әйса уларни Йерусалимниң сиртидики Бәйтания йезиси­ғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларға бәхит тилиди.

[51] У бәхит тиләветип, улардин айрилип асманға көтирилди.

[52] Шагиртлар һәзрити Әйсаға ибадәт қилишти вә интайин хошал-хорамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,

[53] һемишәм мәркизий ибадәтханида Худаға мәдһийә ейтип турди.

Луқа — Chapters